Әзәкиял 46:1—24

46  «Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Шәриқкә чиқидиған ичкири һойлиниң дәрвазилири адәттики алтә күндә йепиқлиқ туруши керәк, шәнбә һәм йеңи ай чиққанда улар ечиқ туруши лазим.  Бәг шу чағда дәһлиз арқилиқ ташқи һойлиниң дәрвазилириға кирип, дәрвазилар янлири қешида туриду. Роһанийлар униң көйдүрмиси һәм течлиқ қурбанлиқлирини тәғдим қилғандин кейин, у дәрвазилар босуғида тазим қилип, чиқип кетиду. Лекин дәрвазилар кәчқурунғичә йепилмаслиғи лазим.  Мәзкүр зиминниң хәлқи мошула дәрвазиларниң киришидә Йәһваниң алдида шәнбидә һәм йеңи ай башлинишида тазим қилиду.  Шәнбә күни бәг Йәһваға көйдүрмә үчүн нуқсансиз алтә қозини вә бир қойни әкелиду.  Униң нан һәдийәси бир қой үчүн бир ефа данни вә қозилар үчүн у қанчә берәлисә, шунчә болиду. Һәрбир ефаға у бир гиндин май бериши шәрт.  Йеңи ай башлинишида униң һәдийәси падидин елинған бир яш буқа, алтә қоза вә бир қойдин ибарәт. Барлиғи нуқсансиз болуши керәк.  Нан һәдийәси сүпитидә бәг яш буқа вә қой үчүн бирдин ефа дан қурбанлиқ қилиши лазим, һә, қозиларға болса, у қанчилик берәлисә, шунчә елиниду. Шундақла у һәрбир ефа үчүн бирдин гин зәйтун мейини қурбанлиқ қилиши керәк.  Бәг дәһлиз тәрәптики дәрвазиларға һәм кириду, һәм улардинла чиқиду.  Байрамлар пәслидә хәлиқ Йәһваниң алдида туруш үчүн кәлгәндә, ким шималий дәрвазилар арқилиқ ибадәткә киргән болса, җәнубий дәрвазилар арқилиқ чиқиши керәк. Ким җәнубий дәрвазилар арқилиқ киргән болса, шималий дәрвазилар арқилиқ чиқип кетиши лазим. Һечким киргән дәрвазилар арқилиқ чиқмаслиғи керәк, әксичә, у қариму-қарши дәрвазилардин чиқиши керәк. 10  Хәлиқниң беги инсанлар билән биргә кирип, улар билән биргә чиқиши керәк. 11  Мәйрәмләр вақтида униң нан һәдийәси яш буқиға бир ефа дан вә қойға бир ефа дандин ибарәт болиду. Қозилар үчүн у қанчилик берәлисә, шунчилик болиду. У шундақла һәр бир ефа үчүн бирдин гин майни қурбанлиқ қилиши шәрт. 12  Әгәр бәг көйдүрмини яки течлиқ қурбанлиқларни халисанә тәғдим ретидә Йәһваға бәрсә, униң үчүн шәриқкә чиқидиған дәрвазиларни ечиш керәк. У өз көйдүрмиси вә течлиқ қурбанлиқлирини шәнбә күнидә сунулидиғандәк тәғдим қилиши керәк. Бәг чиқип кәткәндин кейин, униң кәйнидин дәрвазиларни тақаш керәк. 13  Һәр күни көйдүрмә үчүн Йәһваға нуқсансиз, йеши бирдин ашмиған қозини бериш керәк. Буни һәр әтигәнлиги қилиш һаҗәт. 14  Униң билән һәр әтигәнлиги Йәһваға һәркүнлүк нан һәдийәси ретидә буғдай ефасиниң алтинчи қисмини әң яхши унни май чачиритиш үчүн зәйтун мейиниң бир гинниң үчинчи бөлүги билән сунсун. Бу әбәдий-әбәт низамдур. 15  Һәркүнлүк көйдүрмигә һәр сәһәрлиги қозини, нан һәдийәни вә зәйтун мейини бериш лазим”. 16  Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Әгәр бәг өз оғуллириға мирасқа йерини бәрсә, у уларниң варислиғи болиду. Бу улар мирасқа алған егилик санилиду. 17  Әгәр бәг өз хизмәткарлириниң биригә өз мирасидин өлчүк йәрни соға қилса, у йәр униңға азат қилиш жилиғичә мәнсүп болиду, андин у йәнә бәгкә қайтурулиду. Пәқәт бәгниң оғуллири мирас алған нәрсигә дайим егә болиду. 18  Бәг башқа кишиләрниң мирасини уларни егиликлиридин күч билән чиқирип, тартивелишни һәргиз қилмаслиғи лазим. Оғуллириға варислиққа у өз егилигидин йәрни бериши керәк. Мениң хәлқимдин һечкимни униң егилигидин қоғлимаслиқ шәрт”». 19  Андин у киши мени дәрвазилар йенида болған кириш арқилиқ роһанийларниң муқәддәс ашханилириға елип кәлди. Бу ашханилар ибадәтханидин шималға җайлашқан еди. Уларниң кәйнидә, ғәрбий тәрәптә, мән қандақту-бир бошлуқни көрдүм. 20  У киши маңа: «Бу җайда роһанийлар әйип үчүн қурбанлиқларниң вә гуна үчүн қурбанлиқларниң гөшлирини пишириду һәм шундақла нан һәдийәлиридин йемәкликләрни пишириду. Буниң һечнәрсисини ташқи һойлиға ачиқмаслиқ тәләп қилиниду вә шундақ қилип, муқәддәслик хәлиқкә өтмәйду»,— деди. 21  У мени ташқи һойлиға ачиқип, андин һойлиниң һәрбир төрт булуңиға апарди. Ташқи һойлиниң һәрбир булуңида мән йоған әмәс һойлиларни көрдүм. 22  Төрт бүҗгәкниң һәрқайсида анчә йоған әмәс һойлилар болғанди, уларниң узунлиғи 40 җәйнәк вә кәңлиги 30 җәйнәк. Барлиқ төрт һойла охшаш өлчәмдә еди. 23  Һәрбир төрт һойлиниң пүткүл айлинимида ташлар қатари маңатти, буниң астида қурбанлиқларниң гөшини пиширидиған җайлар орунлаштурулғанди. 24  У киши маңа: «Бу ашпузуллар, бу йәрдә ибадәтханиниң хизмәткарлири хәлиқ әкәлгән қурбанлиқларниң гөшини пишириду»,— деди.

Изаһәтләр