Әзәкиял 47:1—23

47  Андин кейин у киши мени яңливаштин ибадәтханиниң киришигә елип кәлди. Шу йәрдә, мана, һәрәмниң босуғиси астидин су шәриқкә қарап еқиватиду, чүнки һәрәмниң кириши шәриқ тәрәптин еди. Су киришниң оң тәрипидин төвәнгә, қурбангаһниң җәнубиға қарап ақатти.  У мени шималий дәрвазилар арқилиқ тешиға ачиқип, шәриқтә чиқидиған ташқи дәрвазиларға айландуруп әкәлди. Мән шу йәрдә оң тәрәптин еқиватқан суни көрдүм.  Ушбу киши шәриқкә меңип вә қолида өлчәм жипни тутуп, 1 000 җәйнәк мусапини өлчиди. Андин у мениң судин өтүшүмни буйриди. Су мениң тапан ошуғимға кәлди.  У йәнә 1 000 җәйнәк өлчәп, судин мениң өтүшүмни буйриди өткүзди. Су тизимғичә кәлди. У йәнә 1 000 җәйнәк өлчәп, қайта судин мениң өтүшүмни буйриди. Су мениң белимғичә йәтти.  У киши йәнә 1 000 җәйнәк мусапини өлчигәндә, еқин шунчилик улуқ аққанди, мән униңдин өтәлмидим. У шундақла шунчә чоңқур еди, һәтта маңа үзүшкә тоғра кәлди. Сәвәви, бу еқин арқилиқ кечип өтүшкә болматти.  У мәндин: «Инсан оғли, сән буни көрдүңму?»— дәп сориди. Андин у маңа еқинниң қирғиғиға чиқишни буйриди.  Мән қирғаққа чиққанда, еқинниң иккила бойида көплигән дәрәқләрниң өскәнлигини байқидим.  У маңа мундақ гәпни қилди: «Бу су шәриқкә қарап еқип, Арабадин өтүп, деңизға қуюлиду. У деңизға қуюлғанда, деңиздики сулар сақийишқа башлайду.  Ушбу икки еқин аққан һәммә җайда нурғунлиған тирик җан яшалайду. Бу сулар аққан йәрдә интайин көп белиқ болиду. Деңиздики су сақийип, қәйәргә өстәң йәтсә, шу җайда һаятлиқ болиду. 10  Енгәдидин Енәглайимғичә деңизниң бойида белиқчилар туриду, у йәрдә торларни қурутидиған орун болиду. Мәзкүр деңизда бүйүк Оттурайәр деңизидәк түр-түрлүк белиқлар молчилиғи йүз бериду. 11  Деңизниң қешида сазлиқлар һәм патқақлиқлар болиду, улар сақаймайду, чүнки улар тузлуқ болуп қалиду. 12  Өстәңниң иккила қирғақлирида һәрхил мевилик дәрәқләр өсиду. Уларниң йопурмақлири солашмайду вә улар мевә беришни тохтатмайду. Һәр айда улар йеңи мевиләрни елип келиду, чүнки уларни суғуридиған су муқәддәс ибадәтханидин ақиду. Уларниң мевилири таам үчүн, йопурмақлири болса, давалаш үчүн пайдилиниду». 13  Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: «Мана йәр, уни силәр Исраилниң 12 қәбилиси арисида мираслиққа бөлүп берисиләр (Йүсүп қәбилисиниң 2 өлчүк йери болиду). 14  Силәр зиминни мирасқа елип, һәммиңлар охшаш көләмдә йәрни егиләйсиләр. Мән әҗдатлириңларға қәсәм қилип, ушбу зиминни беришни вәдә қилғандим, әнди мана, у силәрниң варислиғиңларға өтти. 15  Мана, ушбу диярниң шималий чегариси: у Оттурайәр деңизидин башлинип, Хетлонға апиридиған йол билән меңип, Седат, 16  Хамат, Берота, Сибраим тәрәпкә маңиду. Улар Дәмәшқ йери һәм Хамат йери арисида йетип, Хавранниң чегарисида җайлашқан Хазер-Хаттихонға бариду. 17  Демәк, чегара деңиздин меңип, Дәмәшқниң шималий чекини вә Хаматниң чекини бойлап, Гасар-Енанғичә созулиду. Бу болса, шималий чегара. 18  Шәрқий чегара Хавран билән Дәмәшқниң арисида вә Йорданни бойлап, Гилиад һәм Исраилниң зимини арисида өтиду. Шималий чегаридин Өлүк деңизғичә мусапини өлчәңлар. Бу шәрқий чегараңлар болиду. 19  Җәнубий чегара Тамардин тартип Мериба-Кадәшниң сулириғичә, андин Мисир чәтлиридики сайғичә меңип, Оттурайәр деңизиға чиқиду. Бу силәрниң җәнубий чегараңлар. 20  Ғәрбий чегараңлар Оттурайәр деңизидур, җәнубий чекидин башлап Хаматқа кириштин қариму-қарши җайғичә. Бу болса, ғәрбий чегаридур». 21  «Мәзкүр йәрни өзара, Исраилниң 12 қәбилиси арисида, бөлүңлар. 22  Ушбу мирасни өзара вә араңларда маканлишип, пәрзәнтләрни туққан мусапирлар билән бөлүшүңлар. Улар силәр үчүн йәрлик исраиллиқлардәк болсун. Улар силәрдәкла Исраил қәбилилири арисида мирасқа егә болиду. 23  Мусапирға у җайлашқан қәбилиниң йеридин мирас бериңлар»,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.

Изаһәтләр