Әзәкиял 6:1—14

6  Маңа Йәһваниң сөзи болди:  «Инсан оғли, үзүңни Исраил тағлириға қаритип, уларға қарши пәйғәмбәрлик қил.  Ейтқин: “Исраил тағлири, Әң Алий Һөкүмран Йәһваниң сөзини аңлаңлар! Мана немини Әң Алий Һөкүмран Йәһва тағларға, дөңләргә, дәрияларға һәм вадиларға дәватиду. “Мән силәргә қилични әкелип, силәрниң муқәддәс җайлириңларни бузуп ташлаймән.  Қурбангаһлириңлар вәйран қилинип, исриқданлириңлар чеқилиду, өлгәнләрниң җәсәтлирини поқтәк жиркиничлик бутлириңларниң алдиға ташлаймән.  Мән Исраил оғуллириниң мәйитлирини бутлири алдиға ташлап, силәрниң сүйәклириңларни қурбан супилириңларниң өп-чөригә чачимән.  Қәйәрдиму яшимисаңлар, мәзкүр шәһәрләр гумран болуп, хасийәтлик орунлириңлар йоқ қилинип, һәммәйлән харабилиқта ятиду. Қурбангаһлириңлар бузулуп, парчә-парчә болуп кетиду, сөйүмлүк бутлириңлар йоқайду вә қоллириңларниң барлиқ ишлири ахириға келиду.  Араңлардики нурғунлири һалак болиду, шуниң билән силәр Мениң Йәһва екәнлигимни билисиләр.  Һалбуки, бәзилириңларни Мән тирик қалдуримән. Силәр башқа хәлиқләрниң арисиға чечилғанда, қиличтин аман қалидиған қалдуқ болиду.  Әсиргә әкетилгән йәрләрдә аман қалғанлар Мени есиға алиду. Улар шуни чүшинидуки, нәқәдәр Маңа уларниң садиқсизлиғидин еғир болған еди, улар әхлақсиз қәлбиниң кәйнидин жүрүп, өлүк бутларни халиғинини һәм Мениңдин бурулуп кәткинини һис қилиду. Улар өзлириниң сәскиничлик ишлириға нәпрәтлинип, сәт қилиқлири үчүн чоңқур иза тартишиду. 10  Шундақ қилип, улар Мениң Йәһва екәнлигимни вә Мән бекардин уларға мошу ишлири үчүн апәт кәлтүримән демигинимни тонуп-билиду!” 11  Әң Алий Һөкүмран Йәһва йәнә мундақ дәйду: “Алиқанлириңни бир-биригә уруп, йәрни путуң билән тәп вә исраиллиқларниң яман ишлиридин уһ тартип жиғла, чүнки улар қиличтин, ачарчилиқтин һәм ваба кесәлләрдин өлүп кетиду! 12  Жирақта турғанлар вабалардин өлиду, йеқинда болғанлар қиличтин жиқилиду, һә, ким буниң һәммисидин қечип қутулса, у ачарчилиқтин һалак болиду. Мән шундақларчә улардин өчүмни алимән. 13  Һәм уларниң өлүклири жиркиничлик бутлириниң вә уларниң қурбан супилириниң әтрапида ятқанда, улар Мениң Йәһва екәнлигимни чүшиниду. Сәвәви, улар һәрқандақ егиз дөңдә вә һәрқандақ тағ чоққисида, һәрқандақ чирайлиқ дәрәқ вә һәрқандақ чатқалда өзлириниң сәскинидиған илаһлириға йеқиш үчүн, хушпурақ исриқларни әкеләтти, нәқ шу җайларда уларниң җәсәтлири сунайлинип ятиду. 14  Мән уларға қолумни көтирип, ушбу зиминни вә улар истиқамәт қилидиған барлиқ йәрләрни Дибла кешидики чөлдинму артуғирақ чөлдәритимән һәм улар Мениң Йәһва екәнлигимни тонуп-йетиду!”»

Изаһәтләр