Әзәкиял 8:1—18

8  Алтинчи жилиниң алтинчи ейиниң бәшинчи күни мән өз өйүмдә олтираттим вә алдимда Йәһудияниң ақсақаллири олтиратти. Шу чағда маңа Әң Алий Һөкүмран Йәһваниң муқәддәс роһи қонди.  Мән отқа охшайдиған қандақту-бир қияпәтни көрдүм. Униң белидин башлап төвини өрттәк көйүп туратти, белидин жуқури алтун билән күмүчниң қошундисидәк парлатти.  У маңа кәби қол сунуп, чачлиримдин мени тутуп, елип маңди. Худадин болған көрүнүштә роһ мени йәр билән асман арилиғида көтирип, Йерусалимға, шимал тәрәпкә қариған ичкәрки дәрвазилар киришигә елип кәлди. Шу җайда Худаниң аччиғини һәм қизғинишини кәлтүридиған бир бут туратти.  Мана, шу йәрдә мән авал түзләңдә көргән Исраил Тәңриниң шан-шөһритини көрдүм.  Андин У маңа: «Инсан оғли, шимал тәрәпкә қариғина»,— деди. Мән шималға һәм қурбангаһқа апиридиған шимал тәрәптики дәрвазиларниң киришигә қариведим, мана, шу йәрдә ғәзәп қозғайдиған бутниң һақарәтлик тәсвирини көрдүм.  У маңа: «Инсан оғли, көрүватамсән, қандақ дәһшәтлик жиркиничликләрни Исраил қиливатиду? Уларниң касапитидин Мән Өз ибадәтханамдин жирақлаштим. Бирақ сән буниңдинму ошуғирақ жиркиничләрни көрисән»,— деди.  Андин У мени һойлиға чиқидиған ишиккә әкәлди. Қарисам, тамда төшүк бар екән.  У маңа: «Инсан оғли, тамдики төшүкни йоғарт!»— дәп буйриди. Мән төшүкни кәңәйтип, қандақту-бир киришни байқидим.  Андин У маңа: «Ичигә кир вә улар бу җайда қиливатқан ярамсиз ишлирини көрүп бақ»,— деди. 10  Мән кирип, қарисам: барлиқ тамларда һәртүрлүк өмлигүчиләрниң, сәскиничлик һайванларниң тәсвирлири оюлған болуп, шундақла Исраил өйиниң поқтәк бутлириниң тәсвирлири болғанди. 11  Уларниң алдида Исраилниң 70 ақсақали туратти, уларниң ичидә Шафанниң оғли Язанияму бар еди. Һәрқайсиниң қолида исриқдан болуп, хушпурақниң татлиқ иси әршкә көтириләтти. 12  У шу чағда мениңдин сориди: «Инсан оғли, көрүватамсән, Исраил өйиниң ақсақаллири қараңғулуқта, һәрқайси өзлириниң бутлири бар ичкәрки бөлмилиридә, немә қиливатқинини? Улар: “Йәһва бизни көрмәйду. Йәһва мәзкүр зиминни қалдурди”,— дәватиду». 13  Андин У маңа: «Сән буниңдинму артуқ зор жиркиничликләрни көрисән»,— деди. 14  У мени Йәһва өйиниң шималий дәрвазилириниң киришигә елип кәлди вә шу җайда мән Таммуз худа һәккидә жиға көтириватқан аялларни көрдүм. 15  У мениңдин: «Инсан оғли, көрдүңму буни?— дәп сориди.— Буниңдин ошуғирақ жиркиничликләрни техи көрисән». 16  Шуниң билән у мени Йәһва ибадәтханисиниң ичкәрки һойлисиға әкирди. У йәрдә Йәһва һәрәминиң киришида, қурбангаһ билән дәһлизниң арисида, 25кә йеқин әркиши туратти. Улар Йәһва ибадәтханисиға дүмбисини қаритип, һә үзлирини болса, шәриқкә қаритип, қуяшқа чоқунувататти. 17  У маңа йәнә мундақ деди: «Сән буни байқаватамсән, инсан оғли? Йәһудия хәлқигә униң мәзкүр жиркиничлик қилиқларни қиливатқини вә йерини һәқсизликкә толтуруп, Мени дайимий һақарәтләватқанлиғи азму? Уни аз дегәндәк, бу кишиләр техи бурнумға шахни әкеливатиду. 18  Шуңлашқа Мән қәһримни зади тизгинлимәймән! Көзүм уларни айимайду вә уларға қарап, рәһим-шәпқәтни унтуймән, гәрчә улар қаттиқ вақирап, қулақлиримға жиғлисиму, уларни зади аңлимаймән!»

Изаһәтләр