Әлчиләр 1:1—26
1 Теофил, биринчи һекайәмдә мән Әйсаниң қилишқа башлиған ишлирини вә тәлимлирини
2 шундақла асманға көтирилиштин алдин, өзи таллавалған әлчиләргә муқәддәс роһ арқилиқ бәргән буйруғи һәққидә язғанмән.
3 Азапларни чәккәндин кейин, Әйса уларға өзиниң тирик екәнлигини көплигән ишәшлик дәлилләр билән көрсәтти. Улар уни 40 күн уда көрди һәм у уларға Худаниң Падишалиғи һәққидә ейтип бәрди.
4 Әлчиләр билән учришип у: «Йерусалимдин кәтмәңлар, лекин мениңдин аңлиған — Атамниң вәдисиниң әмәлгә ешишини күтүңлар,
5 чүнки Йәһия пәйғәмбәр суға чөмдүргән болса, силәр бир нәччә күндин кейин муқәддәс роһ билән чөмдүрүлисиләр»,— дәп буйриди.
6 Улар жиғилғанда, униңдин: «Һакимдаримиз, мошу вақитта Исраил падишалиғини тиклимәкчимусән?»— дәп сорашти.
7 Әйса уларға җававән: «Атам Өз һакимийитидә қалдурған вақитлар билән муддәтләрни силәргә билиш берилмиди,
8 амма үстүңларға муқәддәс роһ чүшкәндә, силәр күч елип, Йерусалимда, пүткүл Йәһудийә вә Самарийәдә һәм йәр-зиминниң чәтлиригичә маңа гувачилар болисиләр»,— деди.
9 Андин Әйса уларниң көз алдида асманға көтүрүлинип, булут арисида ғайип болди.
10 Әлчиләр униң асманға көтүрүливатқиниға қарап турғанда, уларниң йенида ақ кийим кийгән икки әр киши пәйда болди.
11 Шуңа улар: «Һәй җәлилийәликләр, немишкә силәр асманға қарап турисиләр? Араңлардин асманға елинған бу Әйса асманға қандақларчә көтүрилгән болса, у шундақла қайтип келиду»,— дейишти.
12 Андин әлчиләр Зәйтун теғи дәп атилидиған җайдин Йерусалимға қайтишти. Бу тағ Йерусалимдин шәнбилик йол, йәни тәхминән бир чақирим нери еди.
13 У йәргә йетип кәлгәндә, өзлири тохтиған өйниң үстүнки қәвәттики бөлмигә чиқти. Улар Петрус, Йоһан, Яқуп вә Әндәр, Филип вә Томас, Бартоломай вә Мәтта, Һалпайниң оғли Яқуп, қизғин Симун вә Яқупниң оғли Йәһуда еди.
14 Уларниң һәммиси бирликтә Әйсаниң аниси Мәрийәм һәм униң инилири вә бәзибир аяллар билән биллә дуада болувататти.
15 Шу күнләрдә, җәми 120 киши жиғилған болуп, Петрус оттуриға чиқип, мундақ дәп гәп башлиди:
16 «Қериндашлар, Әйсани тутуп алғанларни башлап кәлгән Йәһуда тоғрисида муқәддәс роһ Давутқа ейтқан, Муқәддәс Язмилардики сөзләр әмәлгә ешиши керәк еди.
17 У биздин бири болуп, бу хизмәткә қатнашқан еди.
18 Лекин бу адәм һәққанийсизлиқ үчүн пул елип, бир етизни сетивалди. У беши билән чүшкинидә, тарс қилип қарни йерилдидә, үчәй-қеринлири ташқириға чугулуп чүшти.
19 Бу вақиә Йерусалим аһалисиниң қулақлириға йетип барди, шуниң билән у йәр уларниң тилида Һәқәлдәма, йәни Қан етизи дәп аталди.
20 Зәбур китавида йезилғинидәк: “Униң өйи чөлгә айлансун һәм униңда һечким яшимисун” вә “Униң назарәтлик вәзиписини башқиси қобул қилсун”.
21 Шуңлашқа, униң орнини Һакимдаримиз Әйса аримизда болған пүтүн вақит мабайнида биз билән биллә жиғилғанлардин бири егилиши һаҗәт.
22 Бу киши Әйсаниң Йәһия тәрипидин суға чөмдүрүшидин башлап, та биздин асманға елинған күнигичә һәм биз билән биллә болуп, униң тирилгининиң гувачиси болуши керәк».
23 Шу вақитта икки кишини тәвсийә қилди: Барсаба, йәни Юстус дәп аталған Йүсүпни вә Маттияни.
24 Улар дуа қилип: «Һәй, Илаһимиз Йәһва, Сән барлиғимизниң қәлбини билисән, бу икки кишидин кимни таллап алғиниңни бизгә көрсәткинә,
25 у әлчи болуп, бу хизмәткә қатнашсун. Йәһуда болса, өз йоли билән меңиш үчүн, чәтнигән еди»,— дейишти.
26 Улар шулар тоғрисида чәк ташлиди, вә чәк Маттияға чүшти һәм уни 11 әлчиниң қатариға қошти.