Әлчиләр 12:1—25
12 Тәхминән шу вақитта Һирод падиша җамаәттики бәзибирлиригә зулум қилиш үчүн қол көтәрди.
2 У Йоһанниң акиси Яқупни қилич билән өлтүрди.
3 Бу ишниң йәһудийларға яққинини көрүп, Петрусниму тутувалди. Бу иш петир нан мәйрими күнлиридә йүз бәрди.
4 Петрусни тутуп зинданға ташлиди вә Қутқузулуш мәйримидин кейин уни хәлиқ алдиға елип чиқиш үчүн, төрт ләшкәрдин ибарәт төрт топтики күзәтчиләргә тапшурди.
5 Шундақ қилип, Петрусни зинданда тутти, җамаәт болса у һәққидә Худаға җан-дили билән дуа қилди.
6 Һирод Петрусни елип чиқиштин авал, кечиси у икки зәнҗиргә бағлағлиқ икки ләшкәрниң арисида ухлаватқан еди вә ишиктики күзәтчиләр зинданни күзитәтти.
7 Бир мәзгилдә Йәһваниң пәриштиси пәйда болди һәм зинданда нур парлиди. Петрусниң биқинидин иштирип, уни охитип: «Тез тур!»— деди. Зәнҗирләр қоллиридин чүшүп кәтти.
8 Пәриштә униңға: «Белиңни бағлап, сәндилиңни кий»,— деди. У шундақ қилди. Андин пәриштә: «Сиртқи кийимиңни кийип, кәйнимдин маң»,— деди.
9 У бөлмидин чиқип кәйнидин маңди, лекин пәриштиниң қиливатқан иши оңида әмәс, бәлки вәһийдә болуватиду дәп ойлиди.
10 Биринчи, андин иккинчи күзәттин өтүп, улар шәһәргә чиқидиған төмүр дәрвазиға кәлди һәм улар өзлүгидин ечилип кәтти. Улар чиқип, бир кочида маңди һәм туюқсиз пәриштә ғайип болди.
11 Петрус өзигә келип: «Әнди мән ениқ билимәнки, Йәһва пәриштисини әвәтип, мени Һиродниң қолидин һәм йәһудий хәлқи күткән пүтүн нәрсидин қутулдурди»,— деди.
12 Бу һәққидә у мулаһизә қилип, көплири жиғилип дуа қилишиватқан, Марк аталмиш Йоһанниң аниси Мәрийәмниң өйигә қарап йол тутти.
13 У дәрвазиниң ишигини қаққанда, авазға Рода исимлиқ хизмәткар аял чиқти
14 һәм Петрусниң үнини тонуп, хошаллиғидин дәрвазини ачмай, өйгә жүгрәп кирип, дәрвазиниң алдида Петрусниң турғанлиғини хәвәрлиди.
15 «Сән әқлиңдин адишипсән»,— деди униңға. Лекин у буниң һәқиқәт екәнлигини тәстиқләп турувалди. Шу чағда улар: «Бу униң пәриштиси»,— дейишти.
16 Петрус болса тақилдитишни давамлаштурди. Улар ишикни ечип, уни көрүп аң-таң болди.
17 Бирақ уларниң җим болуши үчүн, у қоли билән шәрәт қилип, қандақларчә Йәһва уни зиндандин чиқарғанлиғини тәпсилий ейтип берип: «Бу һәққидә Яқупқа вә бурадәрләргә хәвәрләңлар»,— деди. Андин у чиқип, башқа йәргә кәтти.
18 Таң атқанда ләшкәрләр арисида зор ваң-чуң көтирилди, чүнки Петрус билән немә болғинини һечким билмәтти.
19 Һирод уни издәп тапалмиғандин кейин, күзәтчиләрни сораққа тартип, уларни җазалашқа буйриди. Андин у Йәһудийәдин Қәйсәрийәгә кәтти һәм шу йәрдә бирмунчә вақит болди.
20 У Тир һәм Сидон турғунлириға дүшмәнләрчә қарши еди. Шу чағда турғунлар бирликтә униңға келип, падишаниң өйигә қарайдиған Властни өз тәрипигә қаритивелип, течлиқни сорашти, чүнки уларниң вилайити падиша вилайитидин озуқ-түлүк алатти.
21 Бәлгүләнгән күни Һирод падишалиқ кийимини кийип, һөкүм тәхтигә олтирип һәммисигә нутуқ билән мураҗиәт қилди.
22 Жиғилған хәлиқ: «Бу аваз инсанниң әмәс, амма худаниң!»— дәп вақирашти.
23 Шуан Йәһва пәриштиси униңға зәрбә бәрди, чүнки у Худани шәрәплимиди. У ағрип қалди һәм қуртларға йәм болуп, өлди.
24 Йәһваниң сөзи болса өсүп, тарқиливататти.
25 Барнаба билән Савл Йерусалимдикиләргә ярдәм көрситиш үчүн һәммә нәрсини қилип, Марк аталмиш Йоһанни өзлири билән елип, қайтип кәлди.