Әлчиләр 13:1—52
13 Антиохиядики йәрлик җамаәттә пәйғәмбәрләр һәм устазлар болған еди: Барнаба, Нигер атилидиған Шимеон, Киренадин Лусий, вилайәтниң һакими Һирод билән оқуған Манаил һәм Савл.
2 Улар Йәһваға хизмәт қилип, роза тутқан вақтида муқәддәс роһ: «Маңа Барнаба билән Савлни Мән тайинлиған иш үчүн бөлүп бериңлар»,— деди.
3 Шу вақитта улар розидин һәм дуадин кейин уларға қоллирини қоюп, әвәтивәтти.
4 Шундақ қилип, муқәддәс роһ әвәткән бу кишиләр Селевкияға чүшүп, шу йәрдин Кипрға үзүп кәтти.
5 Саламинға келип, йәһудий ибадәтханилирида Худа сөзини җакалиди. Улар билән Йоһан ярдәмчи ретидә болған еди.
6 Пүтүн арални Пафосқичә өтүп, улар җодигәр һәм сахта пәйғәмбәр болған, Барйәшу исимлиқ йәһудий кишини учратти.
7 У әқиллиқ киши, проконсул Сергий Паулниң йенида еди. Сергий Паул Худа сөзини сәмимий аңлиғуси келип, Барнаба билән Савлни өзигә чақиртти.
8 Амма Елима, яки тәрҗимиси җодигәр, дегән киши проконсулни етиқаттин қайтуруш үчүн, уларға қаршилиқ көрсәтти.
9 Шу чағда Паул атилидиған Савл муқәддәс роһқа чөмүп, җодигәргә тикилип қарап:
10 «Һәй, һәммә һәққанийлиқниң дүшмини, һәрқандақ зулумға һәм ялғанчилиққа толған Шәйтанниң оғли! Сән Йәһваниң тоғра йоллирини бурмилашни зади тохтатмамсән?
11 Мана әнди сениңда Йәһваниң қоли, сән қарғу болуп, вақитлиқ күн йоруғини көрәлмәйсән»,— деди. Шу заман җодигәрни қелин туман вә қараңғулуқ басти һәм у йетәклигүчини издәп, өзини у яқ бу яққа ташлиди.
12 Шу чағда проконсул бу вақиәни көрүп, ишәнди, чүнки Йәһваниң тәлиматиға һәйран болди.
13 Паул һәм униң йолдашлири Пафостин деңизға чиқип, Памфилиядики Пергияға кәлди. Бирақ Йоһан уларни ташлап, Йерусалимға қайтип кәтти.
14 Улар болса йолини давамлаштуруп, Пергиядин Писидиядики Антакяға кәлди, шәнбә күни йәһудий ибадәтханиға кирип, олтарди.
15 Қанун вә Пәйғәмбәрләр китаплирини оқуп болғандин кейин, йәһудий ибадәтханиниң башчилири уларға адәм әвәтип: «Бурадәрләр, әгәр силәрдә хәлиқ үчүн илһамландуруш сөзүңлар болса, ейтиңлар»,— деди.
16 Шунда Паул орнидин туруп, қоли билән шәрәт қилип, мундақ дәди:
«Исраиллиқлар, һәм силәр, Худадин қорқудиғанлар, тиңшаңлар.
17 Бу Исраил хәлқиниң Худаси атилиримизни таллап, улар мусапир болуп Мисирда яшиғанда, бу хәлиқни йүксәлдүрүп, қүдрәтлик қоли билән әшу йәрдин чиқарди.
18 Тәхминән 40 жил давамида У уларниң жүрүш-турушиға чөлдә чидамлиқ көрсәтти.
19 Қанан йеридики йәттә хәлиқни вәйран қилип, уларниң зиминини чәк бойичә бөлди.
20 Бу һәммиси тәхминән 450 жил давамида йүз бәрди.
Шуниңдин кейин У уларға Самуил пәйғәмбәргичә қазиларни бәрди.
21 Бирақ кейин улар падишани тәләп қилди вә Худа уларға Бениамин қәбилисидин Кисниң оғли Савлни 40 жилға тайинлап бәрди.
22 Уни тәхттин чүшәргәндин кейин, Өзи гувалиқ бәргән Давутни падиша қилип: “Мән Йишайниң оғли Давутни таптим, у қәлбимгә лайиқ адәм һәм у Мән халиған һәммә нәрсини қилиду”,— деди.
23 Униң әвладидин Тәңри Өз вәдиси бойичә Исраилға қутқазғучи Әйсани бәрди вә
24 Йәһия униң келишидин авал пүткүл исраил хәлқигә товва қилиш бәлгүси болған суға чөмдүрүшни очуқ вәзә қилди.
25 Хизмитини йәкүнләп, Йәһия пәйғәмбәр: “Мени ким дәп ойлаватисиләр? Мән у әмәс. Амма кәйнимдин шундақ киши келиватидуки, мән һәтта униң сәндилиниң боққучлирини йешишкә лайиқ әмәсмән”,— деди.
26 Бурадәрләр, Ибраһим әвладиниң оғуллири һәм Худадин қорқудиған араңлардики башқилар, бизгә мошу қутқузулуш тоғрилиқ сөз әвәтилгән.
27 Йерусалим турғунлири вә уларниң башлиқлири уни тонумиди, лекин қазилар ролида чиқип, һәр шәнбидә оқулидиған пәйғәмбәрләр сөзлирини орунлиди.
28 Гәрчә улар униңда өлүмгә лайиқ һечнәрсә тапалмисиму, Пилаттин униң өлтүрүлишини тәләп қилди.
29 У тоғрисида йезилған барлиқ нәрсиләрни орунлиғандин кейин, уни түврүктин чүшүрүп хатирә қәбиргә қойди.
30 Амма Худа уни өлүмдин тирилдүрүп,
31 у көплигән күнләрниң давамида уларға, йәни униң билән Җәлилийәдин Йәрусалимға барғанларға, хәлиқ алдида әнди униң һәққидә гувалиқ бериватқанларға рошән болди.
32 Шундақ қилип, биз силәргә атилиримизға берилгән вәдә тоғрисидики хуш хәвәрни җакалаватимиз.
33 Худа уларниң пәрзәнтлири болған биз үчүн Әйсани тирилдүрүп, Зәбурниң иккинчи нахшисида ейтилғандәк: “Сән — Мениң оғлум, мошу күндә Мән сениң Атаң болдум”, дәп вәдисини ахириғичә орунлиди.
34 Уни өлүмдин тирилдүргини вә әнди у чирикликкә қайтмайдиғини һәққидә У мундақ деди: “Мән силәргә Давутқа көрсәткән садиқ муһәббәтлик меһримни көрситимән”.
35 Шуңлашқа У Зәбурниң башқиму нахшисида мундақ дәйду: “Өзәңгә вападар адәмгә чирикликни көрсәтмәйсән”.
36 Давут өз вақтида Худаниң ениқ билдүрүлгән ирадисини орунлап, өлүм уйқисиға кетип, атилири йенида дәпин қилинди һәм чирикликни көрди.
37 Худа тирилдүргән бу киши болса, чирикликни көрмиди.
38 Шуңлашқа силәргә мәлум болсунки, қериндашлар, униң арқилиқ силәргә гуналар кәчүрүми җакалиниватиду
39 һәм Муса қануни асасида гунасиз дәп силәрни елан қилинмиған барлиқ нәрсидә, униң арқилиқ етиқат билдүргән һәрқандақ киши гунасиз дәп елан қилинмақта.
40 Пәйғәмбәрләр китаплирида ейтилғанлар силәргә кәлмәслиги үчүн, еһтият болуңлар:
41 “Һәй, тәңситмәйдиғанлар, һәйран қелип йоқап кетиңлар, чүнки силәрниң күнлириңларда Мән, һәтта бирси тәпсилий ейтип бәргән болсиму, силәр һәргиз ишәнмәйдиған ишни қилимән”».
42 Паул билән Барнаба чиқиватқанда, адәмләр әндики шәнбидиму мошу тоғрилиқ улар билән сөзлишишини ялвурди.
43 Андин йәһудий ибадәтханидики җамаәт тарқалғандин кейин, нурғунлиған йәһудийлар һәм Худаға ибадәт қилидиған йәһудий диниға киргүчиләр Паул вә Барнабаға әгәшти. Улар адәмләр билән сөһбәтлишип, Худаниң мол меһирлигидә мәккәм турушқа дәвәт қилди.
44 Келәрки шәнбидә пүтүнләй шәһәр дегидәк Йәһваниң сөзини аңлашқа җәм болди.
45 Шунчә хәлиқни көрүп, йәһудийлар көрәлмәсликкә толуп, Паулниң ейтқанлириға күпүрлүк билән қарши чиқти.
46 Шунда Паул һәм Барнаба җасурлуқ билән мундақ деди: «Дәсләп Худа сөзи силәргә ейтилиши керәк еди. Бирақ силәр уни рәт қилғанлиқтин вә өзәңларни мәңгү һаятқа лайиқ әмәс дәп саниғиниңлар үчүн, биз башқа хәлиқләргә мураҗиәт қиливатимиз,
47 чүнки Йәһва бизгә мундақ әмир бәргән: “Сән зиминниң қириғичә қутқузулуш болушуң үчүн, Мән сени хәлиқләргә йоруқлуқ қилип қойдум”».
48 Буни аңлап, башқа хәлиқләрниң вәкиллири хошал болушуп, Йәһваниң сөзини мәдһийилиди вә мәңгү һаятқа тоғра көзқарашта болған барлиғи етиқатчилар болди.
49 Йәһваниң сөзи болса, пүткүл шу вилайәткә тарқалди.
50 Лекин йәһудийлар Худаға ибадәт қилғучи һөрмәтлик аялларни һәм шәһәрниң абройлуқ адәмлирини Паул һәм Барнабаға қарши тәқипләрни қозғашқа гижгижлатти вә уларни өз өлкисидин қоғлатқузди.
51 Улар болса буларға қарши гувалиқ бәлгүсигә аяқлиридин чаңни қеқивәтти һәм Иконийға йол тутти.
52 Шагирт болғанлар хурсәнлик вә муқәддәс роһқа толди.