Әлчиләр 14:1—28
14 Иконийда улар биллә йәһудийларниң ибадәтханисиға кирип шундақ сөзлидики, йәһудийларниң һәм грекларниң бесим көпчилиги етиқатчилар болди.
2 Лекин ишәнмигән йәһудийлар башқа хәлиқләрниң кишилирини қозғитип, бурадәрләргә қарши турғузди.
3 Улар шу җайда хелила узақ туруп, Йәһвадин һакимийәт алғанлиқтин җасур сөзләтти. Худа уларниң қоллири билән карамәтләр һәм аламәтләр йүз бериши үчүн йол қоюп, Өзиниң мол меһирлик сөзи һәққидә гувалиқ берәтти.
4 Шәһәрдики хәлиқ бөлүнүп, бирлири йәһудийлар тәрипидә болса, башқилири әлчиләр тәрипидә еди.
5 Башқа хәлиқләр вәкиллири һәм шундақла йәһудийлар өз башлиқлири билән уларни мәсхирә қилип, таш етип өлтүрүш үчүн, уларға һуҗум қилмақчи болғанда,
6 улар бу һәққидә билип, Ликаонияниң шәһәрлири Листра һәм Дәрбәгә вә уларниң әтрапиға қачти.
7 Шу җайларда хуш хәвәрни җакалиди.
8 Листрада аяқлири ишлимәйдиған бир адәм бар еди. У туғулушидин нака болуп, һечқачан маңмиғанди.
9 У олтирип, Паулниң сөзлирини тиңшавататти, Паул болса униңға тикилип қарап, униң етиқатиниң вә сақийиш имканийитиниң барлиғини көрүп,
10 жуқури авазда: «Аяқлириңға тик тур!»— деди. Нака сәкрәп туруп, меңишқа башлиди.
11 Шу чағда хәлиқ Паулниң қилғинини көрүп, қаттиқ авазда ликаончә: «Худалар инсан қияпитидә бизгә чүшүпту!»— дәп вақирашти.
12 Барнабани Зевс, Паулни болса Гермес дәп атиди, чүнки гәпни асасән у қилатти.
13 Шәһәрниң алдидики Зевс бутханисиниң каһини дәрваза алдиға буқиларни һәм гүлчәмбәрләрни әкелип, хәлиқ билән биллә қурванлиқ қилишни халиди.
14 Амма әлчиләр Барнаба һәм Паул буни аңлап, сиртқи кийимини житип, топниң алдиға жүгрәп:
15 «Немишкә силәр буни қиливатисиләр? Биз силәрдәкла аҗиз адәмләр һәм силәрниң мошу пайдисиз нәрсиләрдин ваз кечип, асман, йәр, деңиз һәм улардики барлиқ мәвҗудатларни яратқан тирик Худаға бурулушуңлар үчүн, хуш хәвәрни җакалаватимиз.
16 Өткән әвлатларда У Илаһ хәлиқләрниң өз йоллири билән меңишини қоюп бәргән,
17 гәрчә Өзи һәққидә гувалиқ беришни тохтатмиған, йәни яхшилиқ қилип, асмандин ямғурларни һәм һосул дәвирләрни берәтти вә жүрәклириңларни таам һәм хошаллиқ билән қанаәтләндүргән»,— дәп вақирашти.
18 Буни ейтиветип, улар хәлиқни өзлиригә атап қурванлиқ қилмаслиқтин аранла тутувалди.
19 Лекин Антакя һәм Иконийдин йәһудийлар келип, хәлиқни қайил қилди һәм улар Паулни чалма-кесәк қилип, уни өлди дәп, шәһәрниң сиртиға сөрәп ачиқти.
20 Униң өп-чөрисигә шагиртлар жиғилғанда, у орнидин туруп, шәһәргә кирди. Әтиси у Барнаба билән Дәрбәягә кәтти.
21 Шу шәһәргә хуш хәвәрни ейтип вә көплигән шагиртларни тәйярлап, улар қайтидин Листра, Иконий вә Антакяға барди.
22 Улар шагиртларниң қәлблирини мустәһкәмләп, уларни етиқатта қелишқа дәвәт қилип: «Биз Худа Падишалиғиға нурғунлиған азаплар арқилиқ киришимиз керәк»,— дейишти.
23 Униңдин ташқири, улар һәрбир җамаәттә ақсақалларни тайинлиди вә дуа қилип һәм роза тутуп, улар етиқат бағлиған Йәһваға уларни тапшурди.
24 Писидиядин өтүп, улар Памфилияға кәлди
25 һәм Пергияда сөзни хәвәрләп, Атталияға чүшти.
26 Шу йәрдин қиливатқан ишиниң орунлиниши үчүн, авал Худаниң мол меһирлигигә тапшурулған Антакяға үзүп кәтти.
27 У йәргә кәлгәндә җамаәтни чақирип, Худа улар арқилиқ қилған көплигән ишлири һәм башқа хәлиқләргә етиқат ишигини ечип бәргәнлиги һәққидә ейтип бәрди.
28 Шундақ қилип, улар шагиртлар билән көп вақит өткүзди.