Әлчиләр 15:1—41
15 Бәзилири болса Йәһудийәдин келип, бурадәрләрни мундақ үгитишкә башлиди: «Әгәр Мусаниң урпи-адити бойичә хәтнә қилинмисаңлар, қутқузулалмайсиләр».
2 Лекин Паул һәм Барнабаниң улар билән хелила келишмәсликлири вә талаш-тартишлири болғанлиқтин, Паул һәм Барнабани һәм бәзибир башқа бурадәрләрни мошу талаш-тартиш сәвәвидин, Йерусалимдики әлчиләргә вә ақсақалларға әвәтиш қарари қобул қилинди.
3 Йолиниң бираз йеригичә җамаәт уларни узатти, андин улар йолини Фәникийә вә Самарийә арқилиқ давамлаштуруп, башқа хәлиқләр адәмлириниң Худаға бурулуши тоғрисида тәпсилий ейтип, барлиқ қериндашларға зор хошаллиқ беғишлиди.
4 Йерусалимға кәлгәндә, улар җамаәт, әлчиләр һәм ақсақаллар тәрипидин хурсәнлик билән қобул қилинди вә Худа улар арқилиқ қилған көплигән ишлири һәққидә сөзләп бәрди.
5 Амма пәрисийләр мәзһипидин ишәнгән бәзибирлири орунлиридин турушуп: «Муса қануниға әмәл қилиши үчүн, уларни хәтнә қилиш керәк»,— дейишти.
6 Шу вақитта әлчиләр һәм ақсақаллар бу мәсилиниң қараштурулиши үчүн жиғилди.
7 Узақ талаш-тартишлардин кейин, Петрус туруп мундақ деди: «Бурадәрләр, силәргә яхши мәлумки, башқа хәлиқләрдин адәмләр хуш хәвәр сөзини аңлап ишиниши үчүн, дәсләп силәрниң араңлардин Худа мени таллавалди.
8 Қәлбләрни билидиған Худа, уларға биздәкла муқәддәс роһни берип гувалиқ қилди.
9 Һәм У улар билән бизниң аримизда һечқандақ айримчилиқ қилмай, лекин етиқат билән уларниң жүрәклирини тазилиди.
10 Ундақта, шагиртларниң бойниға йә әҗдатлиримиз, йә биз көтирәлмигән боюнтуруқни артип, силәр немишкә Худани синаватисиләр?
11 Амма биз шуниңға ишинимизки, Һакимдаримиз Әйсаниң мол меһирлиги түпәйлидин бизму улардәкла қутқузулимиз».
12 Шунда болғанларниң һәммиси җим болуп, Барнаба һәм Паулниң Худа улар арқилиқ башқа хәлиқләр ичидә қилған нурғунлиған карамәтлири һәм аламәтлири тоғрисида баянатини тиңшиди.
13 Уларниң сөзлиридин кейин Яқуп: «Бурадәрләр, маңа қулақ селиңлар.
14 Өз исми билән атилидиған хәлиқни жиғиш үчүн, Худа дәсләп башқа хәлиқләргә диққәт ағдурғини тоғрисида Симун тәпсилий ейтип бәрди.
15 Буниң билән пәйғәмбәрләрниң йезилған сөзлири уйғундур:
16 “Шуниңдин кейин Мән қайтип келимән һәм Давутниң ғулиған чедирини әксигә кәлтүримән, униң харабилирини яңливаштин тикләп әксигә кәлтүримән.
17 Барлиқ хәлиқләрдин чиққан вәкилләр билән биллә адәмләрдин қалғанлири, йәни Мениң исмим билән атиливатқанлар, Йәһвани әстаидил издиши үчүн,
18 әзәлдин мәлум болғанни қилимән”,— дейду Йәһва.
19 Шуңлашқа мән ойлаймәнки, Худаға бурулған башқа хәлиқләрниң адәмлиригә қийинчилиқларни туғдурушниң һаҗити йоқ,
20 бирақ уларниң бутларға беғишланған нәрсиләрдин, паһишивазлиқтин, боғузланмиған һайванларниң гөшлиридин һәм қандин сақлинишини җекиләп язайли.
21 Чүнки қедимий замандин тартип Муса қанунини вәзә қиливатқанлар барлиқ шәһәрләрдә бар, сәвәви уни һәр шәнбидә йәһудий ибатәтханиларда үнлүк оқуйду»,— деди.
22 Шу чағда Паул вә Барнаба билән Антакяға әвәтиш үчүн, әлчиләр һәм ақсақаллар, шундақла пүткүл җамаәт өз арисидин қериндашлар үстидин өзлиригә рәһбәрлик алидиған адәмләрни — Барсаба аталмиш Йәһудани һәм Силасни таллавелишни лайиқ көрди.
23 Һәм улар арқилиқ мундақ хәтни әвәтти:
«Әлчиләр вә ақсақаллар — силәрниң бурадәрлириңлар Антакя, Сүрийә һәм Киликийәдики башқа хәлиқләрдин болған қериндашларға салам йоллаймиз!
24 Гәрчә биз уларға һечқандақ көрсәтмә бәрмисәкму, аримиздин бәзилири силәрни алақзадә қилип, өз сөзлири билән беарам қилғанлиғини аңлап,
25 биз бирликтики келишим бойичә бурадәрләрни таллап, сөйүмлүк Барнаба һәм Паул билән силәргә әвәтишни лайиқ көрдуқ.
26 Улар Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң исми үчүн өз җанлирини тавакәл қилғанлар.
27 Шуңлашқа еғизчә мошу нәрсиләрни силәргә ейтип бериши үчүн, Йәһуда һәм Силасни әвитиватимиз.
28 Муқәддәс роһ һәм биз, силәргә һаҗәтлик нәрсидин артуқ еғирлиқ артмай, монуларни лайиқ көрдуқ:
29 бутларға беғишланған нәрсиләрдин, паһишивазлиқтин, боғузланмиған һайванларниң гөшлиридин һәм қандин сақлиниңлар. Әгәр мошу нәрсиләрдин өзәңларни мәккәм сақлисаңлар, муваппәқийәтлик болисиләр. Сақ-саламәт болуңлар!»
30 Уларни қоюп бәргәндин кейин, улар Антакяға келиши билән барлиқ бурадәрләрни жиғип, хәтни тапшурди.
31 Уни оқуп, бу илһамландуридиған сөзләргә улар хошал болушти.
32 Йәһуда билән Силас пәйғәмбәр болғанлиғидин, қериндашларни көплигән нутуқлири билән илһамландуруп, мустәһкәмлиди.
33 Улар у йәрдә бираз вақит болғандин кейин, қериндашлар уларни әвәткәнләргә аманлиқ тиләп, йолға салди.
34 *——
35 Паул һәм Барнаба болса көплигән башқилар билән Йәһва сөзиниң хуш хәвирини җакалап вә үгитип, Антакяда бираз туруп қалди.
36 Бир нәччә күндин кейин Паул Барнабаға: «Қени, қайтип берип, биз Йәһва сөзини җакалиған барлиқ шәһәрләрдики қериндашларни йоқлап келәйли һәм уларниң ишлиридин хәвәр алайли»,— деди.
37 Барнаба өзи билән Марк атилидиған Йоһанни елип беришни қарар қилди.
38 Бирақ Паул уни елишқа қарши болди, чүнки у уларни Памфилияда ташлап, ишқа иштрак қилмиған еди.
39 Бу нәрсә улар арисида қаттиқ аччиқлинишни пәйда қилип, улар айрилип кәтти, шуниң билән Барнаба Маркни елип, Кипрға үзүп кәтти.
40 Паул болса Силасни таллап, бурадәрләр уни Йәһваниң мол меһирлигигә тапшурғандин кейин, йолға чиқти.
41 Һәм у Сүрийә вә Киликийәни өткәч, җамаәтләрни мустәһкәмлиди.
Изаһәтләр
^ Мт 17:21 қараң.