Әлчиләр 18:1—28

18  Буниңдин кейин у Афинидин чиқип, Коринтқа кәлди.  У шу йәрдә йеқинда Италиядин кәлгән понтлуқ Акила исимлиқ бир йәһудий билән униң аяли Прискилани учратти, сәвәви Клавдий барлиқ йәһудийларға Римдин чиқип кетишини буйруған еди. У уларниң қешиға келип,  кәспи охшаш болғачқа, уларниң өйидә туруп биллә ишлиди. Уларниң кәспи чедир тикиш еди.  Һәр шәнбә күни болса, у йәһудийларниң ибадәтханисида нутуқ ейтип, йәһудий вә грекларни ишәндүрди.  Македонийәдин Силас билән Тимотий кәлгәндә, Паул Худаниң сөзигә өзини әстаидил беғишлап, Әйсаниң Мәсиһ екәнлигигә йәһудийларға гувалиқ берәтти һәм шуни испатлатти.  Бирақ уларниң қаршилишип һақарәтлигини үчүн, у кийимини қеқип: «Қениңлар бешиңларда болсун. Мән таза. Әнди башқа хәлиқләрниң адәмлиригә баримән»,— деди.  У йәрдин чиқип, Худаға ибадәт қилидиған Титий Юст исимлиқ адәмниң өйигә кәлди, униң өйи йәһудий ибадәтханиға туташ туратти.  Йәһудий ибадәтханиниң башлиғи Крисп һәм униң өй ичи Һакимдарға ишәнди. Һәм хәвәрни аңлиған көплигән коринтлиқлар ишинип, чөмдүрүш рәсмидин өтти.  Кечиси Һакимдаримиз вәһийдә Паулға: «Қорқма, тохтимай сөзлигин, 10  чүнки мән сениң билән биллә һәм саңа зиян кәлтүрүш үчүн, һечким һуҗум қилалмайду. Мениң бу шәһәрдә нурғун адәмлирим бар»,— деди. 11  У шу йәрдә бир жил алтә ай туруп, уларни Худа сөзигә үгәтти. 12  Ғаллийо Ахая өлкисиниң проконсули болған вақитта, йәһудийлар бирликтә Паулға қарши чиқишти һәм уни сотлаш җайиға елип келип: 13  «Бу адәм Қанунға қарши һаләттә кишиләрни Худаға башқа тәриздә ибадәт қилишқа ишәндүриватиду»,— дейишти. 14  Амма Паул еғизини ачмақчи болғанда, Галион йәһудийларға: «Һәй йәһудийлар, әгәр бу қандақту-бир һоқуқни бузуш яки вәһшилик җинайәт болған болса, мән силәрни тиңшаш сәвәвим болатти. 15  Бирақ әгәр бу талаш-тартиш сөзләр, исимлар һәм силәрниң Қануниңлар тоғрисида болса, өзәңлар қараштуруңлар. Мән бу ишта һөкүмчи болушни халимаймән»,— деди. 16  Вә уларни сот җайидин һайдап чиқиривәтти. 17  Шу вақитта уларниң һәммиси йәһудий ибадәтханиниң башлиғи Состинни тутувелип, сот җайиниң алдида урди. Бирақ Галионниң бу иш билән һеч кари болмиди. 18  Шу җайда йәнә хелә вақит турғандин кейин, Сүрийәгә кетиш үчүн, Паул қериндашлар билән хошлишип кемигә олтарди, униң билән Прискила һәм Акиламу болди. Үзүп кетиш алдида Паул Кенхреяда чечини қирқитти, чүнки у Худа алдида қәсәм бәргән еди. 19  Улар Әфәскә кәлгәндә, у йолдашлирини шу йәрдә қалдуруп, өзи йәһудий и бадәтханиға кирип, йәһудийлар билән мулаһизә қилди. 20  Гәрчә улар униңдин йәнә бирмунчә вақит қелишини илтимас қилсиму, у унимиди, 21  әксичә улар билән хошлишип: «Әгәр Йәһва лайиқ көрсә, мән яңливаштин силәргә қайтип келимән»,— деди. Әфәстин деңизға чиқип, 22  Қәйсәрийәгә йетип кәлди. Андин Йерусалимға җамаәт билән көрүшүшкә берип, Антакяға кәлди. 23  У йәрдә бираз болуп, йолға чиқти һәм Галатиядики, һәм Фригиядики җайларни кәйни-кәйнидин арилап өтүп, барлиқ шагиртларни мустәһкәмлиди. 24  Искәндәриядин болған сөзгә чечән, Муқәддәс Язмиларни яхши билидиған Аполос исимлиқ бир йәһудий Әфәскә кәлди. 25  У еғизчә Йәһва йолини үгәнгән еди, гәрчә пәқәт Йәһияниң чөмдүрүшини билгән болсиму, у ялқунлиған роһта Әйса һәққидә тоғра үгитәтти. 26  У йәһудий ибадәтханида җасурларчә сөзләшкә башлиди. Буни аңлиған Прискила билән Акила уни өйигә чақирип, Худа йолини ениғирақ чүшәндүрүп бәрди. 27  Аполос Ахаяға бармақчи болғанлиғидин, бурадәрләр шагиртларға уни хушхой қарши елишини җекилиди. Шу йәргә кәлгәндә, у Худаниң мол меһирлигидин ишәнгәнләргә интайин яхши ярдәмләшти. 28  У һәммисиниң көзичә Муқәддәс Язмилардин йәһудийларниң наһәқлигини дәлилләп, Әйсаниң Мәсиһ екәнлигини көрсәтти.

Изаһәтләр