Әлчиләр 19:1—41

19  Аполос Коринтта болған вақитта Паул дөләтниң ички өлкилирини өтүп, Әфәскә келип, бәзибир шагиртларни тапти.  У улардин: «Етиқатчилар болғанда муқәддәс роһни алдиңларму?»— дәп сориди. Улар җававән: «Биз һәтта муқәддәс роһ тоғрисида һечнәрсә аңлимидуқ»,— деди.  Паул: «Қайси чөмдүрүш билән чөмдүрүлдиңлар?»— дәп сориди. Улар: «Йәһияниң чөмдүрүлүши билән»,— дейишти.  У уларға: «Арқисидин келиватқан киши, йәни Әйсаға ишиниңлар дәп, Йәһия хәлиқниң товва қилиш бәлгүсигә чөмдүргән еди»,— деди.  Буни аңлап, улар Һакимдаримиз Әйсаниң исмиға чөмдүрүлди.  Паул уларға қоллирини қойғанда, муқәддәс роһ чүшүп, улар тилларда сөзләшкә һәм бәшарәт ейтишқа башлиди.  Һәммиси болуп, уларниң сани 12 адәмгичә еди.  Үч ай давамида Паул йәһудий ибадәтханисиға кирип, Худа Падишалиғиниң мәнпиити үчүн ишинәрлик испатларни кәлтүрүп, җасурларчә нутуқларни ейтти.  Лекин бирмунчилири көпчиликниң алдида қәһәрлишип, Йолни һақарәтләп ишәнмәй кәткәндә, у уларни ташлап һәм шагиртларни бөлүвелип, Тиранниң мәктивидә һәркүни нутуқларни сөзлиди. 10  Бу һаләт икки жил давамлашти, шуңлашқа Асияниң пүткүл турғунлири һәм йәһудийлар, һәм греклар, Һакимдаримизниң сөзини аңлиди. 11  Рәббимиз болса, Паулниң қоллири билән әҗайип қудрәтлик ишларни көрсәтти, 12  һәтта униң һәрқандақ кийимини һәм пәртуғини бемарларға әкәлгәндә, кесәллири сақийип вә зулум роһлар улардин чиқип кетәтти. 13  Шундақла җинларни һайдап жүргән сәргәрдан йәһудийларниң бәзилири зулум роһлар чирмавалғанларниң үстидин Һакимдаримиз Әйсаниң исмини: «Паул вәзә қиливатқан Әйсаниң исми билән саңа буйруватимән»,— дәп чақиришқа урунди. 14  Шундақ ишни йәһудий чоң роһаний Скеваниң йәттә оғли қилди. 15  Амма зулум роһ уларға: «Әйсани билимән, Паулму маңа тонуш, һә, силәр болсаңлар кимләр?»— деди җававән. 16  Шу чағда зулум роһ чирмавалған адәм уларға етилип, һәммисини бит-чит қилди, шуниң билән улар яридар һәм ялиңач шу өйдин қечип чиқти. 17  Бу вақиә Әфәстә яшаватқан барлиқ йәһудий вә грекларға мәлум болди. Уларниң һәммисини қорқунуч басти вә Һакимдаримиз Әйсаниң исми улуқланди. 18  Етиқатчи болғанларниң көплири келип гуналирини иқрар қилип, өз ишлири һәққидә очуқ ейтишти. 19  Сехир-җодигәрлик билән шуғулланғанларниң интайин нурғуни өз китаплирини жиғип, һәммисиниң көзичә уларни көйдүрүвәтти. Уларниң баһалирини қошқанда, 50 000 күмүч тәңгә болуп чиқти. 20  Шундақ қилип, Йәһваниң сөзи қудрәтлик өсүп, ғалибә қазанди. 21  Бу вақиәләрниң аяқлишиши билән, Паул Македонийә вә Ахаяни арилап өтүп болғандин кейин, Йерусалимға беришни өз роһида қарар қилип: «У йәрләрдә болғандин кейин Римниму көрүшүм керәк»,— деди. 22  Шуңлашқа у Македонийәгә икки ярдәмчиси Тимотий һәм Ерастни әвәтип, өзи вақитлиқчә Асияда туруп қалди. 23  Шу вақитта Йол үчүн хелила йоған исиян көтирилди. 24  Димитрий исимлиқ, күмүч ишларниң устиси болған бир киши, Артемида бутханисиниң кичиккинә үлгилирини күмүчтин ясап, зәргәрләргә нурғун кирим әкеләтти. 25  Һүнәрвәнләрни һәм уларниң ишчилирини жиғип, у: «Бу иштин силәрниң гүллинишиңлар бағлиқ екәнлигини убдан билисиләр. 26  Шуниму силәр көрүп аңлаватисиләрки, Әфәстила әмәс, бәлки пүткүл Асияда дегидәк мошу Паул наһайити көп адәмләрни ишәндүрүп, қол билән ясиғанлар илаһлар әмәс дәп башқа пикиргә елип кәлди. 27  Һәм хәтәр шуниңдики, бизниң зәргәрлигимиз яман атақта қелишила әмәс, бәлки улуқ илаһ Артемиданиң ибадәтханисини һечким көзгә илмайду вә униң пүткүл Асия һәм йәр-зимин тиз пүккән улуқлиғи йеқинда ахириға келиду»,— деди. 28  Буни аңлап һәм ғәзәпкә толуп, улар: «Әфәслик Артемида улуқ!»— дәп вақирашқа башлиди. 29  Шу заман пүтүн шәһәрдә опулаң-топулаң башлинип, барлиғи бирликтә өзлири билән Гаий һәм Аристархни, Паулниң македонлуқ йолдашлирини сөрәп, театрға жүгриди. 30  Паул хәлиқниң ичигә кирәй девиди, бирақ шагиртлар униңға рухсәт қилмиди. 31  Һәтта униң билән яхши мунасивәттә болған мәйрәмләр һәм оюнлар тәшкилатчилириниң бәзилири униңға адәм әвәтип, өзини театрда ховуплуққа дуч кәлтүрмәслиги һәққидә ялвурди. 32  Шу арида бирлири бирни дәп, йәнә бирлири башқини дәп чуқурашти, чүнки жиғилғанларниң арисида ваң-чуң болуп, көпчилиги немә үчүн жиғилғанлиғиниму билмәтти. 33  Шу вақитта йәһудийлар топ арисидин иштирип чиқарған Александр қоли билән шәрәт қилип, хәлиқниң алдида қоғданмақчи болди. 34  Бирақ униң йәһудий екәнлигини чүшинип, һәммиси бир авазда икки саатқа йеқин: «Әфәслик Артемида улуқ!»— дәп вақирашти. 35  Ахири топни течландуруп, шәһәрниң кативи: «Һәй әфәсликләр, шәһиримиз улуқ Артемида ибадәтханисиниң һәм асмандин чүшкән һәйкилиниң пасибани екәнлигини ким билмәйду? 36  Бу талашсиз нәрсә болғанлиқтин, силәр хатирҗәмлик сақлишиңлар керәк һәм алдираш иш қилмаңлар. 37  Силәр бу адәмләрни елип кәпсиләр, улар ибадәтханиниму оғрилимапту, йә илаһимизниму һақарәтлимәпту. 38  Шуңлашқа, әгәр Димитрийниң һәм шуниң билән зәргәрләрниңму уларға қарши бир иши болса, униң үчүн һөкүм күнлири һәм проконсуллар бар, бир-бирини шу йәрдә әйиплисун. 39  Әгәр башқа бир нәрсини издисәңлар, қанунлуқ чақирилған жиғинда қарар қилиниду, 40  чүнки шундақ хәтәрлик барки, бүгүн йүз бәргән нәрсә үчүн бизни исиянға чақирди дәп әйиплиши мүмкин һәм биздә ақлиниш үчүн һечқандақ сәвәп йоқ»,— деди. 41  Бу сөзләрни дәп, у топни тарқитивәтти.

Изаһәтләр