Әлчиләр 2:1—47

2  Һосул мәйрими нишанлиниватқан вақитта шагиртларниң һәммиси бир җайға топлашқан еди.  Туюқсиз асмандин қаттиқ шамалниң бир авази аңлинип келип, улар олтарған өйни пүтүнләй толтурди.  Шуңа улар ялқунлап турған тилға охшаш бир нәрсиләрниң пәйда болғинини вә бөлүнүп, һәрбириниң үстигә бирдин чүшкинини көрди.  Нәтиҗидә, шагиртларниң һәммиси муқәддәс роһқа чөмүп, һәрхил тилларда сөзләшкә башлиди. Улар роһ бәргән қабилийәт билән сөзлиди.  Шу чағда Йерусалимда йәһудийлар вә асман астидики һәрхил хәлиқләрдин кәлгән Худадин қорқудиған адәмләр бар еди.  Бу авазни аңлиғанда, көпчилик у йәргә жиғилди. Шагиртлар уларниң ана тилида сөзлишиватқанлиғини аңлап, у адәмләр бу һадисәни чүшинәлмәй қелишти.  Улар наһайити һәйран һәм аң-таң болуп, бир биригә мундақ дейишти: «Қараңлар, бу сөзләватқан кишиләрниң һәммиси җәлилийәликләр әмәсму?  Ундақ болса, қандақ қилип һәрбиримиз уларниң өз ана тилимизда сөзлишиватқинини аңлаватимиз?  Парфиялиқлар, мидиялиқлар, еламлиқлар, Месопотамийә, Йәһудийә, Кападокия, Понт вә Асия, 10  Фригийә, Памфилия, Мисир вә Ливийәниң Киринигә йеқин өлкилиридин, шундақла Римдин кәлгәнләр, йәһудийлар вә йәһудий диниға киргәнләр, 11  критлиқлар вә әрәпләр — һәммимиз уларниң өз ана тилимизда Худаниң улуқ ишлири һәққидә сөзләватқинини аңлаватимиз». 12  Буниңдин һәммиси һәйран болуп, чүшинәлмәй, бир-биридин: «Бу қандақ ишту?»— дейишти. 13  Башқилири болса, мәсхирә қилишип: «Булар татлиқ шараптин убданирақ ичкән охшайду»,— дейишти. 14  Шуңа Петрус 11 әлчи билән биллә туруп, жуқури аваз билән: «Һәй йәһудийәликләр вә Йерусалимниң турғунлири, сөзлиримгә қулақ селип, немиләр болуватқинини билип қоюңлар. 15  Бу адәмләр силәр ойлиғандәк мәс болғини йоқ, чүнки һазир әтигән саат тоққуз болди. 16  Әсли бу вақиә һәққидә Йоил пәйғәмбәр мундақ дәп бәшарәт қилған еди: 17  “Ахирқи күнләрдә,— дәйду Худа,— Мән һәрқандақ инсанға Өз роһумни яғдурумән. Шу чағда оғул-қизлириңлар бәшарәт қилиду, жигитлириңлар вәһийләрни, яшанғанлар чүшләрни көриду. 18  Шу күнләрдә һәтта әр-аял қуллиримғиму Өз роһумдин яғдурумән һәм уларму бәшарәт қилиду. 19   Мән асманда карамәтләрни көрситимән вә төвәндә, зиминдиму, аламәтләр, қан, от вә ис-түтәкләр болиду. 20  Йәһваниң улуқ вә шәрәплик күниниң келишидин авал қуяш зулмәткә вә ай қанға айлиниду. 21  Һәм Йәһваниң исмини чақириватқан һәрбир адәм қутқузулиду”. 22  Исраиллиқлар, сөзлиримгә қулақ селиңлар: өзәңлар билидиғандәк, Худа насирәлик Әйсани силәргә очуқ тонутуп, униң арқилиқ араңларда қудрәтлик ишлар, мөҗүзиләр вә аламәтләрни көрсәтти. 23  Силәр болсаңлар уни қанунсиз адәмләрниң қолиға тапшуруп, түврүккә миқлитип өлтүрдиңлар. Әсли, Худа Өз ирадиси һәм алдин-ала көзлиши бойичә бу кишиниң қолға елинишини әзәлдин бәлгүләп қойған еди. 24  Бирақ Худа уни өлүм азаплиридин әркин қилип тирилдүрди, чүнки өлүм уни әсиргә елип, давамлиқ тутуши мүмкин әмәс еди. 25  Давут пәйғәмбәр ейтқинидәк: “Йәһва дайим көз алдимда, чүнки У мениң оң тәрипимдә болғанлиқтин, мән һәргиз тәврәнмәсмән. 26  Буниңдин қәлбим шатлиққа, тилим хурсәнликкә толди. Һәтта теним үмүт билән яшайду, 27  чүнки Сән мени қәбирдә ташлап кәтмәйсән, вападар хизмәтчиңниң чиришиға йол қоймайсән. 28  Сән маңа һаят йоллирини ечип бәрдиң, көз алдиңда мени шат-хорам қилисән”. 29  Бурадәрләр, әҗдадимиз Давут вапат болуп дәпин қилинди, вә униң қәбри һазирғичә мошу йәрдә екәнлиги һәққидә ишәшлик сөзләшкә болиду. 30  У пәйғәмбәр болғанлиқтин, Худа униң әвлатлиридин бирини тәхткә олтарғузушқа қәсәм ичкәнлигини билгән. 31  Шуңлашқа Мәсиһниң тирилишини, йәни қәбирдә қалдурмаслиғини вә тениниң чиримаслиғини алдин-ала билип, мәлум қилған. 32  Бу Әйсани Худа тирилдүрди вә һәммимиз буниңға гувачимиз. 33  Демәк, у шан-шәрәпкә егә болуп, Худаниң оң тәрипигә олтарди вә Атисидин вәдиләнгән муқәддәс роһни елип, өзәңлар көрүватқандәк вә аңлаватқандәк, у шу роһни яғдурди. 34  Давут өзи асманға көтирилмигән болсиму, мундақ дегән: “Йәһва мениң һакимдаримға: 35  “Мән дүшмәнлириңни айиғиңниң астиға қоймиғичә, Мениң оң тәрипимдә олтар”. 36  Шундақ екән, силәр түврүккә миқлап өлтүргән Әйсани Худа Өзи Һакимдар вә Мәсиһ қилип тайинлиғинини пүтүн Исраил өйи яхшилап билип қойсун»,— деди. 37  Буни аңлиғанларниң жүрәклиригә худди хәнҗәр санчилғандәк болди вә улар Петрус билән башқа әлчиләргә мураҗиәт қилип: «Бурадәрләр, биз немә қилишимиз керәк?»— дәп сорашти. 38  Петрус уларға: «Товва қилиңлар, вә гуналириңлар кәчүрүлүши үчүн һәрқайсиңлар Әйса Мәсиһниң исмиға суға чөмдүрүлүңлар. Шу чағда силәр муқәддәс роһ һәдийәлирини алисиләр. 39  Сәвәви бу вәдә силәргә вә пәрзәнтлириңларға, шундақла жирақта болғанларға, вә Пәрвәрдигаримиз Йәһва Өзигә чақирған һәммисигә берилгән»,— деди. 40  Петрус йәнә көплигән башқа сөзләр билән асаслиқ гувалиқ берип, тиңшиғучиларни: «Бу бузулған әвлаттин нери болуңлар»,— дәп җемилиди. 41  Униң сөзлирини чин жүрәктин қобул қилғанлар суға чөмдүрүшни қобул қилди вә шу күнниң өзидә шагиртлар қатариға тәхминән 3000 җан қошулди. 42  Улар әлчиләрниң тәлимигә чөкүшкә, өз ара бөлүшишкә, биллә тамақлинишқа һәм дуа қилишқа өзлирини беғишлиди. 43  Һәрбир җанни қорқунуч егилиди вә әлчиләр арқилиқ нурғун мөҗүзә вә аламәтләр көрситилди. 44  Ишәнгәнләрниң һәммиси бирлишип, бар нәрсилирини ортақ қилди. 45  Улар мал-мүлкини сетип, пулини һәркимниң еһтияҗиға қарап тәхсим қилишатти. 46  Улар күндин-күнгә мәркизий ибадәтханида болуп вә бир-бириниң өйидә жиғилип, чоң хошаллиқ вә сәмимийәт билән биллә ғизалинатти. 47  Худани мәдһийиләп, пүткүл хәлиқниң һөрмитигә сазавәр болди. Йәһва болса күндин-күнгә ниҗат тепиватқанларни уларниң сепигә қошатти.

Изаһәтләр