Әлчиләр 20:1—38

20  Исиян тохтиған чағда, Паул шагиртларға адәм әвәтип һәм уларни илһамландуруп, хошлашти вә Македонийәгә бериш үчүн йолға чиқти.  Шу өлкиләрни өтүп вә шу йәрдикиләрни илһамландуруп, Грекияға кәлди.  Шу җайда үч ай туруп, Сүрийәгә бармақчи болған вақтида йәһудийларниң униңға қарши питнә-пасат қилғанлиғи сәвәвидин, Македонийәгә қайтип келиш қарариға кәлди.  Униң билән бериялиқ Пирниң оғли Сосипатр, салоникилиқлардин Аристарх һәм Секунд, Дәрбәдин Гаий вә Тимотий, Асиядин Тихик һәм Трофим биллә болди.  Улар алдин кетип, бизни Троаста күтүвалди,  биз болсақ, петир нанлар мәйримидин кейин Филипидин деңизға чиқип, бәш күндин кейин Троаста кәлдуқ, у йәрдә йәттә күн болдуқ.  Һәптиниң дәсләпки күни, тамақлиниш үчүн һәммимиз җәм болғанда, Паул иштракчиларға нутуқ билән мураҗиәт қилди, чүнки әтиси у йолға чиқиши керәк еди. У нутуғини йерим түнгичә давамлаштурди.  Биз жиғилған жуқарқи бөлмидә көплигән чирақлар йенип туратти.  Паул техи сөзләватқанда, Евтих исимлиқ бир яш жигит деризидә олтирип, қаттиқ ухлап қалди. Уйқиға кетип, у үчинчи қәвәттин жиқилип чүшти вә өлүк һалда тепилди. 10  Лекин Паул чүшүп, униң үстигә йетип, уни қучақлап: «Опур-топур қилишмаңлар, чүнки җени бар»,— деди. 11  Андин у жуқуриға чиқип, нан уштуп, кәчки тамақни истимал қилғач хелә узақ, таң атқичә сөһбәтләшти, андин йолға чиқип кәтти. 12  Яш жигитни елип кәтти вә униң тириклигидин һәммиси тәсәлли алди. 13  Шуниңдин кейин биз алдидарақ кемигә чүшүп, Ассқа үзүп кәттуқ. У йәрдә Паулни кемигә алмақчи болдуқ, чүнки у бизгә шундақ буйруқ берип, өзи пиядә маңмақчи болған еди. 14  У бизни Асс шәһиридә қоғлап йәткәндә, биз уни кемигә елип, Митиленаға үзүп кәттуқ. 15  Әтиси у җайдин чиқип Хиосқа, кейинки күни болса Самосқа кәлдуқ вә бир күндин кейин Милетқа бардуқ. 16  Асияда вақитни бекар сәрип қилмай, әгәр мүмкин болса Йерусалимға һосул жиғиш мәйримигә үлгирип келиши үчүн алдириғанлиқтин, Паул Әфәстин өтүп кетишни қарар қилди. 17  Амма Милеттин Әфәскә адәм әвәтип, у җамаәт ақсақаллирини чақиртқузди. 18  Улар кәлгәндә, у мундақ деди: «Силәргә шу яхши мәлумки, Асияға кәлгән биринчи күндин тартип, мән силәр билән биллә болған 19  вә йәһудийларниң питнә-пасат сәвәвидин мениң несивәмгә чүшкән көз яшлар вә синақлар түпәйлидин, Һакимдаримизниң қулидәк әқилниң зор мулайимлиғи билән хизмәт қилдим. 20  Һәм силәргә барлиқ пайдилиқ нәрсиләрни ейтип, өйму-өй вә әл алдида тәлим бериштин баш тартмидим. 21  Йәһудийлар һәм грекларға товва қилиш вә Худаға бурулуш, Һакимдаримиз Әйсаға ишәнчә билдүрүш һәққидә асаслиқ гува бәрдим. 22  Әнди роһниң буйруғиға беқинип, немә болушумни у йәрдә билмәй, Йерусалимға маңдим. 23  Шуни билимәнки, муқәддәс роһ қайта-қайта шәһәрдин шәһәргә мени кишәнләр һәм бала-қазалар күтүп турғанлиғи һәққидә гувалиқ бәрмәктә. 24  Амма мән җенимни қилчә қәдирлимәймән, пәқәт Худаниң мол меһирлиги тоғрисида ейтип, хуш хәвәр һәққидә асаслиқ гува бериш үчүн, Һакимдарим Әйсадин тапшурувалған өз йолум билән хизмитимни аяқлаштурсамла болди. 25  Әнди маңа шу аянки, Падишалиқ һәққидә мән вәзә қилған барлиғиңлар мени башқа көрмәйсиләр. 26  Шуңлашқа һәммиңларниң қенидин мән таза екәнлигимгә гувачи болушқа бүгүн силәрни чақиримән, 27  чүнки Худаниң пүтүнләй ирадисини силәргә җакалаштин баш тартмидим. 28  Өз Оғлиниң қени билән сетивалған Худаниң җамаитини беқиш үчүн, муқәддәс роһ силәрни назарәтчи қилип қоюптекән, шуңлашқа өзәңларға һәм пүткүл падиға диққәт билән қараңлар. 29  Мән кәткәндин кейин, силәргә падини айимайдиған жиртқуч бөриләр киридиғинини билимән 30  һәм өзәңларниң араңлардин шагиртларни әгәштүрүш үчүн, бурмилап үгитидиған адәмләр пәйда болиду. 31  Шу сәвәптин, мән үч жил давамида кечә-күндүз һәрқайсиңларни көз яш билән тохтимай тәлим бәргинимни унтумаңлар һәм һошияр болуңлар. 32  Әнди Худаға вә Униң силәрни қувәтләләйдиған вә муқәддәсләнгән һәммисиниң арисида мирас берәләйдиған мол меһирлик сөзигә силәрни тапшурдум. 33  Мән һечкимдин йә күмүч, йә алтун, йә кийим тилимидим. 34  Өзәңлар билисиләрки, бу қоллар маңа һәм мениң билән болғанларниң муһтаҗлириға хизмәт қилди. 35  Мән мошундақ әмгәк қилип, силәргә һәммә нәрсидә аҗизларға қандақ ярдәм қилиш керәклигини вә Һакимдаримиз Әйсаниң: “Елиштин көрә бериш бәхитлигирәк”, дегән сөзлирини әстә тутушни көрсәттим». 36  Бу сөзләрдин кейин, у һәммиси билән тизлинип, дуа қилди. 37  Шу чағда улар һәммиси зар жиғлап, Паулниң бойнидин қучақлап, көйүм билән уни сөйди, 38  чүнки уларни Паулниң уни башқа көрәлмәйдиғанлиғи тоғрисида ейтқан сөзлири алаһидә қайғуға салди. Шуниң билән уни кемигә узатти.

Изаһәтләр