Әлчиләр 22:1—30

22  «Бурадәрләр һәм атилар, өз һимайәм үчүн һазир дәйдиған сөзлиримни аңлап беқиңлар»,— деди.  Униң ибраний тилида уларға сөзләватқинини аңлап, улар техиму тиничланди вә у мундақ деди:  «Мән Киликийәдики Тарста туғулған йәһудий, мошу шәһәрдә Гамалийилниң өзидин билим алдим, атилар Қануниға тоғра әмәл қилишқа үгитилгәндим һәм бүгүн һәммиңлардәк, Худаға қизғин қараттим.  Мошу Йолниң тәрәпдарлирини, әрләрни һәм аялларни бағлап вә зинданларға ташлап, өлүмгичә тәқипләттим.  Бу тоғрисида баш роһаний һәм пүтүн ақсақаллар җамаити мән тоғрилиқ гувалиқ берәләйду. Улардин мән шундақла Дәмәшқтики бурадәрләргә шу йәрдә болғанларни бағлап, Йерусалимға җазаға елип келиш үчүн, хәтләрни алған едим.  Бирақ мән йолда Дәмәшққә йеқинлашқанда, чүшкә йеқин асмандин туюқсиз парлақ йоруқлуқ маңа ярди.  Мән йәргә жиқилдим һәм асмандин маңа қаритилған мундақ дегән бир авазни аңлидим: «Савл, Савл, немишкә сән мени тәқипләйсән?»  Мән җававән: «Ким сән, Тәхсир?»— дедим. У маңа: «Мән — сән тәқипләватқан насирәлик Әйса»,— деди.  Мениң билән болған кишиләр йоруқлуқни көрди, амма мениң билән сөзлигән авазни аңлимиди. 10  Шу чағда мән: «Һакимдарим, мән немә қилай?»— дәп соридим. Һакимдарим җававән: «Орнуңдин тур, Дәмәшққә бар вә саңа қилишқа тегишлик һәммә нәрсиләр шу йәрдә ейтилиду»,— деди. 11  Лекин шу йоруқлуқниң улуқлиғидин мән һечнәрсә көрәлмидим, шуңлашқа мениң билән болғанлар қолумдин йетиләп, мени Дәмәшққә елип кәлди. 12  Шу вақитта Худани Қанунға мувапиқ һөрмәтләйдиған, шу йәрдә яшиғучи барлиқ йәһудийлар униң тоғрилиқ яхши инкас қилидиған, Анания исимлиқ бир киши 13  маңа келип вә йенимда туруп: «Савл, бурадәр, көзүң ечилсун!»— деди. Һәм мән шуан униңға қаридим. 14  У маңа: «Әҗдатлиримизниң Худайи сән Униң ирадисини билип, Адилни көрүп һәм униң сөзлирини аңлишиң үчүн, сени таллиди, 15  чүнки барлиқ инсанлар алдида униң үчүн көргиниңниң һәм аңлиғиниңниң гувачиси болисән. 16  Әнди немишкә алдиримайсән? Тир, униң исмини чақирип, чөмдүрүлүп гуналириңни жуй»,— деди. 17  Мән Йерусалимға қайтип келип, мәркизий ибадәтханида дуа қиливатқанда, маңа вәһий берилди 18  һәм униң мениң билән мундақ сөзләшкинини көрдүм: «Алдириғин һәм тез арида Йерусалимдин чиқип кәт, чүнки бу йәрдә сениң мән һәққидә гувалиғиңни қобул қилмайду». 19  Мән: «Һакимдарим, саңа ишәнгәнләрни мән зинданларға ташлап, йәһудий ибадәтханиларда урғанлиғимни улар яхши билиду. 20  Һәм гувачиң Истипанниң қени төкүлгәндә, мән буни қоллап, йенида туруп уни өлтүрүватқанларниң сиртқи кийимини күзитип турған едим»,— дедим. 21  Лекин у маңа: «Бар, чүнки мән сени жирақ хәлиқләргә әвәтимән»,— деди. 22  Мошу сөзләргичә улар уни тиңшиди, андин вақирашқа башлап: «Йәрни бу кишидин қутулдуруңлар, чүнки у яшашқа лайиқ әмәс!»— дейишти. 23  Улар җақиришип, сиртқи кийимини йешип, асманға топини ташлиғанлиқтин, 24  сәрдар уни гезәрмигә әкетишни һәм қайси сәвәптин униңға шунчә вақириғанлиғини пүтүнләй ениқлаш үчүн, уни қамчилап, сорақ қилишни буйриди. 25  Бирақ уни қамчилашқа бағлиғанда, Паул йенида турған йүзбешиға: «Рим пухрасини, йәни һөкүм қилинмиғанни, қамчилаш қанунға мувапиқму?»— деди. 26  Буни аңлиған йүзбеши сәрдарға берип: «Сиз немә қилмақчисиз? Бу киши римлиқ екәнғу»,— дәп йәткүзди. 27  Шу чағда сәрдар униңға келип: «Ейтқина, сән римлиқму?»— дәп сориди. У җававән: «Һә»,— деди. 28  Буниңға сәрдар: «Мән бу пухралиқни нурғун пулға сетивалған едим»,— деди. Паул: «Мән болсам, римлиқ болуп туғулдум»,— деди. 29  Шу заман уни сораққа тартиватқан адәмләр униңдин нери кәтти. Сәрдар болса униң римлиқ екәнлигини ениқлап, бағлатқини үчүн қорқуп кәтти. 30  Әтиси, немә үчүн уни йәһудийлар әйипләватқинини ениқ билгүси келип, сәрдар уни азатқа чиқарди һәм чоң роһанийлар билән пүткүл Алий кеңәшниң җәм болушини буйриди. Паулни уларниң алдиға әкелип турғузди.

Изаһәтләр