Әлчиләр 23:1—35
23 Паул Алий кеңәшкә тиклинип қарап: «Бурадәрләр, бу күнгичә Худаниң алдида қилған ишлирим үчүн вижданим пүтүнләй таза»,— деди.
2 Шу чағда баш роһаний Анания йенида турғанларға униң еғизлириға урушни буйриди.
3 Буниңға Паул: «Һакланған там, сени Худа уриду. Сән Қанун бойичә мени сотлаш үчүн олтирисән, шу вақиттила Қанунға қарши мени урушқа буйруватамсән?»— деди.
4 Йенида турғанлар: «Сән Худаниң баш роһанийини һақарәтләватамсән?»— дейишти.
5 Паул җававән: «Бурадәрләр, мән униң баш роһаний екәнлигини билмәптимән, чүнки: “Хәлқиңниң башлиғини һақарәтлимә”, дегән сөзләр йезилған»,— деди.
6 Жиғилғанларниң бир қисми садуқийларға, иккинчи қисми болса пәрисийләргә тәәллуқ екәнлигини билгән Паул, Алий кеңәштә: «Бурадәрләр, мән пәрисий, пәрисийләрниң оғли. Мени өлүмдин тирилишкә болған үмүтүм үчүн сотлаватиду»,— дәп вақириди.
7 У буни ейтқанда, пәрисийләр билән садуқийларниң арисида келишмәслик башланди һәм жиғилғанлар бөлүнди,
8 чүнки садуқийлар йә тирилиш, йә пәриштә, йә роһ йоқ дәтти, пәрисийләр болса, буниң һәммисини очуқ иқрар қилатти.
9 Қаттиқ ваң-чуң көтүрилди һәм пәрисийләрдин болған Тәврат устазлири турушуп, қизғин сөз талишишқа башлап: «Биз бу кишидә һечбир яманлиқ тапмидуқ, әгәр униң билән роһ яки пәриштә сөзлигән болса...»,— дейишти.
10 Келишмәслик күчәйгәндә, сәрдар уларниң Паулни талаветишидин қорқуп, әскәрләргә чүшүп, уни уларниң қолидин тартип, гезәрмигә елип келишини буйриди.
11 Келәрки түндә униң йенида Һакимдаримиз туруп: «Ғәйрәтлик бол! Йерусалимда мән тоғрилиқ сән қандақ асаслиқ гува бәргән болсаң, Римдиму шундақ гувалиқ қилишиң керәк»,— деди.
12 Күн йоруғанда, йәһудийлар питнә-пасат қилишип, өзлирини қәсәм билән бағлап, Паулни өлтүрүвәтмигичә йә йемәйдиғинини, йә ичмәйдиғинини ейтти.
13 Бу қәсәм билән бәкитилгән питнә-пасатта 40қа йеқин адәм қатнашти.
14 Улар чоң роһанийларға һәм ақсақалларға берип: «Биз өзүмизни Паулни өлтүрмигичә, һечнәрсә ичмәймиз һәм йемәймиз, дегән қәсәм билән бағлидуқ.
15 Шуңлашқа силәр Алий кеңәш билән биллә сәрдарға Паулниң ишини ениғирақ йешиш үчүн, уни елип келиш керәклигини ейтиңлар. Бирақ у бу йәргә йеқинлишип қалғанда, биз уни өлтүрүшкә тәйяр болимиз»,— дейишти.
16 Амма Паулниң җийәни уни күзитиватқинини аңлап, гезәрмигә келип, Паулға бу тоғрисида хәвәрлиди.
17 Паул йүзбешини чақирип: «Мону балини сәрдарға апириңа, чүнки у бир нәрсини униңға хәвәрлимәкчи»,— деди.
18 Шунда бу киши уни елип, сәрдарға апирип: «Мәһбус Паул мени чақирип, мону балини сизгә апиришимни илтимас қилди. Бу бала сизгә бир нәрсә ейтмақчи»,— деди.
19 Сәрдар уни қолидин йетиләп, чәткә апирип: «Сән маңа немә ейтмақчи?»— дәп сориди.
20 У җававән: «Йәһудийлар Паул тоғрисида ениғирақ билмәкчи болғандәк, уни әтә Алий кеңәшкә әкелишкә сиздин сорашни келишивалди.
21 Лекин сиз уларға ишәнмәң, чүнки 40тин артуқ адәм уни пайлап турмақта һәм уни өлтүрмигичә, йәп-ичмәйдиғинини қәсәм қилди. Әнди улар тәйяр болуп, сизниң рухситиңизни күтмәктә»,— деди.
22 Шунда сәрдар балини қоюветип, униңға: «Маңа хәвәрлигиниңни һечкимгә ейтип қойма»,— дәп җекилиди.
23 Икки йүзбешини чақиртип, уларға: «Кәчки саат тоққузда, уддул Қәйсәрийәгә кетиш үчүн, 200 әскәрни, шундақла 70 чавандазни һәм 200 нәйзичини тәйярлаңлар.
24 Һөкүмран Феликсқа аман-есән Паулни йәткүзүш үчүн, шундақла атларни тәйярлап қоюңлар»,— деди.
25 Һәм у мундақ мәзмундики хәтни язди:
26 «Алий муһтәрәм Феликс һөкүмранға — Клавдий Лисийдин салам!
27 Бу адәмни йәһудийлар тутувелип өлтүрмәкчи болғанда, мән әскәрлирим билән туюқсиз пәйда болуп, униң римлиқ екәнлигини билип, аман елип қалдим.
28 Уни немидә әйипләватқинини билгүм келип, уларниң Алий Кеңишигә уни апардим
29 һәм шуни билдимки, уни уларниң Қануниға тегишлик мәсилиләр бойичә әйипләйдикән, бирақ у өлүм яки кишәнгә сазавәр һечнәрсидә әйиви йоқ екән.
30 Амма, мошу адәмгә қарши тәйярлиниватқан питнә һәққидә маңа мәлум болғанлиқтин, мән узаққа созмай, уни сизгә әвәтиватимән вә униң әйиплигүчилиригә сизниң алдиңизда униңға қарши сөзлишини буйруймән».
31 Шу вақитта әскәрләр, уларға әмир қилинғандәк, Паулни елип түндә Антипатридаға елип кәлди.
32 Әтиси улар уни чавандазлар билән әвәтиветип, өзлири гезәрмигә қайтип кәлди.
33 Чавандазлар болса, Қәйсәрийәгә келип, һөкүмранға хәтни тапшуруп, Паулни униңға тонуштурди.
34 Хәтни оқуп, һөкүмран униң қайси өлкидин екәнлигини сорап, Киликийәдин екәнлигини ениқлиди.
35 «Мән сениң ишиңни әйиплигүчилириң кәлгәндә, тиңшаймән»,— деди у. Һәм уни Һиродниң сарийидики әскәрләрниң күзитигә тапшурушни буйриди.