Әлчиләр 25:1—27

25  Фест өлкидә һөкүмранлиқ қилишни башлап, үч күндин кейин Қәйсәрийәдин Йерусалимға кәлди.  Чоң роһанийлар билән тәсирлик йәһудийлар Паулға қарши мәлумат бәргәч униңға ялвуруп,  Паулни Йерусалимға елип келиши үчүн көрсәтмә беришини өтүнди, өзлири болса, шу вақитта уни йолда өлтүрүши үчүн һуҗумни тәйярлиди.  Бирақ Фест җававән, Паулни Қәйсәрийәдә тутушниң лазимлиғини вә өзиниң йеқин арида шу җайға баридиғинини ейтти.  «Араңлардики һакимийити барлар мениң билән берип,— деди у,— әгәр у адәмдә гуна болса, уни әйиплисун».  Уларда сәккиз яки он күндин артуқ болмай, у Қәйсәрийәгә берип, әтиси һөкүм тәхтигә олтирип, Паулни елип келишни буйриди.  У кәлгәндә, Йерусалимдин йетип кәлгән йәһудийлар уни қоршап, униңға қарши көплигән җиддий, лекин өзлири испатлалмайдиған әйипләрни қоюшти.  Шу чағда Паул өз һимайисигә: «Йәһудийларниң Қануниғиму, мәркизий ибадәтханиғиму, қәйсәргиму қарши мән һечқандақ гуна қилмидим»,— деди.  Фест йәһудийларға йеқиш үчүн, Паулға җававән: «Йерусалимға берип, шу йәрдә мошу әйипләр бойичә мениң алдимда сотлинишни халамсән?»— дәп сориди. 10  Лекин Паул: «Мән қәйсәрниң һөкүм тәхтисиниң алдида туримән, мени мошу җайда сотлаш керәк. Мән йәһудийларға һечқандақ явузлуқ қилмидим һәм сиз өзиңиз буни яхши билисиз. 11  Әгәр мән һәқиқәтән җинайәтчи болсам һәм өлүмгә лайиқ бир нәрсә қилған болсам, мени рәһим қилишиңизни соримаймән, әгәрдә мону кишиләр мени әйипләватқан һечқандақ асас болмиса, һечким уларға йеқиш үчүн, мени уларға тапшуралмайду. Қәйсәргә мураҗиәт қилимән!»— деди. 12  Шунда Фест мәслиһәтчилири билән сөзлишип: «Қәйсәргә мураҗиәт қиламсән — қәйсәргә һәм барисән!»— деди. 13  Бир нәччә күндин кейин Қәйсәрийәгә Фестни тәбрикләш үчүн Агрипа падиша билән Бәрники зиярәт қилди. 14  Улар шу йәрдә бир нәччә күн болди вә Фест Паулниң ишини падишаға чүшәндүрүп: «Бу йәрдә Феликс қамақта қалдурған бир киши бар, 15  мән Йерусалимда болғинимда йәһудийларниң чоң роһанийлири һәм ақсақаллири у тоғрисида мәлумат берип, униңға һөкүм чиқиришни илтимас қилди. 16  Амма мән уларға римлиқларниң бирсигә йеқиш үчүн, әйипләнгән кишиниң әйиплигүчиләр билән үзму-үз көрүшмигичә һәм әйипләргә жавап қайтуруш мүмкинчилигигә егә болмиғичә, адәмни уларға тапшурмайдиған адити тоғрисида ейттим. 17  Шуниң үчүн улар бу йәрдә жиғилғанда, әтиси вақитни созмай, мән һөкүм тәхтигә олтирип, шу адәмни елип келишни буйрудим. 18  Әйиплигүчиләр сөзгә чиқип, униңға һечқандақ әйип қоялмиди, мән гуманланған явуз ишларға униң һечқандақ қатнишиши йоқ екән. 19  Уларниң униң билән илаһиға болған өз ибадитидә һәм шундақла өлүп кәткән Әйса һәққидә қандақту-бир келишмәсликлири бар екән. У тоғрисида Паул уни тирик, дәп тәстиқләйдекән. 20  Мән мошу келишмәсликләргә мунасивәтлик ениқ бир нәрсини билмигәнликтин, униңдин мошу әйипләр бойичә Йерусалимда сотлинишни халамсән дәп соридим. 21  Бирақ Паул Авғустниң қарари чиққичә мошу йәрдә қалдуруш илтимаси билән мураҗиәт қилғанда, қәйсәргә әвәтмигичә мошу җайда тутушни буйридим»,— деди. 22  Шунда Агрипа Фестқа: «Мәнму шу адәмни тиңшиғум бар»,— деди. «Әтә сиз уни аңлайсиз»,— деди Фест. 23  Әтиси Агрипа һәм Бәрники зор тәнтәнә билән келип, мәҗилисләр сарийиға сәрдарлар вә шәһәрниң мәшһур адәмлири билән кирип олтарди вә Фестниң буйруғи билән Паул әкәлгүзүлди. 24  Фест: «Агрипа падиша һәм биз билән болуватқан иштракчилар! Силәр Йерусалимда һәм мошу җайда көплигән йәһудийлар бу киши яшимаслиғи керәк дәп вақирап, мениңдин тәләп қилған адәмни көрүватисиләр. 25  Лекин мән шуни чүшәндимки, у өлүмгә лайиқ һечнәрсини қилмиған. Шуңлашқа у Авғустқа мураҗиәт қилғанда, мән уни униңға әвәтишни қарар қилдим. 26  Бирақ мениңда алиҗанаплириға язидиған бәлгүлүк һечнәрсә йоқ. Шу сәвәптин, тәргәв тәкшүрүши йәкүнләнгәндин кейин, маңа йезишқа асас болуши үчүн, мән уни силәргә, алаһидә Агрипа падиша, сизниң алдиңизға елип кәлдим. 27  Чүнки мәһбусниң әйивини көрсәтмәй, уни әвәтиш әқилгә мувапиқ әмәс дәп ойлаймән»,— деди.

Изаһәтләр