Әлчиләр 26:1—32

26  Агрипа Паулға: «Саңа өзәң үчүн сөзләшкә рухсәт»,— деди. Шу чағда Паул қолини узитип, өзиниң һимайисигә нутуғини мундақ дәп башлиди:  «Агрипа падиша, бүгүн йәһудийларниң барлиқ әйиплиригә бенаән нәқ сизниң алдиңизда қоғдинишқа пурситимниң барлиғидин өзәмни бәхитлик дәп санаймән,  чүнки сиз — йәһудийларниң арисидики барлиқ урпи-адәтләрниң һәм талаш-тартишларниң биләрмәни. Шуңа, өтүнүмән, чидамлиқ билән мени тиңшап көрсиңиз.  Әсли, баштин, кичик чеғимдин өз хәлқимниң арисида, кейин Йерусалимда өткүзгән һаят тәризимгә кәлсәк, барлиқ йәһудийлар,  йәни мени тонуйдиғанлар билидуки һәм әгәр халисила, мән бизниң ибадитимиздики әң қәтъий йөнилишниң тәләплиригә мувапиқ пәрисийдәк яшиғиним һәққидә гувалиқ берәләйду.  Әнди болса, Худа атилиримизға бәргән вәдигә болған үмүтүм үчүн, сотниң алдида турумән.  Бизниң 12 қәбилимиз кечә-күндүз муқәддәс хизмәтни пүткүл вуҗудидин қилип, мошу вәдиниң орунлинишиға йетишкә үмүтлиниватқан вақитта, мошу үмүт үчүн, падиша, йәһудийлар мени әйипләватиду.  Немишкә силәрдә Худаниң өлгәнләрни тирилдүрүши әҗайип бир нәрсидәк һесаплиниду?  Раст, мәнму насирәлик Әйсаниң исмиға қарши көп нәрсиләрни қилишим керәк дәп ойлиғандим 10  һәм Йерусалимда шуни қилғандим. Чоң роһанийлардин һакимийәт елип, нурғун муқәддәсләрни зинданларға ташлидим һәм уларни өлүмгә һөкүм қилғанда, өз авазимни шуниңға қошаттим. 11  Көп қетим уларни барлиқ йәһудий ибадәтханиларда җазалап, мән уларни өз көзқарашлиридин ваз кечишкә мәҗбурлиғандим вә һәдди-һесапсиз уларға қарши явузлушуп, һәтта башқа шәһәрләрдиму уларни тәқипләттим. 12  Мошу нәрсә билән бәнт болуп, чоң роһанийлардин һакимийәт һәм һоқуқ елип, Дәмәшққә кетип барғанда, 13   аһ падиша, чүш вақтида йолумда асмандин қуяштин парлақ йоруқлуқни көрдүм, у маңа һәм мениң билән кетиватқанларға нур чачти. 14  Һәммимиз йәргә жиқилғанда, ибраний тилида сөзлигән аваз маңа: “Савл, Савл, немишкә сән мени қоғлаватисән? Падичиниң тайиғиға қарши меңиш саңа тәсқу”,— деди. 15  Мән униңдин: “Сән ким, Егәм?”— дәп соридим. У җававән: “Мән сән тәқипләватқан Әйса! 16  Орнуңдин тур. Сениң мени көргиниңниң һәм йәнә мән саңа өзәм һәққидә көрситидиғинимниң хизмәтчиси һәм гувачиси болушуң үчүн, мән сени таллидим вә алдиңда пәйда болдум. 17  Мән сени мошу хәлиқтин вә сени әвәтидиған башқа хәлиқләрдинму қутулдуримән. 18  Уларниң көзлири ечилиши үчүн һәм уларни қаранғулуқтин йоруқлуққа, Шәйтан һакимийитидин Худаға қаритишқа вә уларниң маңа ишиниши арқилиқ гуналириниң кәчүрүлүп, муқәддәсләнгәнләрниң арисидин мирас елиши үчүн, сени уларға әвәтимән”,— деди. 19  Шуңлашқа, Агрипа падиша, мән асмандин кәлгән вәһийгә беқинмаслиқ көрсәтмидим, 20  лекин башта Дәмәшқтә, кейин Йерусалимда, пүткүл йәһудий өлкисидә һәм башқа хәлиқләр арисида мән адәмләргә товва қилиши вә товва қилишқа мувапиқ ишларни әмәлгә ашуруп, Худаға бурулуши үчүн, мошу хәвәрни тарқаттим. 21  Мошуниң үчүн йәһудийлар мени мәркизий ибадәтханида тутувелип, өлтүрмәкчи болди. 22  Амма Худадин ярдәм елип, мән мошу кәмгичә чоң-кичиккә немә болуши керәклиги, пәйғәмбәрләр һәм Муса пәйғәмбәр ейтқини һәққидә гува беришни давамлаштуруватимән: 23  Мәсиһ азап чекиши керәклиги вә тирилишкә сазавәр болғанларниң арисида дәсләпки болуп, мошу хәлиққә вә башқиму хәлиқләргә йоруқлуқни җакалайду». 24  Мошу сөзләрни у өз һимайисигә ейтиватқанда, Фест жуқури авазда: «Паул, сән әқлиңдин адишипсән! Көп билимиң сени һошуңдин кәткүзүпту!»— деди. 25  Бирақ Паул: «Муһтәрәм Фест, мән әқлимни жүтәргиним йоқ, бәлки һәқиқәт һәм сағлам пикирлик сөзләрни ейтиватимән. 26  Шундақ екән, сөз әркинлиги билән мән мураҗиәт киливатқан падишаға буниң һәммиси яхши мәлум һәм мән ишинимәнки, буниңдин һечнәрсә униң диққитидин чүшүп қалмайду, чүнки бу йошурун болғини йоқ. 27  Агрипа падиша, пәйғәмбәрләргә ишинәмсиз? Билимән, ишинисиз»,— деди. 28  Лекин Агрипа Паулға: «Йеқинда сән мени мәсиһий болушқа ишәндурисән»,— деди. 29  Буниңға Паул: «Йеқиндиму яки йеқинда әмәсму бир сизла әмәс, бәлки мени бүгүн аңлаватқанларниң барлиғи мениңдәк болса екән дәп Худадин ялвуримән, пәқәтла мону кишәнләрсиз»,— деди. 30  Шу чағда падиша орнидин турди вә униң билән һаким, Бәрники һәм улар билән олтарғанлар турушти. 31  Чиқиветип, улар бир биригә: «Бу адәм өлүмгә яки кишәнгә лайиқ һечнәрсә қилмапту»,— дейишти. 32  Униңдин ташқири, Агрипа Фестқа: «Бу киши әгәр қәйсәргә мураҗиәт қилмиған болса, уни азат қилишқа болаттекән»,— деди.

Изаһәтләр