Әлчиләр 3:1—26

3  Бир күни Петрус билән Йоһан мәркизий ибадәтханиға күндүзи саат үчтә, дуа вақтида көтүрилди.  Шу вақтида адәмләр туғма току кишини көтүрип келиватқан еди. Бу адәмни мәркизий ибадәтханиға келиватқанлардин сәдиқә сорисун дәп, һәр күни мәркизий ибадәтханиниң Көркәм дегән дәрвазисиниң йениға қалдуруп кетәтти.  У Петрус билән Йоһаниң мәркизий ибадәтханиға кирмәкчи болуп турғанлиғини көрүп, улардин сәдиқә сорашқа башлиди.  Лекин Петрус вә Йоһан униңға көзлирини тикип: «Бизгә қара»,— дейишти.  У киши бир нәрсә елиш нийитидә, уларға тикилип қариди.  Петрус: «Мениңдә күмүч-алтунму йоқ, амма өзәмдә барини саңа беримән: насирәлик Әйса Мәсиһ намидин саңа дәймән: турдә, маң!»— деди.  Һәм уни оң қолидин тутуп турғузди. Шу заманла токуниң пут вә ошуқ беғишлириға күч кирди.  Орнидин дәс туруп, меңишқа башлиди вә Худани мәдһийилигәч ликилдәп сәкрәп, улар билән биллә мәркизий ибадәтханиға кирди.  Пүткүл хәлиқ униң Худаға һәмдусәна ейтип жүргинини көрди. 10  Улар бу адәмниң мәркизий ибадәтханиниң Көркәм дәрвазиси йенида сәдиқә сорап олтарған шу киши екәнлигини тонуп, униң билән йүз бәргән вақиәдин һәйран болушуп шатланди. 11  Бу киши Петрус билән Йоһандин айрилмай жүргини үчүн, пүтүн хәлиқ һәйран қелип, уларниң йениға жүгришип кәлди. У йәр Сулайманниң пешайвини дәп атилатти. 12  Буни көрүп, Петрус халайиққа мундақ деди: «Исраиллиқлар, немишкә буниңға һәйран болисиләр һәм бизгә худди биз өз күчимиз яки Худаға вападарлиғимиз билән бу адәмни айиғиға турғузғандәк қарайсиләр? 13  Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң Худаси, ата-бовилиримизниң Худаси Өз Хизмәтчиси Әйсани мәдһийилиди. Силәр болса уни өлүмгә тапшуруп, Пилат уни азат қилмақчи болғинида, униң алдида Әйсадин ваз кәчтиңлар. 14  Һә, силәр муқәддәс вә һәққаний инсандин үз өрүп, қатилға рәһим көрситишни сорап, 15  һаятқа Йетәклигүчини өлтүрдиңлар. Амма Худа уни тирилдүрди вә биз буниңға гувачимиз. 16  Нәтиҗидә, силәр көрүп вә тонуп турған бу киши униң исми вә бизниң Әйсаниң исмиға болған етиқатимиз арқилиқ күчкә кирди. Әйса арқилиқ егә болған етиқатимиз бу адәмни һәммиңларниң көз алдида толуғи билән сап-сақ қилип қойди. 17  Лекин, бурадәрләр, силәрму башлиқлириңлардәк билмәстин, шундақ йол тутқанлириңлардин хәвәрдармән. 18  Буниң билән, Униң Мәсиһиниң азап чекиши һәққидә Худа барлиқ пәйғәмбәрлири арқилиқ бурундин ейтқанлирини әмәлгә ашурди. 19  Шундақ екән, гуналириңлар жуюлуши вә Йәһвадин тиклиниш вақитлири келиши үчүн товва қилип, Худаға қайтиңлар. 20  У силәргә тайинланған Мәсиһ Әйсани әвәтсун. 21  Худа қедимий заманда яшиған муқәддәс пәйғәмбәрләр арқилиқ ейтқандәк, барлиқ нәрсә тиклинидиған вақитларғичә, уни асман өзидә сақлиши керәк. 22  Муса пәйғәмбәр мундақ дегән: “Йәһва Худа силәргә бурадәрлириңларниң арисидин маңа охшаш пәйғәмбәрни әвәтиду. Униң барлиқ ейтқанлириға қулақ селиңлар. 23  Бу Пәйғәмбәргә қулақ салмиған һәрбир җан болса, хәлиқниң арисидин йоқ қилиниду”. 24  Самуилдин башлап, униңдин кейинки һәммә пәйғәмбәрләр мошу күнләр тоғрисида ениқ җакалиған. 25  Силәр — пәйғәмбәрләрниң оғуллири, Худа ата-бовилириңлар билән түзгән келишимниң мирасхорлирисиләр. Худа Ибраһимға: “Йәр йүзидики барлиқ қәбилиләр сениң әвладиң арқилиқ бәрикәт тапиду”,— дегән еди. 26  Худа һәрбириңларни явуз ишлириңлардин қайтуруп мубарәкләш үчүн, Өз Хизмәтчисини барлиққа кәлтүрүп, уни дәсләп силәргә әвәтти».

Изаһәтләр