Әлчиләр 7:1—60
7 Амма баш роһаний униңға: «Шундақмекән?»— деди.
2 У җававән: «Бурадәрләр һәм атилар, аңлап беқиңлара. Шөһрәтлик Худа әҗдадимиз Ибраһимға Харанда орунлишиштин авал, Месопотамияда рошән болуп,
3 мундақ дегән: “Өз йериңдин вә уруқ-туққанлириңниң арисидин чиқ, һәм Мән саңа көрсәткән йәргә маң”.
4 Шу чағда у халдийлиқларниң йеридин чиқип, Харанда орунлашти. Униң атиси өлгәндин кейин, Худа уни у йәрдин силәр һазир яшаватқан мошу йәргә көчәрди.
5 Шундақтиму униңға бу йәрдин һәтта бир ғерич кәңлигидә һечқандақ мираслиқ җай бәрмиди, лекин у йәрни униңға, униңдин кейин әвладиға, гәрчә у чағда униң пәрзәнтлири болмисиму, егә болушқа вәдә бәрди.
6 Рәббимиз униң әвлатлириниң чәт әлдә мусапир болуп, 400 жил қуллуқта азап чекишини ейтип:
7 “Бирақ Мән уларни қул қиливатқан шу хәлиқ үстидин сот қилимән,— деди Худа,— андин улар у йәрдин чиқип, мошу җайда Маңа муқәддәс хизмитини қилиду”.
8 Шундақла Худа униңға хәтнә тоғрисида келишим бәрди вә Ибраһимдин Исһақ туғулди һәм у уни сәккизинчи күни хәтнә қилди. Исһақтин Яқуп туғулди, Яқуптин болса — 12 қәбилә башчилири чиқти.
9 Қәбилә башчилири Йүсүпкә тарлиқ қилип, уни Мисирға сетивәтти. Лекин Худа униң билән болған еди
10 вә уни барлиқ баладин қутқузди, униңға даналиқ берип, Мисир падишаси болған пирәвнниң илтипатиға сазавәр қилди. Пирәвн уни Мисирни вә пүтүн өз өйини башқурушқа тайинлиди.
11 Пүткүл Мисир һәм Қананда ачарчилиқ вә бүйүк апәт башланди, вә бизниң әҗдатлиримиз озуқ тапалмиди.
12 Яқуп Мисирда озуқ барлиғини аңлап, әҗдатлиримизни шу йәргә биринчи қетим әвәтти.
13 Иккинчи қетим болса, Йүсүп кимлигини ака-укилириға мәлум қилди һәм пирәвн Йүсүпниң аилиси һәққидә хәвәр алди.
14 Шу чағда Йүсүп атиси Яқупни һәм җәми 75 җан болған барлиқ туққанлирини чақириш үчүн, уларни әвәтти.
15 Яқуп Мисирға кәлди. У вә әҗдатлиримиз өлүп кәтти,
16 уларниң сүйәклири Шәкәмгә көчүрүлүп, Ибраһим шәкәмлик Еморниң оғуллиридин күмүч төләп, сетивалған қәбиргә қоюлди.
17 Худаниң Ибраһимға бәргән вәдисиниң орунлинидиған вақти йеқинлашқансири, Мисирдики Исраил хәлқи сани билән өсүп,
18 таки Йүсүпни тонумайдиған башқа падиша тәхткә олтарғичә көпийивәрди.
19 У хәлқимизгә зиянлиқ қилип, бовақлириниң аман қалмаслиғи үчүн, атилиримизға уларни ташлашқа мәҗбурлатти.
20 Шу дәвирдә Муса туғулди. У әҗайип чирайлиқ болуп, үч ай давамида атисиниң өйидә униңға ғәмхорлуқ қилинди.
21 У ташланғанда, уни пирәвнниң қизи еливелип, өз оғлидәк тәрбийилиди.
22 Шу сәвәптин Муса мисирлиқларниң барлиқ даналиқлиғиға үгәнди һәм сөзләрдә вә ишларда уста еди.
23 У 40 яшқа толғанда, униң қәлбигә бурадәрлири болған Исраил оғуллириниң әһвали һәққидә билиш хаһиши кәлди.
24 Уларниң бирсигә вәһшиләрчә муамилә қиливатқинини көрүп, уни қоғдиғач өчини елип, мисирлиқни өлтүрүвәтти.
25 Пәрвәрдигар униң арқилиқ бурадәрлиригә қутқузуш бериватқинини чүшиниду дәп ойлиди, лекин улар буни чүшәнмиди.
26 Әтиси уларниң урушуватқинини көрүп, яраштурушқа тиришип, уларға: “Силәр қериндашларғу, немишкә бир-бириңларни рәнҗитисиләр?”— деди.
27 Лекин қериндишини бозәк қиливатқан киши униң сөзигә қулақ салмай: “Сени ким бизниң үстимизгә башлиқ яки қази қилип сайлиди?
28 Түнүгүн мисирлиқни өлтәргәндәк, мениму өлтәрмәкчимусән?”— деди.
29 Бу сөзләрни аңлап, Муса қачти, Мидиян йеридә мусапир болуп, у йәрдә униң икки оғли туғулди.
30 Андин 40 жил өткәндә, Синай теғиниң йенидики чөлдә көйүватқан тикәнликниң ялқунида униңға пәриштә көрүнди.
31 Буни көргән Муса һәйран болди. Уни убданирақ көрүш үчүн йеқинлишиватқанда, Йәһваниң авази чиқти:
32 “Мән сениң әҗдатлириң Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң Худайидурмән”. Муса титиригән һалда тикилип қарашқа петиналмиди.
33 Йәһва униңға: “Айиғиңдики сәндилиңни йәш, чүнки сән турған җай — муқәддәс йәр.
34 Мән Мисирда хәлқимниң җәвир-зулум чекиватқинини көрдүм вә уларниң налә-пәриядлирини аңлап, уларни қутқузушқа чүштүм. Әнди маң, Мән сени Мисирға әвәтимән”,— деди.
35 Улар: “Сени бизниң үстимизгә башлиқ яки қази қилип, ким сайлиди?” дәп, рәт қилған әшу Мусани, Худа көйүватқан тикәнликтики көрүнгән пәриштә арқилиқ башчи вә қутқазғучи қилип әвәтти.
36 У Мисирда, Қизил деңизда вә 40 жил чөлдә карамәтләр вә мөҗүзиләрни көрситип, уларни қуллуқтин елип чиқти.
37 Исраил оғуллириға: “Худа бурадәрлириңлар арисидин маңа охшаш пәйғәмбәрни бериду”, дегән киши мана әшу Мусадур.
38 Синай теғида униңға һәм әҗдатлиримизға сөзлигән пәриштә билән җамаәтниң арисида жүргән әшу Муса. У силәргә йәткүзүш үчүн, тирик вә муқәддәс сөзләрни қобул қилған.
39 Атилиримиз униңға бойсунушни халимай, уни рәт қилди вә қәлблиридә Мисирға қарашти.
40 Улар Һарунға: “Қени, бизгә йол көрситидиған худаларни ясап бәр, чүнки бизни Мисирдин елип чиққан Мусаниң немә болғинини билмәймиз”,— дейишти.
41 Шундақ қилип, улар шу күнләрдә мозай ясап, әшу бутқа қурванлиқ қилди вә қилған ишлириға хурсән болди.
42 Лекин Худа улардин үз өрүп, асман җисимларға сиғинидиған бу хәлиқни өз мәйлигә қоюп бәрди. Пәйғәмбәрләр китавида йезилғинидәк: “Һәй Исраил өйи, чөлдә 40 жил бойи өлтүрүлгән җаниварларни вә қурванлиқларни Маңа әкәлгәнмедиңлар?
43 Яқ, силәр худайиңлар Малохниң чедирини вә Ремфанниң юлтузини, һәйкәлләрни ибадәт қилиш үчүн ясап, уларни көтирип жүрдүңлар. Шуниң үчүн Мән силәрни Бабилниң нерисиға йәр ағдурумән”.
44 Чөлдә әҗдатлиримизниң гувалиқ чедири бар еди. Худа Муса билән сөзлигәндә, униңға чедир ясашни буйриди вә у көргән нәмунисигә бенаән уни қилди.
45 Әҗдатлиримиз уни мирас қилип, Йәшуниң йетәкчилигидә Худа уларниң алдидин қоғлиған хәлиқләрниң йеригә елип кәлди. Чедир Давутниң күнлиригичә шу йәрдә болди.
46 Давут Худаниң разилиғиға егә болған еди вә Яқупниң Худасиға макан ясаш шәрипи һәққидә илтимас қилди.
47 Амма Униңға өйни Сулайман ясиди.
48 Бирақ Әң Улуқ Худа қол билән ясиған өйләрдә яшимайду, пәйғәмбәр ейтқандәк:
49 “Асман — Мениң тәхтим, йәр-зимин болса — Мениң аяқ астим. Мениң үчүн қандақму өй қуруп беридиғансиләр?— демәктә Йәһва.— Һәм Мән яшайдиған җай қайсидур?
50 Буниң һәммисини Мән яратмиғанму?”
51 Һәй, жүриги вә қулақлири хәтнә қилинмиған җаһил адәмләр, силәр һәм әҗдатлириңлар дайим муқәддәс роһқа қарши турисиләр.
52 Ата-бовилириңлар қайси бир пәйғәмбәрни қоғлимиған? Һәққанийниң келишини бәшарәт қилғанларни улар өлтүрди вә әнди силәр униң қатиллири һәм сатқунлири болдуңлар.
53 Силәр пәриштиләр арқилиқ берилгән Қанунни қобул қилдиңлар, амма униңға риайә қилмидиңлар»,— деди.
54 Аңлиғанлири уларниң жүрәклиригә санчилди вә улар униңға чишлирини ғучурлатти.
55 У болса муқәддәс роһқа толуп, асманға қариди вә Худаниң шөһритини һәм Рәбниң оң тәрипидә турған Әйсани көрди
56 вә: «Мана, мән асман ечилғинини вә Худаниң оң тәрипидә инсан Оғлиниң турғинини көрүватимән»,— деди.
57 Бирақ улар авазиниң баричә вақирап, қулақлирини йепивелип, һәммиси бирликтә униңға етилди.
58 Андин уни шәһәрниң сиртиға иштирип чиқирип, униңға ташларни етишқа башлиди. Гувачилар болса сиртқи кийимлирини Савл исимлиқ яш жигитниң алдиға қойди.
59 Улар Истипанға таш етиватқанда, у мураҗиәт қилип: «Һакимдарим Әйса, роһумни қобул қилғайсән»,— деди.
60 Һәм тизиға жиқилип, қаттиқ авази билән: «Йәһва, бу гунайини әйип дәп санимиғин»,— деди. Бу сөзләрдин кейин у өлүм уйқисиға кәтти.