Әлчиләр 8:1—40

8  Савл болса бу өлтүрүшни мақул көргән. Шу күни Йерусалимда җамаәткә қарши қаттиқ қоғлашлар башланди, әлчиләрдин башқа һәммиси Йәһудийә вә Самарийәғә тарқилип кәтти.  Лекин Худадин қорқудиған кишиләр Истипанни дәпин қилип, қаттиқ жиға-зерә көтүрүшти.  Савл болса җамаәткә вәһшиләрчә зулум көрсәтти. Өйләргә бесип кирип, әр вә аялларни сөрәп чиқип, зинданға ташлиди.  Шу вақитта тарқилип кәткәнләр барған җайлирида Худа сөзи һәққидики хуш хәвәрни җакалиди.  Шундақ қилип, Филип Самарийә шәһиригә чүшүп, у йәрдикиләргә Мәсиһ тоғрилиқ бәргән вәзә ейтишни башлиди.  Көплигән адәмләр бирдәк Филипниң ейтқанлирини қобул қилип, карамәтлирини көрүп, униңға қулақ салди.  У йәрдә җин чаплашқан адәмләр нурғун болуп, җинлар қаттиқ авазлар билән вақирап, улардин чиқишатти. Шундақла нурғун паләч вә токулар сақийишти.  Шуниң билән, у шәһәрдә әҗайип шат-хошаллиқ болди.  Шу шәһәрдә Симун исимлиқ бир киши бар еди, авал у сехиргәрлик билән шуғуллинип, Самарийә хәлқини аң-таң қалдуруп, өзи һәққидә бир улуқ заттәк сөзләтти. 10  Әрзимәсләрдин улуқларғичә һәммиси уни тиңшап: «Бу киши — Худаниң күчи, Бүйүк Қудрәт»,— дейишәтти. 11  Уни тиңшиғанлиғиниң сәвәви, у сехиргәрлиги билән уларни узақ вақит һәйран қалдурған еди. 12  Бирақ Худа Падишалиғи вә Әйса Мәсиһниң исми һәққидә хуш хәвәрни ейтиватқан Филипқа ишәнгән чағда, әрләрму вә аялларму чөмдүрүштин өтти. 13  Симунму ишинип, чөмдүрүлүп, Филиптин нери кәтмәй, бүйүк қудрәтлик ишларни вә карамәтләрни көрүп, аң-таң қалди. 14  Йерусалимдики әлчиләр, самарийәликләрниң Худа сөзини қобул қилғанлиғини аңлап, уларға Петрус билән Йоһанни әвәтти. 15  Улар берип, самарийәликләр муқәддәс роһ елиши үчүн дуа қилди, 16  чүнки улар Һакимдар Әйсаниң исмиға чөмдүрүлгән болсиму, муқәддәс роһ техи һечкимгә чүшмигән еди. 17  Шу чағда уларға қоллирини қойғанда, улар муқәддәс роһни алди. 18  Симун болса әлчиләрниң қоллири арқилиқ бериливатқан роһни көрүп, уларға пул сунуп: 19  «Маңиму шундақ һакимийәт бериңлара, мәнму қолумни қойған киши муқәддәс роһни алсун»,— деди. 20  Амма Петрус униңға: «Күмүчиң өзәң билән һалак болсун, чүнки сән Худаниң соғисини пулға сетивелишни ойлаштурдиң. 21  Худаниң алдида жүригиңдики нийәт күпүрлүк болғанлиқтин, бу ишта сениң несивиңму һәм үлүшиңму йоқ. 22  Шу сәвәптин, бу яманлиғиңға товва қилип, әгәр мүмкин болса жүригиңниң бузуқ нийити кәчүрүлүши үчүн, Йәһваға ялвур, 23  чүнки қәлбиң оғилиқ сәпраға һәм һәққанийсизлиққа толғинини көрүп туримән»,— деди. 24  Симун җававән: «Ейтқанлириңларниң һечқайсиси бешимға кәлмисун дәп, мениң үчүн Йәһваға дуа қилиңлара»,— деди. 25  Йәһваниң сөзини хәвәрләп, асаслиқ гува бәргәндин кейин, улар Йерусалимға қайтип, йолда хуш хәвәрни самарийәликләрниң нурғун йезилирида җакалиди. 26  Филипқа болса Йәһваниң пәриштиси мундақ деди: «Орнуңдин тур вә Йерусалимдин Газиға чүшүватқан җәнуптики йолға қарап маң». У чөлдики йол еди. 27  У орнидин туруп меңип кәтти. Йолда эфиоплиқ падиша аялниң пүткүл ғәзнисигә қарайдиған, жуқури дәриҗини егиләйдиған бир әмәлдарни учраштурди. У Йерусалимға ибадәт қилиш үчүн келәтти, 28  әнди болса қайтиветип, өзиниң төмүр һарвусида олтирип, Йәшая пәйғәмбәрниң бәшаритини үнлүк оқувататти. 29  Роһ Филипқа: «Әшу һарвуға йетишивелип, униңға һәмра бол»,— деди. 30  Филип жүгәрди. Йениға йәткәндә, униң Йәшая пәйғәмбәрниң бәшаритини үнлүк оқуватқинини аңлап: «Оқуғанлириңизни чүшиниватамсиз?»— дәп сориди. 31  У болса: «Әгәр маңа бирси чүшәндүрүп бәрмисә, қандақму чүшинәләймән»— дәп җавап қайтурди. Һәм Филипниң йениға чиқип олтурушини ялвурди. 32  Үнлүк оқуватқан Муқәддәс Язминиң җайи мундақ еди: «Уни қойдәк боғузлашқа елип маңди һәм қоза қирқиғучиниң алдида үн-түн чиқармай ятқандәк, уму еғизини ачмиди. 33  У пәсәйтилип, адил соттин мәһрум қилинди. Униң келип чиқиши һәққидә ким чүшәндүрүп бериду? Чүнки униң җени йәрдин елинмақта». 34  Әмәлдар Филиптин: «Илтимас, ейтип бериңа: пәйғәмбәр ким һәққидә ейтиватиду? Өзи яки башқиси тоғрисидиму?»— дәп сориди. 35  Филип еғизини ечип, Муқәддәс Язминиң мошу җайидин тартип, Әйса тоғрисида хуш хәвәрни ейтишқа башлиди. 36   Улар йолини давамлаштуруп, суниң йениға кәлди вә әмәлдар униңға: «Мана су, мениң чөмдүрүлүшимгә немә тосқунлуқ қилалайду?»— деди. 37  *—— 38  У һарвуни тохтитишни буйриди, Филип билән әмәлдар иккиси суға чүшүп, Филип уни чөмдүрди. 39  Улар судин чиққанда, Йәһваниң роһи дәрру Филипни елип кәтти вә әмәлдар уни башқа көрмиди, лекин у хурсәнлик билән йолини давамлаштурди. 40  Филип болса Азотқа кәлтүрүлинип, әшу җайларда жүргәч, Қәйсәрийәгә йетип барғичә барлиқ шәһәрләрдә хуш хәвәрни тарқатти.

Изаһәтләр

Мт 17:21 қараң.