Әстәр 1:1—22

1  Ахашверошниң күнлиридә бу иш йүз бәрди. Ушбу Ахашверош 127 өлкиниң, Һиндстандин тартип Ефиопияғичә, шаһиншаһи еди.  Мәзкүр күнләрдә шаһ Ахашверош пайтәхт шәһири Сузда өз тәхтигә олтарғанда,  шаһлиғиниң үчинчи жилида барлиқ шәйхлири вә әмәлдарлири, Парс вә Мидия әскәрлири, өлкиләрниң биринчи мәнсәпдарлири вә башлиқлири үчүн чоң зияпәт бәрди.  Униңда өз шаһлиғиниң бүйүк байлиғини вә өз улуқлиғиниң әлалиғини көрситип, узақ вақит, 180 күнниң давамида мәйрәмлиди.  Ушбу күнләр аяқлишишида шаһ пайтәхт шәһири Сузда истиқамәт қилған барлиқ хәлиқ, чоңидин тартип кичигигичә, йәттә күнлүк мәрикини шаһ өйиниң бағлиқ һойлисида өткүзүп бәрди.  Ақ, қизил вә көк түрлүк матилар зиғир һәм сөсүн боқучлар билән бағлинип, күмүч һалқиларда мәрмәр түврүкләрдә есиқлиқ еди. Алтун һәм күмүч тахтилар порфир, мәрмәр, салар һәм йоллуқ мәрмәр билән қапланған бүглүкләрдә туратти.  Ичимликләр алтун қачиларда тәғдим қилинип, улар кәйни-кәйнидин бериләтти. Шаһниң түрлүк шараплири шаһқа лайиқ түрдә интайин көп еди.  Йәп-ичиш тәртиплик өтүвататти, һечкимни һечким мәҗбурлиматти, чүнки шаһ өйидики башқурғучиларға шундақ әмир бәргәнди: меһманлириниң һәрбирси һәммә нәрсини өз әрки билән қилатти.  Шаһниң аяли Вашти аяллар үчүн зияпәтни Ахашверошниң сарийида өткүзди. 10  Йәттинчи күни шаһниң қәлби шараптин таза шатланғанда, у Ахашверош шаһниң йүзи алдида хизмәт қилидиған йәттә әмәлдари Мәһуман, Бизта, Һарбона, Бигта, Абагта, Зәтар һәм Кәркәсләргә, 11  улар мәликә Ваштини шаһлиқ таҗида шаһниң алдиға әкелишни буйриди. Сәвәви, униң гөзәллигини хәлиқләргә һәм шәйхләргә көрситиш үчүн, чүнки аяли интайин чирайлиқ һәм келишкән еди. 12  Лекин мәликә Вашти әмәлдарлар арқилиқ уқтурулған шаһниң әмри бойичә келишкә унимиди. Шуниң билән шаһниң аччиғи келип, униң ғәзиви қаттиқ туташти. 13  Шаһ тохтам-қаидиләрни билидиған данишмәнләргә сөз қилди, чүнки шаһниң ишлири қанун билән һоқуқни тонуйдиғанлар алдида бәҗириләтти. 14  Шу вақитта униң йеқинлири Каршина, Шәтар, Адмата, Таршиш, Мәрәс, Марсина вә Мәмуқан — Парс вә Мидия шәйхлириниң йәттиси, улар шаһниң үзини көрәтти вә шаһлиқта биринчиләр еди. 15  «Қандақ қилип, қанун бойичә мәликә Вашти билән униң Ахашверош шаһниң әмрини орунлимиғини үчүн иш тутуш керәк?»— дегән мәсилә қараштурулди. 16  Шаһниң һәм шәйхләрниң алдида Мәмуқан мундақ деди: «Пәқәт бир шаһниң алдида мәликә Вашти әйиплик әмәс, бәлки һөкүмран Ахашверошниң барлиқ өлкилиридики хәлиқләр вә бәгләр алдида әйипкардур. 17  Чүнки мәликәниң һәрикити барлиқ аялларға йетип, уларму әрлирини һөрмәтлимәйдиған болиду. Улар: “Шаһ Ахашверош алдиға мәликә Ваштини чақирсиму, у бармапту!”— дейишиду. 18  Ушбу күндин башлап Парс һәм Мидия мәликилири шаһ аялиниң бу қилиғини аңлап, шундақла сөзләрни шаһниң барлиқ шәйхлиригә ейтип, шуниң билән һөрмәтсизлик тарап, хапичилиқ йетәрлик болиду. 19  Илтимас, шаһ өз намидин пәрман чиқирип, у Парс һәм Мидия қанунлириға киргүзүлүп, һечқачан әнди Вашти шаһ Ахашверошниң алдиға келәлмәйдиған қарар қобул қилинса, мошуниңға қандақ қарайсила? Ваштиниң шаһлиқ қәдир-қиммитини һөкүмранимиз униңдин артуқ башқисиға бәрсила. 20  Ушбу шаһниң пәрманини аңлиғанда, сәвәви, у униң қанчиликму йоған дөлити болмиса, униң пүткүл шаһлиғиға тарқилиду, шу чағда барлиқ аяллар, атақлиғидин әрзимәсигичә, өз әрлиригә шан-шәрәп кәлтүриду». 21  Бу сөз шаһ һәм шәйхләр тәрипидин мақулланди. Шуниң билән Ахашверош Мемуқанниң гепи бойичә иш қилди. 22  Шаһниң барлиқ зиминлириға хәтләр әвәтилди, улар һәрбир өлкигә униң йезиғида, һәрбир хәлиқкә униң тилида әвәтилип, һәрбир әр өз өйидә башчи-ғоҗайин болуши тәкитләнгән еди. Бу буйруқ һәрқандақ хәлиқниң тилида елан қилинди.

Изаһәтләр