Әстәр 10:1—3
10 Шаһ Ахашверош йәр вә деңиз араллирида яшиған кишиләргә селиқ салди.
2 Униң қудритиниң һәм күчиниң һәрикәтлири, шаһ жуқури көтәргән Мордикайниң бүйүклиги һәққидә баянатлар Мидия һәм Парс шаһлириниң тарихнамә китаплирида әкс етилди.
3 Чүнки йәһудийлиқ Мордикай шаһ Ахашверошта иккинчи мәртивилик киши болуп, йәһудийларниң арисида мәшһур болди. У көплигән бурадәрлири арисида өз хәлқигә яхшилиқ тилигән вә өз қәбилисиниң мәнпийити үчүн сөзлигән әмәлдар болуп, сөйүмлүк оғлани еди.