Әстәр 2:1—23
2 Ахашверош шаһниң ғәзиви қанғандин кейин у Вашти вә у қилған иши тоғрисида һәм қандақ қарар у һәққидә чиқирилғанлиғини әскә алди.
2 Униңда хизмәт қиливатқан әмәлдарлири: «Шаһимизға гөзәл яш қизларни издисә.
3 Шаһимиз өз шаһлиғиниң пүткүл өлкилиридики ишәнчлик кишилиригә яш, чирайлиқ қизларни тепип, уларни Суз шәһиридә шаһниң әмәлдари, аялларниң күзәтчиси Һегайниң назаритигә, өйниң аяллар бөлмигә жиғип, униңға өткүзсә. У болса уларниң тазилиниши үчүн керәклик һәрхил яғларни уларға бәрсә.
4 Шаһимизниң көзигә иллиқ көрүнгән қиз Ваштиниң орниға шаһ мәликиси болсун»,— дәп мәслиһәт беришти. Мәзкүр сөз шаһқиму яқти, у мақуллап шундақ қилди.
5 Суз шәһиридә бир йәһудий истиқамәт қилатти. Униң исми Мордикай болуп, у Бениамин қәбилисидин болған Кисниң оғли, Шимейниң оғли, Яирниң оғли болатти.
6 У Йерусалимдин Йәһудия падишаси Йәхония билән, уларни Бабил шаһи Нәбуқәднәсәр йәр авдурған заманда башқа авдурғанлар билән йөткәлгән киши еди.
7 У Һадасаниң, йәни Әстирниң баққучиси еди, чүнки у қиз җигәриниң қизи болуп, униң йә атиси, йә аниси йоқ еди. Бу қиз қәдди-қамити келишкән һәм нурҗамаллиқ еди. Униң ата-анисиниң вапатидин кейин, Мордикай қизиниң орнида уни елип тәрбийилиди.
8 Шаһниң пәрмани һәм тохтами елан қилинғанда вә көплигән қизлар Суз шәһиригә Һегайниң назаритигә өткүзүлгәндә, шу чағда Әстирму аяллар күзәтчиси Һегайниң қоли астиға, шаһ сарийиниң аяллар бөлмисигә елинди.
9 Ушбу қиз униң көзигә йеқип, униңда илтипат тапти, шуңа у дәрру униңға барлиқ тегишлик хушпурақ яғларни вә башқа нәрсиләрни берип, униң хизмитидә болушқа шаһ өйидин йәттә атақлиқ қизларни бөлүп бәрди. Һадасани һәм ушбу қизларни башқилардин алаһидә, аяллар бөлмисиниң әң яхши бөлүгидә тутти.
10 Әстир болса өз хәлқи, өз нәсли һәққидә һечнәрсә ейтматти, чүнки Мордикай бу тоғрилиқ шундақ буйриди.
11 Мордикай һәр күни аяллар өйиниң һойлисиға келип, Әстирниң аманлиғи һәм әһвали һәққидә билип туратти.
12 Һәр қизниң Ахашверош шаһқа киридиған новити кәлгәндә, (сәвәви 12 ай давамида бәлгүләнгән барлиқ җәриянлар өткүзүлүп болғандин кейин, чүнки шунчә вақит уларни тазилаш үчүн тәләп қилинатти: алтә ай зәйтун мейиға қошулған мурмәкки, алтә ай балзам яғлири вә башқа хушпурақлиқ майлар билән пәдәзләш һаҗәт болатти)
13 андин қиз шаһниң һозуриға кирәтти. У қиз немила соримиса, униңға шаһ һозуриға кириш алдида һәммә нәрсә бериләтти.
14 Кәчқурунлуғи у кирип, сәһәрликтә башқа әмәлдар, дедәкләр күзәтчиси Шаашғазниң назаритидә болған аяллар өйиниң башқа бөлмисигә қайтатти. У аял шаһ өзи уни көрүшни халиса вә у исми бойичә чақирилса, пәқәт шундақ һаләттила шаһқа йәнә кирәләтти.
15 Мордикайниң туққини Абихаилниң қизи Әстиргә шаһқа бериш новити кәлгәндә, у қизлар күзәтчиси Һегай мәслиһәт қилған нәрсидин башқа һечнәрсә өзигә соримиди. Шуниң билән Әстир уни билгән һәммисиниң көзидә меһир-муһәббәткә еришти.
16 Әстир Ахашверош шаһқа йеқип, һөкүмранлиғиниң йәттинчи жилиниң онинчи ейи, йәни тебет ейида, униң өйигә елинди.
17 Шаһ Әстирни башқа барлиқ дедәклири арисида көпирәк сөйүп қалди вә у униң илтипатиға вә меһир муамилисигә башқа қизларниң арисида еришти. Шаһ униң бешиға таҗни кийдүрүп, уни Ваштиниң орниға мәликә атиди.
18 Шуниң билән шаһ Әстирниң шәрипигә шәйхлири вә хизмәткарлири үчүн чоң зияпәт өткүзди. У шундақла өлкиләргә имтиязларни қилип, өз қоли билән нурғунлиған соғиларни тарқатти.
19 Иккинчи қетим қизлар жиғилғанда, Мордикай шаһ дәрвазилириниң қешида хизмәттә олтиратти.
20 Әстир техичила өз хәлқи вә туққанлири тоғрилиқ, Мордикай униңға буйриғандәк, еғиз ачмиди. Мордикайниң сөзини Әстир әндиму униң тәрбийисидә болғандәк, әмир тутатти.
21 Шу дәвирдә, Мордикай шаһ дәрвазилириниң йенида олтарғанда, босуғини күзитидиған Биғтан вә Тәрәш исимлиқ шаһниң икки әмәлдари шаһқа өчлүк қилип, Ахашверошқа қәстлик қилишни издиди.
22 Бу мәлумат Мордикайниң қулиғиға йетип, у Әстир мәликигә буни йәткүзди, Әстир болса бу мәлуматни Мордикайниң намидин шаһқа ейтти.
23 Ушбу иш тәтқиқ қилинип, һәммә нәрсә нәқ шундақ тепилип, икки әмәлдарни түврүктә есип өлтүрди. Бу вақиә шаһниң күндилик йезиқлар китавида хатириләнди.