Әстәр 4:1—17

4  Мордикай йүз бериватқан һәммә ишни аңлиди. У кийимлирини жиртип, мишкапқа кийинип, бешиға күл төкүп, шәһәрниң оттуриға чиқтидә, үн селип қаттиқ жиғлиди.  У шаһ дәрвазилириға кәлди, лекин кирмиди, чүнки мишкапқа кийингән кишигә шаһ дәрвазилиридин өтүш рухсәт қилинматти.  Шундақла һәрқандақ өлкидә вә пәрман йәткән җайда йәһудийларда зор жиға, роза тутуш, налә-пәрияд болди. Мишкап билән күл нурғунлириға көрпә болди.  Әстирниң аялхизмәткарлири вә хизмитидики әмәлдарлар келип, әһвални униңға ейтип бәрди. Шуниң билән мәликә бәк әндишигә чүшти. У Мордикайдин мишкапни йешип, уни яхши кийимләргә кийдүрүшни буйриди, лекин у қобул қилмиди.  Андин Әстир шаһниң униңға хизмәт қилиш үчүн қойған адими Һатакни чақиртип, уни Мордикайға немә болғини һәққидә мәлумат елип келишкә әвәтти.  Һатак Мордикайға мәркизий дәрвазилар алдидики шәһәр мәйданиға барди.  Униңға Мордикай немигә дуч болғини, Һаманниң йәһудийларни һалак қилиш үчүн, шаһниң ғәзнисигә ианә қилған күмүчниң сани тоғрилиқ баян қилди.  Йәнә Сузда чиқирилған тохтамниң көчәрмисини бәрди. Униңда йәһудийларниң уҗуқтурулуши йезилған болуп, Мордикай Әстиргә һәммини йәткүзүп, униң шаһқа берип, хәлқини рәһим қилишини, ялвурушни җекилиди.  Һатак қайтип, Әстиргә Мордикайниң гепини ейтип бәрди. 10  Әстир Һатак арқилиқ Мордикайға мундақ җавап әвәтти: 11  «Шаһта хизмәт қилған һәммиси вә өлкиләрдә истиқамәт қилидиған хәлиқләр шуни билидуки, һәрқандақ әр вә аял киши, әгәр ичкәрки һойлиға чақирилмай кирсә, бирла җаза — өлүм уни күтмәктә. Пәқәт кимгә аман қалсун дәп, шаһ өз алтун калтигини созса, шу кишила аман қалиду. Мән болсам, мана 30 күн бойи шаһниң һозуриға чақирилмидим». 12  Мордикайға Әстирниң сөзлири йәткүзүлди. 13  У Әстиргә җававән: «Көңлүңдә мән ялғуз барлиқ йәһудийлардин шаһ сарийида аман қалимән, дәп ойлима. 14  Әгәр сән мошу вақитта еғиз ачмисаң, тәсәлли вә қутқузулуш йәһудийларға башқа йәрдин келиду, һә, сән һәм атаңниң өйи болса, һалакәттә йоқ болисиләр! Ким билсун, бәлким, ушбу күн үчүн сән шаһмәликиси мәртивигә йәткәнсән!»— дәп ейтти. 15  Әстир Мордикайға мундақ җавап қайтурди: 16  «Берип, Сузда яшаватқан барлиқ йәһудийларни жиғип, мән һәққидә роза тутуңлар. Үч күн давамида, кечә-күндүз, йемәңлар вә ичмәңлар. Мәнму хизмәткарлирим билән роза тутумән, андин гәрчә бу қаидигә қарши болсиму, шаһниң алдиға баримән. Өлүп кетишкә тоғра кәлсә, өлүп кетимән!» 17  Мордикай берип, Әстир униңға әмир қилған барлиқ ишни нәқ шундақ қилди.

Изаһәтләр