Әстәр 5:1—14
5 Үчинчи күни Әстир мәликидәк ясинип кийинип, шаһ өйиниң ички һойлисида, шаһниң сарийи алдида турди. Шаһ шу чағда сарийидики тәхтидә ишиккә уттур йәрдә олтарған еди.
2 Шаһ Ахашверош мәликә Әстирни көргәндә, у униң көзидә меһир-шәпқәт тапти вә шаһ Әстиргә қаритип қолидики алтун һасисини созди. Әстир йеқинлишип, һасиниң учиға қол тәккүзди.
3 Шаһ униңдин: «Мәликә Әстир, немә болди? Сиздә қандақ илтимас бар, һәтта шаһлиқниң йеримини сорисиңиз, сизгә берилиду»,— дәп сориди.
4 Әстир җававән: «Әгәр шаһимға яқса сөзүм, унда шаһим Һаман билән мән тәйярлиған чүшлүк зияпәткә кәлсила»,— деди.
5 Шунда шаһ: «Һаманға һазир берип ейтиңлар, у Әстирниң сөзи бойичә иш қилсун!» — дәп буйриди. Шаһ Һаман билән Әстир һазирлиған чүшлүк зияпәткә кәлди.
6 Шаһ Әстирдин шарапни ичкәч: «Сизниң хаһишиңиз қандақ? У орунлиниду. Сизниң өтүнишиңиз немидә? Гәрчә дөләтниң йерими болсиму, у әмәлгә ашиду!»— дәп сориди.
7 Әстир җававән: «Мана мениң арзуюм һәм өтүнүшим:
8 әгәр мән шаһимниң көзидә илтипат тапқан болсам, әгәр шаһим мән халиғанни орунлап беришни лайиқ көрсә, мән әтә шаһим билән Һаман үчүн һазирлайдиған чүшлүк тамаққа кәлсила. Әтә мән, шаһим билишни халаватқан нәрсини ейтимән»,— деди.
9 Һаман ушбу күндә үстүн кәйпиятта чиқип, көңли хатирҗәм болди. Лекин у шаһниң дәрвазилири қешида Мордикайни көргәндә, униң кәйпияти чүшүп кәтти, чүнки у орнидин турмиди, уни көрүп, һәтта орнидин қозғилипму қоймиди. Шу чағда Һаманниң қәһри Мордикайға қайниди.
10 Амма Һаман өзини қолида тутти. У өйигә кәлгәндә, әдәм әвәтип, достлирини һәм аяли Зәрәшни өзигә тәклип қилди.
11 У уларға өзиниң зор байлиғи вә оғуллириниң көплиги, уни шаһ қандақ көтәргәнлиги һәм уни қалған шәйхләр вә әмәлдарлар алдида айрип улуқлиғанлиғи һәққидә мәғрурлинип ейтти.
12 Һаман шуниңдин кейин: «Мана, мәликә Әстир шаһ үчүн бәргән зияпитигә мәндин башқа һечкимни чақирмиди. Униңдин ташқири, әтиму мән шаһ билән униңға тәклип қилиндим.
13 Бирақ буниң һәммиси мән үчүн йетәрлик әмәстур, чүнки мән сарай дәрвазилири алдида олтарған йәһудий Мордикайни көрүватимән!»— дәп терикти.
14 Униң аяли Зәрәш вә барлиқ ағинилири: «Ундақта 50 җәйнәклик егизликтә яғачни тәйяр қилсун, әтигәнлиги болса, униңда Мордикайни дарға есиветишни шаһқа мәслиһәт бәргин. Андин шаһ билән хошал-хорам зияпәткә барғин»,— дәп мәслиһәт бәрди. Бу гәп Һаманға яқти вә у дәрәқни тәйярлиди.