Әстәр 6:1—14

6  Мәзкүр кечидә шаһ зади ухлалмиди, шуңа у вақиәләр хатирилинидиған китапни әкелип, уни шаһниң алдида оқушни әмир қилди.  Уни оқуғанда, бир вақиә учриди. Бу өз вақтида Мордикай босуғини күзитидиған икки әмәлдар Биғтан билән Тәрәш тоғрисида йәткүзгән муһим хәвәр еди. Униңда уларниң шаһ Ахашверошқа қол селиш пурситини издәватқанлиғи һәққидә ейтилипту.  Шаһ: «Бу иш үчүн Мордикайға қандақ шан-шәрәп вә мукапат берилди?»— дәп сориди. Униңға хизмәткарлири җавап қайтурғач: «Униңға һечнәрсә қилинмиди»,— деди.  Шунда шаһ: «Ким һойлида бар?»— дәп соал қойди. Нәқ шу вақитта сарайниң ташқи һойлисиға Һаман кәлгән еди. У шаһ билән Мордикайни тәйярлиған яғачта дарға есиветиш тоғрилиқ сөзлишишкә нийәт қилғанди.  Шаһниң хизмәткарлири җававән: «Мана, Һаман һойлида турмақта»,— дейишти. Шаһ: «У кирсун», — дәп буйриди.  Һаман кирди. Шу чағда Ахашверош: «Қандақ ойлайсән, шаһ шан-шәрәп көрситишни халиған адәмгә немә қилиш керәк?»— дәп, униңдин сориди. Һаман жүригидә: «Мениңдин башқа шаһимиз кимгә шан-шәрәп көрситиду?!»— дәп ойлиди.  Шуңлашқа Һаман шаһқа мундақ мәслиһәт бәрди: «Шаһимиз шәрәпләйдиған кишигә  шаһимиз кийинидиған кийимдин учиға артсун вә шаһимиз минидиған атқа олтарғузсун һәм униң бешиға шаһниң таҗисини кийгүзсун.  Кийим билән атни шаһимизниң әң атақлиқ шәйхлириниң бирсиниң қолиға тутқузуп, шаһимиз әтивалиған кишини шәйхниң қоли билән кийдүрүп, уни атқа мингүзүп, шәһәр мәйданиға ачиқип, шәйх униң алдида меңип вақирисун: “Мана, кимни шаһимиз шәрәпләймән десә, мошундақ һәрикәт-иш униңға қилиниду!”» 10  Шуниң билән Ахашверош шаһ Һаманға: «Әнди, сән дегәндәк, шаһниң кийими билән етини елип, дәрвазиниң алдида олтарған йәһудий Мордикайға қилғин. Қара, ейтқиниңдин һечбир нәрсини унтуп қалма!»— дәп әскәртти. 11  Һаман кийим билән атни елип, Мордикайни кийдүрүп, уни атқа олтарғузуп, шәһәр мәйданиға ачиқип, мундақ елан қилди: «Мана, шаһимиз кимгә һөрмәт көрситишни халиса, шу кишигә мошундақ аброй көрситилиду!» 12  Андин Мордикай яңливаштин шаһниң дәрвазилириға қайтип кәлди. Һаман болса шәрмәндичиликтин бешини йепип, өз өйигә хапичилиқта алдирап кәлди. 13  Һаман өз аяли Зәрәш вә барлиқ униңға кәлгән достлириға сәргүзәштилирини ейтип бәрди. Униң данишмән достлири вә аяли Зәрәш: «Әгәр йәһудийлар қәбилисидин болған Мордикайниң алдида сән пәслишишкә башлиған болсаң, у вақитта, тайлиқ, сән уни йеңәлмәй, бәлким, униң алдида жиқилисән»,— дейишти. 14  Улар техи униң билән сөзлишиватқанда, шаһтин хизмәткарлар келип, Һаманни Әстир мәликә чақирған зияпәткә чапсан беришини әскәртти.

Изаһәтләр