Әстәр 8:1—17
8 Мәзкүр күндә шаһ Ахашверош мәликә Әстиргә йәһудийларниң әшәддий дүшмини Һаманниң өйини бәрди. Мордикай болса шаһниң алдида турди, чүнки Әстир униң ким екәнлигини ейтти.
2 Шаһ Һамандин тартивалған өз үзүк-тамғисини Мордикайға тапшурди. Мәликә Әстир Мордикайни Һаманниң өйи үстидин башчи қилип қойди.
3 Әстир шаһниң алдида сөзләп, униң аяқлириға жиқилип жиғлап, уни агаглиқ Һаманниң қәстлик вәһши ишини тохтитишни ялвурди. Сәвәви, у йәһудийларға қарши қара нийәт ойлаштурған еди.
4 Шаһ Әстиргә қайта алтун һасисини қаратти. Әстир орнидин туруп, шаһниң йүзи алдида туруп:
5 «Әгәр шаһим лайиқ көрсә һәм мән униң алдида илтипатқа еришсәм вә ушбу иш шаһниң көзидә адил тепилип, мән униңға яқсам, унда агаглиқ Һамадатаниң оғли Һаманниң нийити йезилған хәтләр қайтурулса. Уларда у шаһниң барлиқ өлкилиридә яшаватқан йәһудийларниң уҗуқтурулуши йезилған еди.
6 Чүнки мән хәлқимни һалакәткә апиридиған балаю-апәтни қандақ көримән? Қандақларчә йеқинлиримниң өлүмини баштин кәчүрәләймән?»— дәп зарлиди.
7 Шуниң билән Ахашверош Әстиргә вә Мордикайға: «Мана мән Һаманниң өйини Әстирниң қолиға селип бәрдим, униң өзини қолини йәһудийларға созғини үчүн, лимда өлтүрдуқ.
8 Әнди болса, йәһудийларниң пайдисиға лайиқ көргән нәрсини шаһниң намидин йезип, уни мениң үзүгим билән мөһүрләңлар. Чүнки шаһ намидин йезилған вә униң үзүк-тамғиси бесилған хәтләрни мәнъий қилишқа болмайду!»— дәп әмир қилди.
9 Шу вақиттила, үчинчи айда, йәни сиван ейида, униң 23-күнидә шаһниң катиплири чақирилип, Мордикайниң пәрмани бойичә хәтләр йезилди. Улар йәһудийларға, сатрапларға, өлкә башчилириға, Һиндстандин башлап Ефиопияғичә 127 вилайәткә, һәрбир өлкигә униң йезиқлирида, һәрқандақ хәлиқкә униң тилида, йәһудийларға уларниң йезиғи вә тилида хәтләр кәтти.
10 Мордикай шаһ Ахашверошниң намидин хәтләрни йезип, уларни шаһниң тамғиси билән бесип, атлардики чапармәнләр, чавандазлар арқилиқ әвәтти.
11 Уларда шаһниң һәрқандақ шәһәрдики йәһудийларға жиғилип, өз өмрини һимайә қилишни рухсәт қиливатқанлиғи йезилди. Шуниңдәкла улар дүшмәнлирини қиришқа, өлтүрүшкә тәйяр болуши, уларға қарши қуралланған кишиләрни, җүмлидин аяллар билән балиларниму уҗуқтуруп, уларниң мал-мүлкини еливелишни рухсәт қилди.
12 Бир күнниң ичидә шаһ Ахашверошниң барлиқ сатраплирида, 12-айниң, йәни адар ейиниң, 13-күнидә
13 йезилған хәтниң көчәрмилирини һәрқайси вилайәткә йәткүзүш имканийити берилди. Бу барлиқ хәлиқләр үчүн очуқ тохтам болди, чүнки йәһудийлар мәзкүр күндә өз дүшмәнлиридин интиқам елишқа тәйяр еди.
14 Атларда вә хечирларда чиққан чапармәнләр, шаһниң әмри бойичә, чапсан жүрди. Суз шәһиридиму мошундақ буйруқ чиқти.
15 Мордикай шаһтин бәк бай, жуқури мәртивилик кийимдә чиқти. Униң тони көк һәм ақ рәңлик болуп, есил зиғир һәм сөсүн йепинчини артип, бешида йоған алтун таҗ болди. Суз шәһири буни көрүп, интайин зор хошаллиққа бөләнди.
16 Йәһудийларда шу чағда йоруқлуқ, хурсәнлик, шатлиқ вә тәнтәнә йүз бәрди.
17 Һәрбир өлкә, һәрбир шәһәр вә шаһниң буйруғи вә тохтами йәткән һәрбир җайда йәһудийларда хошаллиқ, зияпәт вә мәйрәмлик кәйпият һөкүм сүрди. Йәр-зиминниң көплигән хәлиқлиридин нурғунлири йәһудийлар болди, сәвәви, уларға йәһудийлардин қорқунуч басти.