7-СОАЛ
Муқәддәс китапта бүгүнки күнләр һәққидә немә ейтилған?
«Хәлиқ хәлиққә қарши чиқиду, вә Падишалиқ Падишалиққа... Бу азапларниң башлиниши».
«Көплигән сахта пәйғәмбәрләр пәйда болиду, улар нурғунлирини аздуриду, җинайәтчиликниң көпийишидин, нурғун адәмләрдә меһир-муһәббәт совуп кетиду».
«Һәрхил җайларда йүз беридиған урушлар тоғрилиқ аңлиғанда, чөчүмәңлар. Буниң һәммиси йүз бериши керәк, лекин бу техи ахир әмәс».
Марк 13:7
«Шиддәтлик йәр тәврәшләр болиду, вә бир җайдин кейин йәнә бир җайда жуқумлуқ кесәлләр, ачарчилиқ һәм дәһшәтлик һадисиләр болиду вә шундақла асмандин һәйвәтлик аламәтләр көрүниду».
Луқа 21:11
«Ахирқи күнләрдә адәттин ташқири қийин вақитлар болиду. Инсанлар өзинила яхши көрдиған, пулхумар, өзигә ишинидиған, тәкәббур, күпүрлүк қилидиған, ата-анисиға бойсунмайдиған, миннәтдарсиз, вапасиз, туққанлиқтин бәзгән, җаһил, төһмәтхор, өзини туталмайдиған, вәһши, изгүлүккә өч, сатқун, мәнмән, мәғрур, Худани әмәс, һөзүрлинишни яхши көрдиған, Худаға вапа көрүнидиған, амма вапалиқниң күчини инкар қилидиған болиду».
Тимотийға 2-хәт 3:1—5