14-СОАЛ
Пулға қандақ көзқараш болуши керәк?
«Раһәт-парағәткә берилгән киши намрат қалар; Яғ чайнашқа, шарап ичишкә амрақ бейимас».
Пәнд-нәсиһәтләр 21:17
«Қәриздар қәриз егисиниң қулидур».
Пәнд-нәсиһәтләр 22:7
«Әгәр араңлардин бириңлар мунарә салмақчи болса, у балдур олтирип, өзи униң хираҗәтлири мунарә селип түгитишкә йетәмду дәп, барлиқ хираҗәтләрни һесаплап чиқмасму? Болмиса, у һулини селип қоюп, қурулушни түгитәлмисә, байқаватқанлар униң үстидин күлүп: “Бу адәм қурулушни башлиди, лекин түгитәлмиди”, дәйду».
Луқа 14:28–30
«Һәммиси йәп тойғанда, у шагиртлириға: “Қалған нанларни жиғивелиңлар, һечнәрсә исрап болмисун”, деди».
Йоһан 6:12