Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

10-СОАЛ

Муқәддәс китап келәчәк тоғрисида немә ейтиду?

«Һәққанийлар йәр-җаһанға егә болиду вә әбәдил-әбәдкичә униңда макан тутуп яшайду».

Зәбур 37:29

«Бирақ йәр-зимин мәңгүгә давам қилиду».

Вәз 1:4

«У өлүмни мәңгүгә жутувалиду! Рәб Пәрвәрдигар һәммә йүзләрдин яшларни сүртиветиду».

Йәшая 25:8

«Андин қарғуниң көзи ечилиду, гасниң қулақлири очуқ қилиниду. Андин ақсақ-токурлар кийиктәк ойнақлап сәкрәйду, гачиниң тили нахша ейтиду. Чүнки далида сулар, чөл-баяванларда дәрия-еқинлар урғуп ташиду».

Йәшая 35:5, 6

«Худа уларниң көзидики һәрқандақ яшни сүртиду, вә өлүм әнди болмайду, йә қайғу, йә жиға-зар, йә ағриқ башқа болмайду. Авалқиларниң барлиғи өтүп кәтти».

Вәһий 21:4

«Улар өйләрни салиду, һәм уларда туриду; улар үзүмзарларни тикиду, һәм улардин мевә йәйду; Улар ясиған өйләрдә, башқа бирси турмайду; тикилгән үзүмзарлардин, башқа бирси мевә елип йемәйду; Чүнки хәлиқимниң күнлири дәрәқниң өмридәк болиду; Улар өзлири өз қоли билән ясиғанлирини кониритиду».

Йәшая 65:21, 22