1-СОАЛ
Худа дегән ким?
«Андин Худа йәнә Мусаға: “Мана немини сән Исраил оғуллириға ейтсән: ‘Йәһва, әҗдатлириңларниң Рәбби, Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худаси мени силәргә әвәтти’, дәйсән. Бу әсирләр бойи Мениң исмим, вә мошу исим астида Мени әвлаттин әвлатқа әстә сақлайду”».
Чиқиш 3:15
«Билип қоюңларки, Пәрвәрдигар һәқ Худадур. Бизни яратқан Униң Өзи, биз әмәс!»
Зәбур 100:3
«Йәһваниң исмини чақириватқан һәрқандақ киши қутқузулиду».
Римлиқларға 10:13
«Шубһисизки, һәрқандақ өйни бәрпа қилғинидәк, һәммә нәрсини бәрпа қилған Худадур».
Ибранийларға 3:4
«Йәһва, бизниң Худайимиз, Сән шан-шөһрәткә, шан-шәрәпкә вә қудрәткә лайиқсән, чүнки Сән барлиқ нәрсини яраттиң вә барлиқ нәрсә Сениң ирадәң бойичә моҗут һәм яритилғандур».
Вәһий 4:11
«Көзлириңларни жуқуриға көтирип қараңлар! Ким мошу мәвҗудатларни яратқанду? Вә уларни түркүм-түркүм қошунлар қилип, тәртиплик елип чиқиду? У һәммисини нами билән бир-бирләп чақириду; Униң күчиниң улуқлуғи һәм қудритиниң зорлуғи билән, улардин бирму қалмайду».
Йәшая 40:26