Мәзмунға өтүш

АИЛИЛӘР ҮЧҮН ЯРДӘМ

Балиңизға мәктәптә яхши оқуши үчүн қандақ ярдәм берәләйсиз?

Балиңизға мәктәптә яхши оқуши үчүн қандақ ярдәм берәләйсиз?

 Пәрзәндиңиз мәктәптә оқушни яхши көрмәйду вә өй тапшуруқлирини орунлаштин қачиду дәйли. Нәтиҗисидә, униң баһалири төвәнләп кетип, жүрүш-турушиму начарлишиватиду. Балиңизға мәктәптә яхши оқуши үчүн қандақ ярдәм берәләйсиз?

 Сиз немини билишиңиз керәк?

 Балиға бесим қилиш вәзийәтни техиму кәскинләштүриду. Пәрзәндиңизгә бесим көрсәтсиңиз, у мәктәптә һәм өйдә әнсирәйду. Мени тиллайду дәп қорқуп, бала ялған ейтиши, начар баһалирини йошуруши, сизниң имзайиңизни охшитип ясиши яки савақтин қечиши мүмкин. Демәк, балиға бесим қилиш әһвални техиму начарлитиду.

 Балиға соға берип яхши оқушқа үндәш яман нәтиҗигә елип келәләйду. Эндрю исимлиқ бир дада мундақ дәйду: «Қизимизни яхши оқушқа дәвәт қилмақчи болуп, биз униңға яхши баһалири үчүн соғиларни берәттуқ. Амма нәтиҗидә у пәқәт мукапатқа көңүл бөлидиған болди. Начар баһа алғанда у баһасиға әмәс, соғисиз қалғанлиғиға хапа болатти».

 Муәллимләрни әйипләшниң һеч пайдиси йоқ. Шундақ қилсиңиз, балиңиз яхши нәтиҗиләр үчүн тәр төкүшниң һеч һаҗити йоқ дәп ойлап қелиши еһтимал. Шундақла у хаталиқлири үчүн башқиларни әйипләп, қийинчилиқлиримни улар һәл қилиду дәп күтүши мүмкин. Қисқичә ейтқанда, пәрзәндиңизниң төвән баһалири үчүн муәллимләрни әйиплисиңиз, балиңиз өз ишлири үчүн җавапкар болушни үгәнмәйду. Бу хисләт униңға чоң болғанда керәк болиду.

 Сиз немә қилалайсиз?

 Аччиғиңизни бесиң. Аччиқланған чағда, балиңиз билән мәктәптики баһалири һәққидә сөзләшмәң. «Аялим иккимизниң балилиримизни тиллимай, сәвирликни сақлап, уларға меһрибанлиқ билән сөзләшкәндә, яхши нәтиҗигә еришәләйдиғанлиғимизға көзүмиз йәтти»,— дәп ейтти Бретт исимлиқ бир дада.

 Муқәддәс китап принципи: «Аңлашқа тез, сөзләшкә алдиримайдиған, ғәзәпкә алдиримайдиған болу[ңлар]» (Яқуп 1:19).

 Қийинчилиқниң сәвәвини ениқлавелиң. Балиңизни һорун дәп ойлашқа алдиримаң. Пәрзәндиңизниң баһалири төвәнләп кетишигә бу сәвәп болуши мүмкин: лөкчәкләрни учритиш, башқа мәктәпкә йөткилиш, емтиһан алдида әнсирәш, аиләвий қийинчилиқлар, уйқусини қандурмиғанлиқ, вақитни натоғра ишлитиш яки дәрисләргә көңүл бөлмәслик.

 Муқәддәс китап принципи: «Нәсиһәт сөзигә көңүл қойған пайда тапар» (Пәнд-нәсиһәтләр 16:20).

 Дәрис оқуш үчүн һәммә шараитларни яритип бериң. Балиңизға дәрис оқуш вә өй тапшуруқлирини орунлаш үчүн вақитни бәлгүләп қоюң. Униң савақ оқуйдиған йери тинч болуши керәк. У йәрдә диққитини чачидиған һечнәрсә (шуниң ичидә телевизор вә янфон) болмаслиғи лазим. Пәрзәндиңиз қийналмаслиғи үчүн өй тапшуруқлирини бөлүп-бөлүп орунлисун. Германиядә яшайдиған Гектор исимлиқ бир дада мундақ дәйду: «Тәкшүрүш ишиниң болидиғанлиғини билгәндә биз ахирқи минутқичә күтмәй, һәр күни пәйдин-пәй тәйярлиқ көрүмиз».

 Муқәддәс китап принципи: «Һәрбир ишниң мувапиқ пәсли бар» (Вәз 3:1).

 Яхши оқушқа дәвәт қилиң. Балиңиз мәктәптә оқуш һазирниң өзидә униңға пайда кәлтүрәләйдиғанлиғини чүшәнсә, униң оқушқа болған қизиқиши күчийиду. Мәсилән, математика пәнини яхши оқуса, униңға берилгән пулни даналиқ билән ишлитәләйду.

 Муқәддәс китап принципи: «Даналиқни алғин, әқил тап, [уни] әтиварлиғин» (Пәнд-нәсиһәтләр 4:5, 8).

 Мәслиһәт: Пәрзәндиңизгә өй тапшуруқлирини орунлашқа ярдәмлишиң, амма уларни өзүңиз орунлап қоймаң. Эндрю мундақ дәйду: «Қизимиз бизниң әқлимизгә тайинип, өз әқлини ишләткүси кәлмиди». Балиңизға өй тапшуруқлирини өзи қандақ орунлалайдиғанлиғини үгитиң.