АИЛИЛӘР ҮЧҮН ЯРДӘМ
Көзқаришиңлар пәриқләнгәндә
Әр-аялниң қизиқишлири билән адәтлириниң пәриқлиниши вә миҗәз-хулқиниң алаһидиликлири түпәйлидин келишмәсликләр пәйда болуши мүмкин. Амма бәзи мәсилиләрдә, мәсилән төвәндә кәлтүрүлгәнлиридә, техиму қийин болуши еһтимал:
Уруқ-туққанларға қанчә вақит бөлүш
Пулни қандақ хираҗәт қилиш
Балилиқ болуш-болмаслиқ
Әгәр иккиңизниң көзқариши пәриқлинидиған болса, өмүрлүк җүптиңиз билән қандақ тил тапалайсиз?
Сиз немини билишиңиз керәк?
Әр-аялниң бир-биригә лайиқ болуши ойи бир йәрдин чиқидиғанлиғини билдүрмәйду. Бир-биригә әҗайип мас келидиған әр-аял, һәтта муһим мәсилиләрдиму, һәрдайим охшаш ой-пикирдә болмайду.
«Мән инақ аилидә чоң болдум. Шәнбә-йәкшәнбә күнлири биз барлиқ уруқ-туққанлар билән биллә жиғилаттуқ. Амма йолдишимниң аилиси тамамән башқичә еди. Шуңа уруқ-туққанлар билән, һәтта жирақта туридиғанлири билән, қанчә вақит өткүзүш керәклигимиз һәққидики пикирлиримиз пәриқлинәтти» (Тамара).
«Аялим иккимизниң пулни қандақ хираҗәт қилишқа бағлиқ көзқаришимиз һәр түрлүк болди. Буниңға алған тәрбийимиз сәвәп болған. Той қилиштин кейин бирнәччә ай давамида пул мәсилиси түпәйлидин бирқанчә қетим такаллаштуқ» (Тайлер).
Бәзи келишмәсликләрни пәқәтла келишиш арқилиқ бир тәрәп қилиш йетәрлик әмәс. Мәсилән, қейината яки қейинана ағрип қелип, ярдәмгә муһтаҗ болуп қалсичу? Ери яки аяли балилиқ болушни халиғанда, җориси халимисичу a?
«Аялим иккимиз балилиқ болуш-болмаслиқ һәққидә бирнәччә қетим хелә узақ параңлаштуқ. У бу һәққидә барғансири көп ойливатиду һәм бизниң буниңға нисбәтән көзқаришимиз техиму көп пәриқлиниватиду. Биз һечқачан келишмәймиз дәп ойлаймән» (Алекс).
Һәр түрлүк көзқарашлар некаңизниң бәхитлик болалмайдиғанлиғини билдүрмәйду. Бәзи мутәхәссисләрниң ейтишичә, яриңиз билән муһим бир мәсилидә келишәлмәйдиған болсиңиз, сиз ахириғичә, һәтта аҗришишқа қәдәр, өз дегиниңиздә турувелишиңиз керәк. Лекин мәсилиниң бундақ «һәл қилиниши», һәмрайиңизға немила болмисун чаплишимән дегән Худаниң алдида берилгән қәсимиңизгә әмәс, сизниң һис-туйғулириңизға көпирәк диққәт бөлиду.
Сиз немә қилалайсиз?
Нека қәсимиңизгә һөрмәт көрситишкә бәл бағлаң. Бундақ қилсаңлар, сиз һәрқандақ мәсилигә қаршилашқучилардәк әмәс, бәлки иттипақдашлардәк қарайсиләр.
Муқәддәс китап принципи: «Худа бир боюнтуруқ билән қошқанни адәм айримисун» (Мәтта 19:6).
Барлиқ хираҗәтләрни һесаплап чиқиңлар. Әр-аялниң бири балилиқ болушни халиса, башқиси халимайду дәйли. Бу әһвалда төвәндикидәк бирқанчә амилни көрүп чиқиш лазим:
Некаңизниң қанчилик мәһкәм болуши.
Силәр бала тәрбийиләш билән бағлиқ болған қошумчә бесимни көтирәләмсиләр?
Ата-ана болуш билән бағлиқ болған мәсъулийәт.
Бу мәсъулийәткә пәқәтла озуқ-түлүк, кийим-кечәк вә пана җай билән тәминләш кирмәйду.
Сизниң маддий әһвалиңиз.
Сиз иш, аилә вә башқиму вәзипиләрни тәң елип кетәләмсиз?
Муқәддәс китап принципи: «Әгәр араңлардин бириңлар мунарә салмақчи болса, у балдур олтирип, барлиқ хираҗитини һесаплап чиқмасму?» (Луқа 14:28).
Мәсилини һәммә тәрәптин көрүп чиқиң. Бәлким, келишмәсликләрни қандақту бир мәлум дәриҗидә һәл қилишқа болиду. Мәсилән, пәрзәнт көрүш мәсилисидә бир пикиргә кәлмигән болсиңиз, унимайдиған җора өзидин мундақ сориса болиду:
«Мән балилиқ болушни пәқәтла һазирчә халимаймәнму яки тамамән халимаймәнму?»
«Мән яхши ата-ана болалайдиғанлиғимға гуманланғанлиқтин өзүмни балилиқ болуштин тартимәнму?»
«Җорам мени етибарсиз қалдуриду дәп қорқимәнму?»
Башқа тәрәптин, пәрзәнт көрүшни халайдиған җора өзигә төвәндики соалларни қоялайду:
«Биз ата-ана болуш вәзиписини атқуруш үчүн тәйярму?»
«Бала беқишқа бағлиқ болған чиқимларни көтирәләймизму?»
Муқәддәс китап принципи: «Әрштин чүшкән даналиқ... әқил-парасәтлик» (Яқуп 3:17).
Яриңизниң көзқаришиниң артуқчилиқлирини етирап қилиң. Икки киши охшаш бир мәнзиригә қарап, икки хил нәрсиләрни көрүши мүмкин. Нәқ шуниңға охшаш, әр-аялму охшаш мәсилигә, мәсилән, пулни қандақ хираҗәт қилишқа, икки түрлүк көзқарашта болуши еһтимал. Көзқарашлириңиз пәриқлинидиған һәрқандақ шараитни муһакимә қилиштин авал, иккиңизгә ортақ болған нәрсиләрдин башлаңлар.
Ортақ мәхсәтлириңлар қандақ?
Һәрбириңизниң көзқаришиниң қандақ артуқчилиқлири бар?
Некаңизни сақлап қелиш үчүн, иккиңлар, йә болмиса, бириңлар пикриңларни өзгәртәләмсиләр?
Муқәддәс китап принципи: «Һәрким өзиниң пайдисини әмәс, башқисиниң пайдисини издисун» (Коринтлиқларға 1-хәт 10:24).
a Муһим соаллар той қилиштин бурун муһакимә қилиниши керәк. Шундақ болсиму, күтүлмигән әһваллар орун елиши мүмкин, йә болмиса вақит өтүп бир җориниң пикри өзгирип кетиши еһтимал (Вәз 9:11).