Мәзмунға өтүш

АИЛИЛӘР ҮЧҮН ЯРДӘМ

Мувәппәқийәткә йетишәлмигән балиға қандақ ярдәм беришкә болиду?

Мувәппәқийәткә йетишәлмигән балиға қандақ ярдәм беришкә болиду?

 Һаман бир күни балиңиз қандақту бир утуқсизлиқларға дуч келиши мүмкин. Униңға қандақ ярдәм берәләйсиз?

 Сиз немини билишиңиз керәк?

 Утуқсиз вақиәләр — һаятниң аҗримас бир қисми. Муқәддәс китапта ейтилғандәк, «биз һәммимиз пат-пат хаталишимиз» (Яқуп 3:2). Балиларму хаталишиду. Амма, башқа тәрәптин, мувәппәқийәтсизликләр балиларға қийин вәзийәтләрни баштин кәчүрүшни үгинишкә мүмкинчилик яритип бериду. Балиларниң һәммиси бундақ қабилийәт билән туғулмайду, лекин уни риваҗландуралайду. Лаура дегән бир аял мундақ дәйду: «Йолдишим иккимиз балиларға мувәппәқийәтсизликләрни тоғра қобул қилишни үгитиш керәклигини чүшәндуқ. Шу чағда улар утуқсизлиқларға учриғанда бәл қоювәтмәйду».

 Көплигән балилар мувәппәқийәтсизликләргә тоғра инкас қайтуралмайду. Бәзи балилар мувәппәқийәтсизликләрни тоғра қобул қилишни үгәнмиди, сәвәви ата-анилири уларни қилған ишлириниң ақиветини көрүштин һимайә қилиду. Мәсилән, балиси мәктәптә яман баһа алса, гайибир ата-анилар шуан муәллимни әйипләйду. Әгәр балисида дости билән келишмәслик пәйда болса, ата-аниси дәрһал шу достини әйипләйду.

 Һәқиқәтән, әгәр ата-аниси балисини һәрқандақ хаталиғиниң ақивәтлиридин қоғдиса, у чағда бала өз иши үчүн җавапкар болушни қандақларчә үгиниду?

 Сиз немә қилалайсиз?

  •   Балиңизға қилған һәммә ишлириниң ақивәтлири болидиғанлиғини үгитиң.

     Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Ким немә тәрсә, шуни алиду» (Галатилиқларға 6:7, УМКҖ).

     Һәрбир ишниң нәтиҗиси бар. Йәткүзүлгән зиянниң һәққи бар. Хаталиқларниң ақивәтлири бар. Бала қилған иш-һәрикитиниң яхши яки яман нәтиҗигә әкелидиғанлиғини чүшинип, мәлум бир дәриҗидә җавапкарлиқни сезиши лазим. Шуңа балиңизниң хаталиқлири үчүн башқиларни әйипләштин вә балиңизни ақлаштин хали болуң. Буниң орниға, у қилған ишлириниң ақивәтлирини өз йешиға мувапиқ дәриҗидә көрсун. Әлвәттә, бала немә үчүн шундақ болуватқанлиғини, йәни яман иш-һәрикити немигә елип келидиғанлиғини ениқ чүшиниши керәк.

  •   Балиңизға әһвални түзитишкә ярдәм бериң.

     Муқәддәс китап принципи: «[Һәққаний адәм] йәттә қетим жиқилсиму, йәнила орнидин турар» (Пәнд-нәсиһәтләр 24:16).

     Ишниң нәтиҗиси утуқсиз болса, чүшкүнлүккә берилип кетишиңиз еһтимал, бирақ бу һаятниң ахири әмәс. Балилириңизға ишниң мувәппәқийәтсиз болғанлиғи үчүн башқиларға нарази болушниң орниға, қайтидин әшундақ хаталиқ өткүзмәслиги үчүн немә қилишқа болидиғанлиғи һәққидә ойлинишқа ярдәм бериң. Мәсилән, оғлуңиз мәктәптә емтиһанни тапшуралмай қалса, униңға келәрки қетим яхширақ нәтиҗигә еришиш үчүн техиму көп тиришчанлиқ билән оқуш арқилиқ шараитни қандақларчә өзгәртәләйдиғанлиғини чүшинишкә ярдәмлишиң (Пәнд-нәсиһәтләр 20:4). Қизиңиз дости билән урушуп қалса, у әйиплик болмисиму, қандақларчә кәчүрүм соралайдиғанлиғини һәм вәзийәтни яхширақ қилалайдиғанлиғини чүшинишкә ярдәм бериң (Римлиқларға 12:18; Тимотийға 2-хәт 2:24).

  •   Балиңизға мулайим болушни үгитиң.

     Муқәддәс китап принципи: «Һәрбириңларға ейтимәнки, өзүңлар һәққидә артуқчә ойлимаңлар» (Римлиқларға 12:3).

     Балиңизға у бирәр иш қилишта «әң яхши» дәп ейтиш һәқиқәткә мас кәлмәйду вә шундақ ейтишниң һеч пайдиси йоқ. Ахири, һәтта мәктәптә яхши оқуйдиған балилар һәрдайим әң яхши баһа еливәрмәйду. Шуниңға охшаш, спортниң қандақту бир түридә утуқларға еришкән балилар һәрдайим ғәлибә қиливәрмәйду. Өзигә кәмтәрлик билән қарап, мулайим болған балилар мувәппәқийәтсизликләр яки утуқсиз вақиәләргә яхширақ инкас қайтуралайду.

     Худаниң Сөзи мувәппәқийәтсизликләр бизни күчлүгирәк қилалайдиғанлиғини һәм чидамлиқни риваҗландурушимизға ярдәм берәләйдиғанлиғини ейтиду (Яқуп 1:2—4). Һәқиқәтән, утуқсиз вақиәләр көңүлни йерим қилиду, шундақ болсиму сиз балиңизни уларға тоғра қарашқа үгитәләйсиз.

     Балиңизни қандақту бир ишта маһир болушни үгитиш кәби бәл қоювәтмәсликкә үгитишму көп вақит вә күч чиқиришни тәләп қилиду. Ата-анилар балилириға буни үгәтсә, балилири өсмүрлүк дәвиргә киргәндә мувәппәқийәтсизликләрни асанирақ қобул қилалайду. Өсмүрләрни тәрбийиләш һәққидики бир китапта мундақ дәп йезилған: «Қийинчилиқлар билән күришишни үгәнгән өсмүрләр қийин вәзийәтләрдә хәтәрлик яки ахмақ бир ишни қилиш еһтималидин жирақ болиду. Улар йеңи вә күтүлмигән вәзийәтләрдә өзлирини қандақ тутушни билиду» («Letting Go With Love and Confidence»). Әлвәттә, қийин вәзийәтләрни йеңиш қабилийити уларға чоң болғинидиму пайда әкелиду.

 Мәслиһәт: Балиңизға үлгә көрситиң. Есиңиздә болсун, һаятниң мувәппәқийәтсизликлири билән сизниң қандақ күришидиғанлиғиңиз балиңизға өз мувәппәқийәтсизликлири билән күришишни үгитишкә ярдәм бериду.