Қан қуйдурушқа тегишлик дохтурларниң пикри қандақ?
Йәһва гувачилири көп жиллар давамида қан қуйдуруштин ваз кәчкәнлиги үчүн әйиплинип кәлгән. Улар Худаниң Сөзидики «қандин сақлиниңлар» дегән буйруққа бойсунуп, қан қуйдуруштин ваз кечиду. Амма пат-пат бу буйруққа бойсунуши дохтурларниң «бемар үчүн әң яхшиси – қан қуюш» дегән пикригә қариму-қарши келиду (Әлчиләр 15:29).
Лекин бүгүнки күндә тибабәттә қансиз давалаш усуллирини қоллайдиған тәҗрибилик мутәхәссисләрниң сани күн санап өсмәктә.
2013-жилниң баһарида чиққан АҚШтики Стэнфорд университетиниң тибабәт факультетиниң журналида («Stanford Medicine Magazine») қан Һәққидә бир нәччә мақалә нәшир қилинди. Уларниң бири «Кәң тарқалған услубқа қарши чиқиш – Қан қуюштин ваз кечишниң сәвәви немидә?» дәп аталған. Мақалиниң муәллипи Сара С. П. Уильямс мундақ деди: «Ахирқи он жилда өткүзүлгән көплигән тәтқиқатлар шуни көрсәттики, дуния йүзи бойичә дохтурханиларда операция қилғандиму, давалаш давамидиму, қан бәргүчи қенини бемарларға керәктин артуқ кәң миқдарда пайдилиниду».
Бу мақалиниң муәллипи, Пенсильвания дохтурханисидики «Қансиз тибабәт билән хирургия мәркизиниң» асасчиси вә мудри, медицина пәнлириниң доктори Патриция Фордниң сөзлиридин үзүндә кәлтүргән еди. Доктор Форд мундақ дегән: «Тибабәттә “әгәр инсан тенидики қан йетәрсиз миқдарда болса, у өлиду, қан қуюш – җан сақлашниң бирдин бир йоли” дегән қелиплашқан пикир бар. Әлвәттә, мәлум вәзийәтләрдә * бу тоғра, лекин көпинчә вәзийәтләрдә бу натоғра».
Һәр жили 700дин артуқ Йәһва гувачилирини давалайдиған доктор Форд йәнә мундақ дегән: «Мән сөһбәтләшкән көп дохтурларда қан қуйдуруш биләнла бемарларни қутқузуп қелишқа болиду дегән натоғра чүшәнчә бар... Мәнму бурун қисмән шундақ ой-пикирдә болған едим. Амма шу бемарларға аддий усулларни қоллинипму, ярдәм бериш мүмкинлигини тез чүшәндим».
2012-жилниң август санидики бир тиббий журналда, мәркәзләрниң биридә 28 жил давамида өткүзүлгән тәтқиқатниң нәтиҗилири нәшир қилинди. Тәтқиқатта жүрәклиригә операция қилинған бемарлар назарәт астиға елинған. Йәһва гувачилири қан қуйдурған бемарларға қариғанда, өзлирини яхши һис қилип, тезирақ сақийип кәткәнлиги байқалған. Гувачи бемарларда операциядин кейин әгәшмә кесәлликләр азирақ болуп, өлүм дәриҗисиму қан қуйдурған бемарларға қариғанда төвән болған. Һәтта 20 жил өткәндин кейинму, уларниң өлүм дәриҗисиниң көрсәткүчилири төвән болуп қаливәрди («Archives of Internal Medicine»).
2013-жилниң 8-апрель санидики бир журналда мундақ йезилған: «Қансиз хирургия йәни донорлуқ қанни қолланмай операция ясаш усули, диний көзқарашлири сәвәвидин қан қуйдурушни рәт қилған бемарларға жиллар давамида қоллинилип кәлмәктә. Бүгүнки күндә болса, дохтурханиларда бу давалаш усулини кәң мөлчәрдә пайдиланмақта... Қансиз хирургияни қоллайдиған хирургларниң ейтишичә, бу усул донорлуқ қанни сетивелиш, сақлаш, қайта ишлитиш, тәкшүрүш вә қан қуюш билән бағлиқ хираҗәтләрни азайтмайла, бәлки қан қуйдуруш арқилиқ жуқудиған инфекциялардин һәм әгәшмә кесәлликләр пәйда болуш ховупидин сақлайду» («Wall Street Journal»).
АҚШтики Кливленд клиникиси қан бөлүминиң башлиғи Роберт Лоренс төвәндикини ейтти: «Бемарға қан қуйдуруш арқилиқ ярдәмләшкәндәк һис қилисиз... Лекин көп жиллиқ тәтқиқатлардин әкси нәтиҗини көримиз».
^ 5-абзац Йәһва гувачилириниң қанға тегишлик көзқариши һәққидә көпирәк мәлумат елиш үчүн «Көпчиликни қизиқтурудиған соаллар – Немишкә силәр қан қуйдурушни рәт қилисиләр?» намлиқ мақалини көрүң.