Мәзмунға өтүш

ТӘЛИМ БӘРГҮЧИ БИЛӘН МУҚӘДДӘС ЯЗМИЛАР ҺӘҚҚИДӘ БИЛИМ АШУРУШ

«Мәңгү шат-хорам яшаң!»

Мошу Муқәддәс Язмилар һәққидә билим ашуруш дәрислиги ярдимидә төвәндики муһим соалларниң җаваплирини тапалайсиз:

  • Бәхитлик болуш үчүн немә қилишим керәк?

  • Яманлиқ вә азап-оқубәтләр қачан түгәйду?

  • Өлүп кәткән йеқинлиримни көрәләймәнму?

  • Яратқучи маңа һәқиқәтән ғәмхорлуқ қиламду?

  • Худа дуалиримни аңлиши үчүн Униңға қандақ дуа қилишим керәк?

Һәқсиз

Муқәддәс китаптин билиш ашуруш һәқсиз. «Мәңгү шат-хорам яшаң!» китави вә керәк болса Муқәддәс китапниму һәқсиз алалайсиз.

Қолайлиқ

Тәлим бәргүчи билән сизгә қолайлиқ вақит вә җайда үзму үз яки торда телефон билән көрүшсиңиз болиду.

Ихтиярий

Халиған вақитта үгинишни тохтиталайсиз.

Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш дәрислигини қандақ үгинимиз?

Тәлим бәргүчи Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрни мавзулар бойичә үгинишиңизгә ярдәм бериду. «Мәңгү шат-хорам яшаң!» дегән китапниң ярдимидә қәдәмму-қәдәм Муқәддәс китапниң немиләрни үгитидиғанлиғини вә шу билимләрниң сизгә қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини биләләйсиз. Көпирәк билим елиш үчүн, мону видеони көрүң яки бу дәрисликкә мунасивәтлик «Көпчиликни қизиқтуридиған соалларниң» җаваплирини тепиң.

Дәрисликни қандақ үгинидиғанлиғимизни көрүп беқишни халамсиз?

Дәсләпки бирқанчә дәрисләрниң мәзмуни билән тонушуп беқиң.

Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни халамсиз?

Муқәддәс китаптин билим елишни башлаш үчүн төвәндики «Үгинишни башлаң» дегән йәрни бесиң.