Һәммә азап-оқубәтниң сәвәпчиси Шәйтанму?
Муқәддәс китапта немә ейтилиду?
Муқәддәс китаптин Шәйтанниң мәвҗут шәхс екәнлиги вә җинайәтчиләр топиниң йетәкчисигә охшаш «сахта мөҗүзиләр» билән «алдамчилиқни» қоллинип, өз мәхситигә йетишкә тиришиватқанлиғи ениқ көрүниду. Һәқиқәтән, «Шәйтан өзи йоруқлуқ пәриштисиниң қияпитигә кириду» (Салоникилиқларға 2-хәт 2:9, 10; Коринтлиқларға 2-хәт 11:14). Шәйтанниң мәвҗут шәхс екәнлигини у кәлтүргән зияндин көрүшкә болиду.
Шундақ болсиму, Шәйтан һәммә азап-оқубәтниң сәвәпчиси әмәс. Немишкә шундақ дәп ейтсақ болиду? Худа адәмләрни таллаш әркинлиги, йәни яхшилиқ яки яманлиқ қилишни қарар қилиш қабилийити, билән яратқан (Йәшуа 24:15). Биз натоғра қарар чиқарсақ, униң яман ақиветини көрүмиз (Галатилиқларға 6:7, 8).