Гуна дегән немә?
Муқәддәс китаптики җавап
Гуна — бу Худаниң тәләп-өлчәмлиригә зит болған һәрхил иш-һәрикәтләр, һис-туйғулар яки ой-пикирләр. Йәнә у Худаниң қанунлирини бузидиған рәзил яки наһәқ қилмишларни өз ичигә алиду (Йоһанниң 1-хети 3:4; 5:17). Униңдин башқа, Муқәддәс китап киши неминиң тоғра екәнлигини қилмиса, гуна қилған болиду дәйду (Яқуп 4:17).
Муқәддәс Язмиларниң әсли нусхисидики «гуна» дегән сөз «мәхсәткә йәтмәслик» яки «нишанға тәккүзмәслик» дегәнләрни билдүриду. Қедимқи Исраилдики әскәрләрниң бир топи таш етишта шунчилик маһир болғанки, һәтта салға таш билән атса, нишанға тәгмәй қалматти (Һакимлар 20:16). Демәк, гуна қилиш худди нишанға тәккүзмәсликкә охшаш Худаниң мукәммәл өлчәмлиригә мас иш-һәрикәт қилишни билдүриду.
Йәһва Худа инсанларни яратқачқа, Униң улар үчүн тәләп-өлчәмләрни орнитиш һоқуқи бар (Вәһий 4:11). Һәрбир қилған ишимиз үчүн Униң алдида җавап беримиз (Римлиқларға 14:12).
Һәргиз гуна қилмай яшаш мүмкинму?
Яқ, мүмкин әмәс. Муқәддәс китап «һәммиси гуна қилди һәм Пәрвәрдигарниң шөһритидин мәһрум болди» дәйду (Римлиқларға 3:23; Падишалар 1-язма 8:46; Вәз 7:20; Йоһанниң 1-хети 1:8). Инсанлар бундақ әһвалға қандақ чүшүп қалған?
Дәсләптә тунҗа инсанлар Адәм ата билән Һава ана гунасиз болған еди. Чүнки улар Худаниң обризида мукәммәл болуп яритилған (Яритилиш 1:27). Лекин улар Худаға итаәтсизлик қилғач, мукәммәл болуп яшаш пурситидин айрилип қалған (Яритилиш 3:5, 6, 17—19). Кейинәрәк улар әвлат көрүп, гуна вә намукәммәлликни әвлатлириғиму мирас қалдурған (Римлиқларға 5:12). Исраил падишаси Давут мундақ дегән: «Мана, мән гунакар болуп туғулдум вә анамниң қарнида пәйда болғинимдила мән гунада болдум» (Зәбур 51:5, ЙД).
Бәзи гуналар башқилардин еғирирақ болуши мүмкинму?
Һә-ә, мүмкин. Мәсилән, Муқәддәс Язмиларда қедимий Садом турғунлири «бузуқ адәмләр еди» вә «уларниң гунаси интайин еғир» дәп йезилған (Яритилиш 13:13; 18:20). Гунаниң қанчилик еғир екәнлигини ениқлайдиған үч амилни көрүп чиқайли:
Гунаниң еғирлиғи. Муқәддәс китап бизни җинсий әхлақсизлиқ, бутпәрәслик, оғурлуқ, һарақкәшлик, булаңчилиқ, қатиллиқ, җинкәшлик қатарлиқ еғир гуналардин нери болуңлар дәп агаһландуриду (Коринтлиқларға 1-хәт 6:9—11; Вәһий 21:8). Муқәддәс китапта шундақ еғир гуналар билән билмәй туруп қилинған гуналар, мәсилән азар беридиған гәп-сөз яки иш-һәрикәт оттурисидики пәриқ барлиғи көрситилгән (Пәнд-нәсиһәтләр 12:18; Әфәсликләргә 4:31, 32). Лекин Муқәддәс китап бизни һәрқандақ гуна еғир әмәс дәп ойлашқа дәвәт қилмайду. Чүнки анчә әһмийити йоқ дәп қаралған һәрқандақ гуна техиму еғир гунаға, йәни Худаниң қанунлирини бузушқа елип келиши мүмкин (Мәтта 5:27, 28).
Нийәт. Бәзи адәмләр Худаниң өлчәмлирини билмигәнликтин гуна садир қилиду (Әлчиләр 17:30; Тимотийға 1-хәт 1:13). Муқәддәс китап бундақ гуналарни ақлимисиму, уларниң Худа қанунлириға қарши қәстән қилинған гуналиридин пәриқлинидиғанлиғини көрситиду (Санлар 15:30, 31). Билип туруп қәстән қилинған гуна рәзил жүрәктин келип чиқиду (Йәрәмия 16:12).
Муқәддәс китап бир қетим қилинған гуна билән узақ вақит қайта-қайта қилинған гуналар оттурисида пәриқ барлиғини көрситиду (Йоһанниң 1-хети 3:4—8). Худа неминиң тоғра екәнлигини билип туруп гуна қилған киши үстидин һөкүм чиқириду (Ибранийларға 10:26, 27).
Еғир гуна өткүзүп қойған кишиләр виждан азавини тартип, чүшкүнлүккә чүшиши мүмкин. Мәсилән, Давут падиша мундақ язған: «Чүнки гуналирим боюмдин ташти; улар көтирәлмигүсиз еғир жүктәк мени бесивалди» (Зәбур 38:4, КТ). Лекин Муқәддәс китап мундақ үмүт бериду: «Рәзил адәм өз йолини, наһәқ адәм өз ой-хияллирини ташлисун, Пәрвәрдигарниң йениға қайтип кәлсун, У униңға рәһимдиллиқ көрситиду; Худайимизниң йениға қайтип кәлсун, У зор кәчүрүм қилиду» (Йәшая 55:7, КТ).