Йәр шари йоқ болуп кетәмду?
Муқәддәс китаптики җавап
Яқ, Йәр шари һәргизму йоқ болуп кәмәйду, отта көймәйду яки униң орниға башқа бир сәйярә яритилмайду. Муқәддәс китап Худа инсанлар йәр йүзидә мәңгү яшиши үчүн уни яратқанлиғини үгитиду.
«Һәққанийлар йәрни мирасқа елип, Униңда әбәдил-әбәт яшайду» (Зәбур 37:29).
«Сән [Худа] йәрни мәккәм асасларда бәрпа қилдиң, Шуңа у һечқачан тәврәнмәйду» (Зәбур 104:5).
«Йәр-зимин болса мәңгү қалиду» (Вәз 1:4).
«Йәр-зиминни шәкилләндүрүп ясиған, уни мәзмут қилған Худа болған Пәрвәрдигар... уни қуруқ-мәнисиз болушқа әмәс, бәлки адәмзатниң туралғуси болушқа яратқан еди» (Йәшая 45:18, КТ).
Инсанлар Йәр шарини вәйран қиламду?
Инсанлар уруш қилип, муһитни булғап, Йәр шариға һәрқандақ зиян кәлтүрсиму, Худа униң пүтүнләй вәйран қилинишиға йол қоймайду. Әксичә, У мундақ вәдә бәргәнки: «Йәрни гумран қилғучиларни гумран қилиду» (Вәһий 11:18). У буни қандақ әмәлгә ашуриду?
Худа йәр йүзини һимайә қилалмайдиған инсаний һөкүмәтләрниң орниға асмандики мукәммәл Падишалиқни тиклиди (Даниял 2:44; Мәтта 6:9, 10). Бу Падишалиқни Худаниң Оғли Әйса Мәсиһ башқуриду (Йәшая 9:6, 7). Әйса Мәсиһ йәрдә яшиғанда, бир күни мөҗүзә көрситип, боран-чапқунни тинчландурған (Марк 4:35—41). Әйса Мәсиһ Худаниң Падишалиғиниң Падишаси болуп, йәр йүзи вә тәбиәт күчлирини башқуриду. У йәр йүзини Ерәм беғиға охшаш җәннәткә айландуриду (Мәтта 19:28; Луқа 23:43).
Муқәддәс китап Йәр шари от арқилиқ йоқ қилиниду дәмду?
Яқ. Шундақ натоғра ой-пикир Муқәддәс китапниң Петрусниң 2-хети 3:7-айитидики «һазирқи асман вә йәр... от үчүн сақлиниватиду» дегән сөзләрниң натоғра чүшәнчисидин кәлгән. Мошу айәттики сөзләрниң мәнасини чүшинишкә ярдәм беридиған муһим икки ой-пикиргә диққәт қилайли:
Муқәддәс китаптики «асман», «йәр» вә «от» сөзлири бир мәнаға әмәс, кәң мәнаға егә. Мәсилән, Яритилиш 11:1-айәттә: «Пүткүл йәрниң тили һәм сөзлири бирхил еди»,— дәп йезилған. У айәттики «йәр» дегән сөз инсаний җәмийәтни билдүриду.
Петрусниң 2-хети 3:7-айәтниң алдинқи вә кәйнидики айәтлири асман, йәр вә от дегән сөзләрниң мәнасини чүшәндүрүп бериду. 5-вә 6-айәтлиридә Нуһ пәйғәмбәрниң дәвридики Топан су һәққидә йезилған. Шу Топан су мәзгилидә Йәр шари әмәс, қедимқи дуния йоқ қилинған еди. Топан су Йәр шарини әмәс, рәзилликкә толған инсаний җәмийәтни йәр йүзидә йоқ қилған (Яритилиш 6:11). «Асман», йәни мошу җәмийәтни һөкүмранлиқ қилған инсанлар йоқ қилинған еди. Шуңа бизниң Йәр шаримиз әмәс, рәзил инсанлар һалакәткә учриған еди. Нуһ пәйғәмбәр вә униң аилиси Топан судин аман қалғандин кейин пүтүн йәр йүзини әвлатлири билән толдурған (Яритилиш 8:15—18).
Топан суға охшаш, Петрусниң 2-хети 3:7-айәттики «от» Йәр шарини әмәс, бәлки бу дуниядики рәзил инсанларни йоқ қилиду. Худа «һәққанийлиқ... йеңи асман билән йеңи йәрни» һөкүм сүриду дәп вәдә бәргән (Петрусниң 2-хети 3:13). «Йеңи йәр» яки йеңи инсаний җәмийәт үстидин «йеңи асман» яки Худа Падишалиғи һөкүмранлиқ қилиду. Бу Падишалиқниң һөкүмранлиғи пүтүн йәр йүзини гөзәл җәннәткә айландуруп, тинчлиқ орнитиду (Вәһий 21:1—4).