Мәзмунға өтүш

Муқәддәс китаптики аял кишиләрдин немини үгинәләймиз?

Муқәддәс китаптики аял кишиләрдин немини үгинәләймиз?

Муқәддәс китапта немә ейтилиду?

 Муқәддәс китапта бизгә үлгә қалдурған көплигән аял кишиләр тоғрисида йезилған (Римлиқларға 15:4; Тимотийға 2-хәт 3:16, 17). Бу мақалидә Муқәддәс китапта тилға елинған бәзи аяллар һәққидә қисқичә мәлумат берилиду. Уларниң көпинчиси әҗайип үлгә қалдурған. Башқилири болса, агаһландуридиған үлгә қалдурған (Коринтлиқларға 1-хәт 10:11; Ибранийларға 6:12).

  Абигайил

 Абигайил дегән ким? Абигайилниң ери, Набал, бай, лекин рәһимсиз киши еди. Абигайил болса, зерәк вә кичик пейил болған. У һәм гөзәл аял болуп, һәм Худани хурсән қилидиған пәзиләтләргә егә болған еди (Самуилниң 1-язмиси 25:3).

 У немә иш қилған? Абигайил балаю-апәттин сақлиниш үчүн даналиқ вә зерәклик билән һәрикәт қилған. Абигайил һәм униң ери Исраилниң келәчәктики падишаси Давут зиянкәшликтин қечип жүргән районда туратти. Шу йәрдә Давут адәмлири билән Набалниң падичилири вә падилирини булаңчилардин қоғдиған. Бирақ Давутниң әлчилири Набалдин йемәкликләрни сориғанда, у буни рәт қилған. Давут униң җававини аңлап, қаттиқ ғәзәпләнгән! Шуңа у вә униң адәмлири Набални вә униң өйдикилириниң һәммисини өлтүрмәкчи болуп, йолға чиққан (Самуилниң 1-язмиси 25:10—12, 22).

 Абигайил ериниң қилған ишини аңлап, дәрһалла һәрикәт қилған. У Давуттин кәчүрүм сораш үчүн хизмәткарлириға Давут вә униң адәмлиригә апирип бериши үчүн йемәкликләрни тәйярлап бәргән (Самуилниң 1-язмиси 25:14—19, 24—31). Давут Абигайилниң соғити вә кәмтәрлигини көрүп, униң дана мәслиһитини аңлиғандин кейин, Худаниң уни бегуна қан төкүштин сақлап қалғанлиғини етирап қилған (Самуилниң 1-язмиси 25:32, 33). Кейинирәк Набал вапат болди вә Абигайил Давутқа турмушқа чиқти (Самуилниң 1-язмиси 25:37—41).

 Абигайилниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Абигайил чирайлиқ вә бай аял киши болған болсиму, өзигә қарита тәңпуң көзқарашта болған. У инақлиқни сақлаш үчүн өзи қилмиған гуна үчүн һәтта кәчүрүм сорашқа тәйяр еди. Абигайил еғир мәсилини кәмтәрлик, җасарәт вә тапқурлуқ билән бир тәрәп қилған.

  Әстәр

 Әстәр дегән ким? Әстәр —Персийә падишаси Аһашвирушниң аяли һәм ханиш еди.

 У немә иш қилған? Әстәр өзиниң ханиш һоқуқидин пайдилинип, исраилларни ирқ қирғинчилиғидин қутқузған. У Персийә империясидә яшайдиған барлиқ йәһудийларниң өлтүрүлидиған ениқ бир күнини бәлгүләнгән рәсмий пәрманниң чиқирилғанлиғини билип йәтти. Бу рәзил план баш вәзир болған Һаман исимлик кишиниң иши еди (Әстәр 3:13—15; 4:1, 5). Әстәр, нәврә акиси Мордикайниң ярдими билән, һәтта һаятини хәтәргә селип, ери, Аһашвируш падишаға, бу планни ашкарилиған (Әстәр 4:10—16; 7:1—10). Кейин Аһашвируш Әстәр билән Мордикайға исраилларниң өзлирини һимайә қилиш һоқуғини беридиған пәрманни чиқиришқа йол қойған. Исраиллар өз дүшмәнлирини пүтүнләй мәғлуп қилған (Әстәр 8:5—11; 9:16, 17).

 Әстәрниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Ханиш Әстәр җасарәт, кәмтәрлик вә кичик пеиллиқниң зор үлгисини қалдурған (Зәбур 31:24 [30:25]; Филипиликләргә 2:3). У гөзәлликкә вә ханиш һоқуқиға егә болғанлиғидин тәкәббурлуққа берилип кетәләтти, бирақ, буниң орниға, у кичик пеил вә башқилардин мәслиһәт һәм ярдәм сорайдиған аял еди. У ери билән чоңқур һөрмәт вә җасарәт билән сөзләшкән. Исраиллар үчүн шу наһайити хәтәрлик пәйттә Әстәр һәммисигә өзиниң исраилларниң бири екәнлигини җасурлуқ билән җакалиған.

  Дебора

 Дебора дегән ким? Дебора Худаниң пәйғәмбири болған. Дебора Исраил хәлқигә Пәрвәрдигарниң дегинини йәткүзгән еди. Худа Дебора арқилиқ хизмәтчилиригә уларниң арисида болған қийинчилиқларни бир тәрәп қилишқа ярдәм бәргән (Һакимлар 4:4, 5).

 У немә иш қилған? Пәйғәмбәр Дебора Худаға ибадәт қилишни җасарәт билән қоллап-қувәтлигән. Униң көрсәтмисигә бенаән, Барақ исимлиқ сәрдар Исраил қошунини башлап, қананийлиқ залимлар билән күрәш қилишқа чақирилған еди (Һакимлар 4:6, 7). Барақ Деборадин униң билән биргә беришни сориғанда, бу аял киши қорқунучқа берилмәй, у сориғандәк қилған (Һакимлар 4:8, 9).

Худа Исраил хәлқигә дүшмәнлириниң үстидин зор ғәлибә қазинишни бәргәндин кейин, Дебора шу вақиәни тилға елип, Барақ билән биллә ейтқан нахшиниң кам дегәндә бир қисмини өзи иҗат қилған. Дебора бу нахшини ейтқанда, қананийлиқлар үстидин ғәлибә қазиништа роль ойниған Яел исимлиқ йәнә бир җасур аял кишини тилға алған (Һакимлар 5).

  •  Дебораниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Дебора пидакар вә җасарәтлик аял киши еди. У башқиларни Худаға яқидиған тоғра һәрикәтләрни қилишқа дәвәт қилған. Улар нәқ шундақ һәрикәт қилғанда, у уларниң қилған ишлири үчүн мәртлик билән махтиған.

     Дебора тоғрисида көпирәк мәлуматларға еришиш үчүн «Мән анидәк Исраилда турдум» (рус) дегән мақалигә қараң.

  Диләйла

 Диләйла дегән ким? Исраил хәлқиниң һакими болған Шимшон Диләйлаға ашиқ болуп қалған еди (Һакимлар 16:4, 5).

 У немә иш қилған? Диләйла филистийәлик бәгләрниң пулини қобул қилип, Худа исраилларни филистийәликләрниң қолидин қутқузуш үчүн ишлитип кәлгән Шимшонға хиянәт қилған еди. Филистийәликләр Шимшонниң зор җисманий күчи сәвәвидин уни мәғлуп қилалмиған (Һакимлар 13:5). Шуңа һелиқи бәгләр Диләйлидин ярдәм сориған.

Филистийәликләр Шимшонниң қандақ қилип зор күчкә еришкәнлигини билиш үчүн Диләйлаға пара бәргән. Диләйла бу пулни қобул қилип, бир нәччә қетим синап баққандин кейин, ахири Шимшонниң сирини ашкарилашта мувәппәқийәт қазанған (Һакимлар 16:15—17). У филистийәликләргә Шимшонниң сирини ечип бәргәндин кейин, улар Шимшонни тутувелип, зинданға ташлиған (Һакимлар 16:18—21).

 Диләйлиниң үлгисидин немини үгинәләймиз?Диләйлиниң үлгиси бизни агаһландуриду. У ачкөзлүккә берилип, Йәһва Худаниң хизмәтчисигә қарита алдамчилиқ, вапасизлиқ вә шәхсийәтчилик билән һәрикәт қилған.

  Изәбәл

 Изәбәл дегән ким? Изәбәл Аһаб падишаниң аяли еди. У исраил әмәс болуп, Йәһва Худаға ибадәт қилмай, қананлиқларниң Баал дегән илаһиға чоқунатти.

 У немә иш қилған? Ханиш Изәбәл падиша һоқуқини өз қолиға елишқа урунған, рәһимсиз вә вәһший аял киши еди. У Баал илаһиға чоқунушни вә униңға бағланған әхлақсизлиқни илгири сүргән. Дәл шу вақитта Йәһва Худаға ибадәт қилишни тамамән йоққа чиқиришқа тиришқан (Падишалар 1-язма 18:4, 13; 19:1—3).

Изәбәл халиған нәрсиләрни елиш үчүн кишиләрни алдап, қатиллиқ қилған (Падишалар 1-язма 21:8—16).

 Изәбәл үлгисидин немини үгинәләймиз? Изәбәлниң мисали бизни агаһландуридиған мисалдур. У шунчә әхлақсиз вә виждансиз болуп кәткәнки, һәтта униң исми номуссиз, әхлақсиз вә өзини туталмайдиған аялниң символиға айланған.

  Леяһ

 Леяһ дегән ким? Леяһ Яқуп пәйғәмбәрниң биринчи аяли еди. Униң сиңлиси Раһилә Яқупниң иккинчи аяли болған (Яритилиш 29:20—29).

 У немә иш қилған? Леяһ Яқупниң 6 оғлиниң аниси болди (Рут 4:11). Әмәлийәттә, Яқуп Леяһқа әмәс, Раһиләгә өйләнмәкчи болған еди. Лекин уларниң дадиси Лабан һәммини шундақ орунлаштурғанки, Яқуп Раһилә билән әмәс, Леяһ билән той қилишқа мәҗбурланған болди. Яқуп өзини Лабанниң алдап қойғанлиғини чүшинип, униңға қаттиқ ғәзәпләнгән. Лабан болса, униңға жутида кичигини чоңидин илгири турмушқа беридиған урп-адәт йоқлиғини чүшәндүрүп бәргән. Шуңа, бир һәптидин кейин, Яқуп Раһиләгә өйләнгән (Яритилиш 29:26—28).

Яқуп Раһиләни Леяһтин артуғирақ сөйәтти (Яритилиш 29:30). Нәтиҗисидә, Леяһ Яқупниң муһәббити вә диққити үчүн сиңлиси билән риқабәтләшти. Қандақла болмисун, Худа Леяһниң һис-туйғулириға көңүл бөлүп, уни алтә оғул вә бир қиз билән бәрикәтлигән (Яритилиш 29:31).

 Леяһниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Гәрчә униң аиләвий турмушида қийинчилиқлар болған болсиму, у Худаниң униңға яр-йөләк болғанлиғини һәрдайим билгән (Яритилиш 29:32—35; 30:20). Бу һекайә Худа йол қойған көп аяллиқ болушниң камчилиқлири бар екәнлигини очуқ-ашкарә қилған. Худаниң некаға болған көзқаришиға мас, әр кишиниң пәқәт бирла аяли болуши керәк (Мәтта 19:4—6).

  Лутниң аяли

 Лутниң аяли дегән ким? Муқәддәс китап униң исмини тилға алмай, униң икки қиз барлиғини вә уларниң Содом шәһиридә өйи болғанлиғини ейтиду (Яритилиш 19:1, 15).

 У немә иш қилған? Лутниң аяли Худаниң буйруғиға бойсунмиған. Содом вә хошна шәһәрләрниң турғунлири еғир җинсий әхлақсизлиқ қилғач, Пәрвәрдигар шу шәһәрләрни йоқ қилишни қарар қилған. Йәһва Худа Содомда яшиған һәққаний Лут вә аилисини яхши көргәчкә, уларни бехәтәр бир җайға елип кетиш үчүн икки пәриштини әвәткән (Яритилиш 18:20; 19:1, 12, 13).

 Шу пәриштиләр уларға: «Силәр җениңларни сақлап қелиш үчүн қечиңлар! Кәйниңларға қаримаңлар»,— дәп ейтқан (Яритилиш 19:17, ҺЗ). «Лутниң аяли кәйнигә бурулуп қариведи, шу петичә қетип, таштузға айлинип қалди» (Яритилиш 19:26, ҺЗ).

 Лутниң аялиниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Униң мисали бизни мал дунияни яхши көрүшни Худаға бойсунуштин жуқури қоюш ховуп-хәтиридин агаһландуриду. Әйса Мәсиһ униң мисалини кәлтүрүп, мундақ дегән: «Лутниң аялини әстә тутуңлар» (Луқа 17:32).

  Марта

 Марта дегән ким? Марта Лазар билән Мәрийәмниң қериндиши еди. Уларниң һәммиси Йерусалимға йеқин җайлашқан Бәйтания дегән йезида туратти.

 У немә иш қилған? Марта уни, «униң сиңлисини һәм Лазарни яхши» көргән Әйса билән дост болушидин хошаллиқ тапқан (Йоһан 11:5). Марта меһмандост аял еди. Бир күни улар өйигә Әйса Мәсиһни меһманға тәклип қилған. Әйса уларниң өйидә тәлим бәргәндә, Мәрийәм уни зәң қоюп тиңшавататти. Марта болса, өйдики ишларниң көплигидин пайпетәк болуп жүрди. Марта сиңлисиниң ярдәм қилмиғанлиғиға наразилиқ билдүргән. Әйса Мартаниң натоғра көзқаришини меһрибанлиқ билән түзәткән (Луқа 10:38—42).

 Лазар қаттиқ ағриғанда, Марта вә Мәрийәм Әйсаниң ярдәм қилалайдиғанлиғиға ишәнч билдүрүп, униңдин ярдәм сориған (Йоһан 11:3, 21). Бирақ Лазар түгәп қалди. Марта Әйса билән параңлашқанда, униң сөзлири вәдә қилинған тирилишкә вә Әйсаниң Лазарни тирилдүрәләйдиғанлиғиға ишәнчисини көрсәткән (Йоһан 11:20—27).

 Мартаниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Марта интайин меһмандост аял болған. У тәйярлиқ билән мәслиһәтләрни қобул қилған. У өз һис-туйғулирини вә иман-етиқадини очуқ ипадилигән.

  •   Марта тоғрисида көпирәк мәлуматларға еришиш үчүн «Ишинимән» (рус) дегән мақалигә қараң.

  Мәҗдәллик Мәрийәм

 Мәҗдәллик Мәрийәм дегән ким? У Әйсаниң садақәтмән әгәшкүчиси болған.

 У немә иш қилған? Мәҗдәллик Мәрийәм сәяһәт қилған Әйса вә шагиртлириниң һәмрайи болған бир қанчә аялниң бири еди. У Әйса вә шагиртлириниң еһтияҗлирини қамдаш үчүн өз мәблиғини мәртлик билән ишләткән (Луқа 8:1—3). Мәрийәм Әйсаниң хизмитиниң ахириғичә униңға әгишип маңған вә униңға һөкүм җазаси иҗра қилинғанда йенида қалған. Мәҗдәллик Мәрийәм тирилдүрүлгән Әйсани көргәнләрниң арисида болуш шан-шәрипигә егә болған (Йоһан 20:11—18).

 Мәҗдәллик Мәрийәмниң үлгисидин немини үгинәләймиз? У Әйсаниң хизмитини мәртлик билән қоллап-қувәтлигән вә садақәтмән болуп қалған.

  Мәрийәм (Әйсаниң аниси)

 Мәрийәм дегән ким? Мәрийәм йәһудий яш аял киши еди. У техи әргә тәгмигән чағда мөҗүзә билән Худаниң Оғли Әйса билән һамилдар болуп, уни туғқан.

 У немә иш қилған? Мәрийәм Худаниң ирадисини кәмтәрлик билән орунлиған. У Йүсүп билән той қилишқа вәдиләшкәндә, униңға пәриштә келип, интизарлиқ билән күтүлгән Мәсиһ билән һамилдар болуп, туғидиғанлиғини ейтқан (Луқа 1:26—33). Мәрийәм бу рольни тәйярлиқ билән қобул қилған. У Әйсани туғқандин кейин, ери Йүсүп билән төрт оғул вә кам дегәндә икки қиз пәрзәнт йүзи көргән. Шуңа Мәрийәм әргә тәгмигән қиз болуп қалмиған (Мәтта 13:55, 56). Мәрийәм Мәсиһниң аниси болуш шан-шәрипидин хошаллиқ тапқан болсиму, у Әйса йәрдә вәз хизмитини қилғанда вә дәсләпки мәсиһий җамаәтниң әзаси болғанда, өзигә қарита башқиларниң алаһидә иззәт-һөрмитини издимигән.

 Мәрийәмниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Мәрийәм иман-етиқади бар вә муһим бир мәсъулийәтни тәйярлиқ билән қобул қилған аял киши еди. У Муқәддәс Язмиларни бәк яхши билгән. Бир Муқәддәс китап тәтқиқшунасиниң ейтишичә, Луқа 1:46—55 айәтләрдә йезилған Мәрийәмниң сөзлиридин көрүнгәндәк, у тәхминән 20 қетим Муқәддәс китаптики айәтләрни нәқил кәлтүргән.

  Мәрийәм (Лазар вә Мартаниң қериндиши)

 Мәрийәм дегән ким? Мәрийәм униң қериндашлири Марта вә Лазарға охшаш Әйса билән достлуқ мунасивәттә болушидин хошаллиқ тапқан.

 У немә иш қилған? Мәрийәм Худаниң Оғли Әйсани қәдирләйдиғанлиғини көп қетим ипадилигән. У һәзрити Әйсаниң Лазарниң өлүшини алдин алалайдиғанлиғиға ишәнч қилған вә Әйса уни тирилдүргәндә йенида туруп, бу вақиәни өз көзи билән көргән. Мәрийәм өйдики ишлар билән пайпетәк болуп жүрүшниң орниға Әйсани тиңшиғанлиғидин, һәдиси Марта униңға наразилиқ билдүргән. Бирақ Әйса Мәрийәмни Худадин кәлгән һәқиқәтләрни тиңшаш башқа ишларни қилиштин жуқури қойғанлиғи үчүн махтиған (Луқа 10:38—42).

Башқа бир вәзийәттә, Мәрийәм Әйсаниң бешиға вә путлириға қиммәт әтир мейини қуюп, алаһидә меһмандостлуқни көрсәтти (Мәтта 26:6, 7). Буни көргәнләр Мәрийәмни исрапчилиғи үчүн әйиплигән. Лекин Әйса уни һимайә қилип, мундақ дегән: «Хуш Хәвәр дунияниң қәйиридә йәткүзүлсә, бу аял әслинип, униң қилған иши тилға елиниду» (Мәтта 24:14; 26:8—13).

 Мәрийәмниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Мәрийәм чин иман-етиқатни йетилдүргән. У Худаға хизмәт қилишни дуниядики ишлардин жуқури қойған. Һәтта маддий қурбанлиқларни қилиш тоғра кәлсиму, у Әйсани кәмтәрлик билән һөрмәтлигән.

  Мәрийәм (Мусаниң һәдиси)

 Мәрийәм дегән ким? У Муса вә Һарунниң һәдиси еди. Муқәддәс китапта у пәйғәмбәр дәп аталған тунҗа аял болди.

 У немә иш қилған? Мәрийәм пәйғәмбәр болуп, башқиларға Худаниң хәвәрлирини йәткүзгән еди. У Исраил хәлқиниң арисида алаһидә орунға егә болған вә Худа Қизил деңизда Мисир қошунини вәйран қилғандин кейин, у әр кишиләр билән биргә ғалибийәт нахшисини ейтқан (Чиқиш 15:1, 20, 21).

 Вақит өтүп, Мәрийәм билән Һарун Мусани тәнқит қилишни башлиған. Ениқки, улар тәкәббурлуқ вә һәсәтхорлуқ көрсәткәнликтин шундақ қилған. Худа Мәрийәм вә Һарунниң тәнқидини аңлап, уларға нәсиһәт бәргән (Санлар 12:1—9). Мәрийәм Муса һәққидә тәнқидий сөз қилғач, мохо кесилигә гириптар болди. Муса Худаға Мәрийәмни сақайтишни сорап ялвурған. Мәрийәм йәттә күн карантинда болғандин кейин, сақийип, қараргаһқа қайта киришигә рухсәт қилинди (Санлар 12:10—15).

 Муқәддәс китапта Мәрийәмниң түзитишни қобул қилғанлиғини ейтилиду. Йүзлигән жиллар өтүп, Худа исраилларға Мәрийәмниң алаһидә рольни ойниғанлиғини есигә селип, мундақ дегән: «Алдиңда йетәкләшкә Муса, Һарун вә Мәрийәмләрни әвәттим» (Мика 6:4).

 Мәрийәмниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Мәрийәмниң мисали Худаниң Өз хизмәтчилириниң бир-бири һәққидә қандақ гәп-сөз қилидиғанлиғиға көңүл бөлидиғанлиғини көрситиду. Униңдин башқа, униң мисали бизгә Худани хурсән қилиш үчүн башқиларниң абройини чүшүрәләйдиған тәкәббурлуқ вә һәсәтхорлуқ қатарлиқ илләтләрдин нери турушимиз керәклигини үгитиду.

  Раһаб

 Раһаб дегән ким? У қананлиқларниң Ериха дегән шәһиридә паһишә болди вә кейин Йәһва Худаға ибадәт қилишни башлиған аял киши еди.

 У немә иш қилған? Раһаб униң туридиған йерини көрүшкә кәлгән икки ибраний пайлақчини йошуруп қойған. Немә үчүн у шундақ қилған? Чүнки у Йәһва Худаниң Өз хәлқини Мисирниң қолидин қандақ азат қилғанлиғини вә кейинирәк аморлуқларниң һуҗум қилишидин қандақ қутқузғанлиғини аңлиған.

 Исраиллар Ериха шәһирини вәйран қилмақчи болғанда, Раһаб әшу пайлақчиларға ярдәм бәргән вә улардин өзини вә аилисидикиләрни қутқузушни өтүнгән. Улар униң билән келишкән, бирақ у бир ишни қилиши керәк еди: уларниң йәрни көрүш иши сир болуп қелиши керәк, исраиллар һуҗум қилғанда, у аилисидикиләр билән өз өйидә қелиши һәм исраиллар униң өйини тонуши үчүн у деризисидин қизил ағамчини есип қоюши керәк еди. Раһаб һәммини уларниң көрсәтмилири бойичә қилған вә исраиллар Ериха шәһирини ишғал қилғанда, у вә аилисидикиләрниң һәммиси аман қалған.

 Раһаб кейинирәк бир ибраний билән той қилған вә Давут падиша вә Әйса Мәсиһниң әҗдади болди (Йәшуа 2:1—24; 6:25; Мәтта 1:5, 6, 16).

 Раһабниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Муқәддәс китап Раһабниң иман-етиқади зор болғанлиғини тәсвирләйду (Ибранийларға 11:30, 31; Яқуп 2:25). Униң үлгиси Худаниң кәчүрүмчанлиғини вә барлиқ кишиләргә тәң қарайдиғанлиғини һәм Униңға ишәнч қилидиғанларни, уларниң келип чиқиши қандақ болушидин қәтъийнәзәр, бәрикәтләйдиғанлиғини көрситиду.

  Раһилә

 Раһилә дегән ким? У Лабанниң кизи вә Яқуп пәйғәмбәрниң әң сөйүмлүк аяли болған еди.

 У немә иш қилған? У Яқуп билән той қилғандин кейин, икки оғул пәрзәнт тапқан. Улар қедимки Исраилниң он икки қәбилисини қурғучи башлиқлириниң қатариға киргән. Раһилә дадисиниң падисини баққанда, өзиниң келәчәктики ерини учратти (Яритилиш 29:9, 10). Һәдиси Леяһқа қариғанда, Раһилә чирайлиқ қиз еди (Яритилиш 29:17).

 Яқуп Раһиләни яхши көрүп қелип, униң билән той қилиш үчүн йәттә жил ишләшкә тәйяр болған (Яритилиш 29:18). Лекин Лабан қувлуқни көрситип, Яқупни чоң қизи билән той қилишқа мәҗбурлиған. Кейин у Яқупқа Раһиләгә өйлинишкә рухсәт бәргән (Яритилиш 29:25—27).

 Яқуп Раһилә вә униң икки оғлини Леяһ вә униң балилиридин көпирәк яхши көргән (Яритилиш 37:3; 44:20, 27—29). Нәтиҗисидә, мону икки аялниң арисида риқабәтчилик пәйда болған (Яритилиш 29:30; 30:1, 15).

 Раһиләниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Раһилә аиләвий турмушида қийинчилиқларға дуч келип, Худаниң униң дуалириға җавап берәләйдиғанлиғини үмүт қилған. Раһиләниң баштин өткүзгәнлири әр кишиниң бирла аяли болуши керәк дегән Худаниң некаға болған дәсләпки қанун-принципиниң қанчилик дана болғанлиғини көрсәткән.

  Рәбәкә

 Рәбәкә дегән ким? Рәбәкә Исһақниң аяли вә уларниң қош гезәк оғуллириниң аниси еди.

 У немә иш қилған? Рәбәкә Худаниң ирадисини, һәтта униңға интайин қийин болған болсиму, орунлиған. Рәбәкә қудуқтин су тартқанда, униңдин бир әр киши бир жутум су сориған. Рәбәкә комзәкни қолиға елип, униңға су бәргән һәм төгилиригә су әкелип беришни тәвсийә қилған (Яритилиш 24:15—20). Бу әр киши Ибраһим пәйғәмбәрниң чакири болуп, ғоҗайининиң оғли Исһаққа аяллиққа елиши үчүн бир қизни тепиш үчүн хелә жирақтин кәлгән (Яритилиш 24:2—4). Шундақла у Худадин дуада бәрикитини сориған. У Рәбәкәниң әмгәк сөйгәнлигини вә меһмандостлуғини көргәндә, дәл мону қиз Исһақниң аяли болиду дәп ойлап, Худаниң униң дуасиға җавап бәргәнлигини чүшинип йәтти (Яритилиш 24:10—14, 21, 27).

 Рәбәкә бу чакарниң кәлгәнлигиниң сәвәвини билгәндә, униң билән биллә қайтип, Исһақниң аяли болушқа келишкән (Яритилиш 24:57—59). Рәбәкә қош гезәк оғул туғқан. Пәрвәрдигар Рәбәкәгә униң чоңи Әсав кичиги Яқупқа хизмәт қилидиғанлиғини ашкарә қилған (Яритилиш 25:23). Рәбәкә Исһақниң тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқини тунҗа оғлиға бәрмәкчи болғанлиғини билип, Худаниң униңға ашкарә қилғанлиғиға мас дәрһалла һәрикәт қилған. Униң тез һәрикәтлириниң нәтиҗисидә, кичик оғли Яқуп шу тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқиға еришкән еди (Яритилиш 27:1—17).

 Рәбәкәниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Рәбәкә кәмтәр, әмгәк сөйәр вә меһмандост аял киши болған. Бу пәзиләтлири арқилиқ у яхши аял, ана вә Йәһваниң хизмәтчиси болалиған (Яритилиш 27:1—17).

  Рут

 Рут дегән ким? Рут моаблиқ аял киши еди. У Исраил зиминида Йәһваға ибадәт қилиш үчүн өз илаһлирини вә жутини ташлап кәткән.

 У немә иш қилған? Рут Наоми исимлиқ қейинанисиға чоңқур меһир-муһәббәт көрсәткән. Наоми ери вә икки оғли билән Исраил зиминида йүз бәргән ачарчилиқтин қутқузулуш үчүн өз жутидин чиқип, Моаб зиминиға көчүп, шу йәрдә яшиған. Униң икки оғли Рут вә Орпа дегән моаблиқ қизлар билән той қилған. Вақит өтүп, Наоминиң ери вә икки оғли өлүп кетип, үч тул аялни қалдурған.

 Наоми униң жутида қурғақчилиқ аяқлашқандин кейин Исраил зиминиға қайтишни қарар қилған. Униң келинлири, Рут вә Орпа, униң билән биллә шу йәргә бармақчи болған. Лекин Наоми улардин өз жутиға қайтишни сориған. Орпа дәл шундақ қилған (Рут 1:1—6, 15). Рут болса, өз қейинанисиға садиқ меһир-муһәббәт көрсәтти. У Наомини яхши көргән вә Наоминиң Худаси Йәһваға ибадәт қилишни халиған (Рут 1:16, 17; 2:11).

 Рут яхши келин вә әмгәк сөйәр аял киши болғанлиқтин, Наоминиң жутидики Бәйтләһәм шәһиридә әҗайип нам-абройға еришкән. Боаз исимлиқ бай йәр егиси Рутниң үлгисидин қаттиқ тәсирлинип, уни вә Наомини йемәкликләр билән мәртлик билән тәминлигән (Рут 2:5—7, 20). Кейинирәк Рут Боазға турмушқа чиқип, Давут падишаниң вә Әйса Мәсиһниң әҗдади болди (Мәтта 1:5, 6, 16).

 Рутниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Рут Наоми вә Йәһвани шунчә қаттиқ яхши көргәнки, һәтта өз һаятини түп йилтизи билән өзгәрткән. Бешиға күн чүшкәндиму, Рут әмгәк сөйәр вә садақәтмән аял киши болуп қалған.

  Сарә

 Сарә дегән ким? Сарә Ибраһим пәйғәмбәрниң аяли вә Исһақниң аниси болған.

 У немә иш қилған? У Худаниң вәдилиригә вә өз һәмрайи Ибраһимға ишәнч қилғачқа, қолайлиқ турмуш шараитлири бар Ур шәһирини ташлап кәткән. Худа Ибраһимға Урдин чиқип, Қанан зиминиға көчүп кетишни ейтқан. Пәрвәрдигар Йәһва уни бәрикәтләйдиғанлиғи вә униңдин зор бир хәлиқ чиқидиғанлиғи һәққидә вәдә бәргән (Яритилиш 12:1—5). Шу вақитта Сарә тәхминән 60 яшта еди. Шуниңдин башлап, Сарә ери билән чедирларда яшап, көчмән турмуш кәчүргән.

 Көчмән турмуш Сарәгә хәтәр елип кәлгән болсиму, у ери Ибраһимниң Худа йол-йоруғиға бойсунғанлиғини қоллап-қувәтлигән (Яритилиш 12:10, 15). Униң узун жиллар пәрзәнт көрмигәнлиги уни үмүтсизләндүргән. Қандақла болмисун, Йәһва Худа Ибраһимниң әвладини бәрикәтләйдиғанлиғини вәдә бәргән (Яритилиш 12:7; 13:15; 15:18; 16:1, 2, 15). Шу вақитта Пәрвәрдигар Ибраһимға Сарә қосақ көтирип, пәрзәнтлик болиду дәп вәдә қилған. У пәрзәнт тепиш йешидин өтүп кәткән болсиму, балини туғқан. Балиси туғулған чағда, Сарә 90, Ибраһим болса, 100 яшта еди (Яритилиш 17:17; 21:2—5). Улар пәрзәнтигә Исһақ дәп исим қойған.

 Сарәниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Сарәниң мисали Худаниң вәдилири, һәтта мүмкин әмәс дәп көрүнгән болсиму, чоқум әмәлгә ашидиғанлиғини үгитиду! (Ибранийларға 11:11). Униң үлгиси йәнә әргә болған һөрмәтниң муһим екәнлигини тәкитләйду (Петрусниң 1-хети 3:5, 6).

  Һава

 Һава дегән ким? У тунҗа аял киши еди. Шундақла Һава Муқәддәс китапта тилға елинған тунҗа аял.

 У немә иш қилған? Һава Худаниң ениқ әмригә итаәтсизлик қилған. У еригә охшаш мукәммәл болуп, таллаш әркинлиги билән яритилип, меһир-муһәббәт вә даналиқ қатарлиқ илаһий пәзиләтләрни йетилдүрүш имканийитигә егә болған (Яритилиш 1:27). Тунҗа аял киши Худаниң Адәмгә мәнъий қилинған дәрәқтин мевә йесән, шу күни өлисән дегән әмрини билгән. Әслидә Шәйтан Иблис Һавани Худаға итаәт қилмисам, бәхитлик болимән дегәнгә ишинишигә қайил қилған. Шуңа у бу дәрәқниң мевисини йегән һәм ерини шу мевини йейишкә дәвәт қилған (Яритилиш 3:1—6; Тимотийға 1-хәт 2:14).

 Һаваниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Һаваниң мисали бизни яман һәвәсләрни ойлаш қанчилик хәтәрлик екәнлиги һәққидә агаһландуриду. Тунҗа аял киши Худаниң ениқ әмригә итаәт қилмай, өзигә тәәллуқ болмиған нәрсигә еришишкә күчлүк һәвәсни өстүрди (Яритилиш 3:6; Йоһанниң 1-хети 2:16).

  Һанна

 Һанна дегән ким? Һанна Әлқана исимлиқ кишиниң аяли вә қедимки Исраил хәлқидә болған атақлиқ пәйғәмбәр Самуилниң аниси еди (Самуилниң 1-язмиси 1:1, 2, 4—7).

 У немә иш қилған? Һанна пәрзәнт көрмигән чағда Худадин тәсәлли беришини сориған. Униң ери, Әлқананиң, икки аяли бар еди. Уларниң бири, Пининнаниң, пәрзәнтлири болған. Һанна болса, той қилғандин кейин хелә вақит туғмас болған. Пининна уни қаттиқ заңлиқ қилғачқа, Һанна Йәһвадин дуада тәсәлли сориған. Һанна Худа униңға бала бәрсә, уни исраиллар Худаға ибадәт қилиш үчүн пайдиланған муқәддәс чедирда хизмәт қилиши үчүн беғишлаймән дәп қәсәм бәргән (Самуилниң 1-язмиси 1:11).

 Худа Һаннаниң дуасиға җавап бәрди вә Һанна Самуилни туғди. Бу садиқ аял киши өз сөзидә туруп, техи кичик Самуилни муқәддәс чедирда хизмәт қилиши үчүн апирип бәргән (Самуилниң 1-язмиси 1:27, 28). Һәр жили у униңға бир кичик чапан тикәтти. Вақит өтүп, Худа Һаннани мол бәрикәтләп, у үч оғул вә икки қиз пәрзәнт йүзи көргән (Самуилниң 1-язмиси 2:18—21).

 Һаннаниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Һаннаниң чин жүрәктин қилған дуаси униңға дәрдигә бәрдашлиқ беришигә ярдәм бәргән. Самуилниң 1-язмиси 2:1—10 айәтләрдә йезилған Һаннаниң миннәтдарлиқ дуаси униң Худаға болған чоңқур ишәнчисини көрситиду.

  Шуламлиқ қиз

 Шуламлиқ қиз дегән ким? Шуламлиқ қиз бир мәлидики чирайлиқ қиз еди. У Сулайман язған Күйләрниң күйи дегән китапниң әң муһим қәһримани болған. Муқәддәс китапта униң исми тилға елинмайду.

 У немә иш қилған? Әргә тәгмигән вә бир падичи жигиткә ашиқ болуп қалған Шуламлиқ қиз униңға вападарлиғини сақлап қалған (Күйләрниң күйи 2:16). Қандақла болмисун, униң алаһидә гөзәллиги бай падишаниң диққитини қозғиған вә у бу қизниң яқтурушиға еришишкә урунған (Күйләрниң күйи 7:6). Гәрчә башқилар Шуламлиқ қизни Сулейманни таллашқа қайил қилған болсиму, у йәнила буни рәт қилған. У садиқ падичи жигитни қаттиқ сөйгән вә униңға вападарлиғини сақлиған (Күйләрниң күйи 3:5; 7:10; 8:6).

 Шуламлиқ қизниң үлгисидин немини үгинәләймиз? У өзиниң гөзәллигигә вә башқилардин еришкән диққитигә қаримастин, өзигә қарита кәмтәр көзқарашта болған. Шуламлиқ қиз тәңдашлириниң бесимиға вә байлиқ һәм шан-шөһрәткә егә болисиз дегән вәдиниң өз падичи жигитини сөйүшини тохтитишиға йол қоймиған. У өз һис-туйғулирини башқурған вә әхлақий паклиғини сақлап қалған.

  Яел

 Яел дегән ким? Яел Хәбәрниң аяли болуп, исраил әмәс еди. У Худа хизмәтчилирини батурлуқ билән қоллап-қувәтлигән.

 У немә иш қилған? Қананлиқларниң қошуниниң сәрдари болған Сисера Яелниң чедириға кәлгәндә, Яел дәрһал һәрикәт қилған. Сисера исраиллар билән болған урушта мәғлуп болғандин кейин, йошурунуш вә дәм елиш үчүн панаһгаһ издигән. Яел буни билип, уни өз чедириға киришкә тәклип қилған. Сисера униң чедирида қаттиқ ухлаватқанда, бу батур аял киши уни өлтүргән (Һакимлар 4:17—21).

 Яелниң һәрикити Дебораниң «Йәһва Сисерини аял кишиниң қолиға тапшуриду» дегән пәйғәмбәрлик сөзини орунлиған (Һакимлар 4:9). Униң батурлуқ билән қилған һәрикити үчүн у «махташқа лайиқ болуп, барлиқ аяллар ичидә һөрмәткә сазавәр» болған (Һакимлар 5:24, ҺЗ).

 Яелниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Яел тәшәббускарлиқ көрситип, җасарәт билән һәрикәт қилған. Униң дәрһал һәрикити Худаниң Өз пәйғәмбәрлик сөзини әмәлгә ашуруш үчүн вақиәләрни башқуридиғанлиғини көрситиду.

 Муқәддәс китаптики аял кишиләр һаятиниң вақит җәдвили

  1.  Һава

  2. Топан сүйи (б.м.и. 2370-жил)

  3.  Сарә

  4.  Лутниң аяли

  5.  Рәбәкә

  6.  Леяһ

  7.  Раһилә

  8. Мисирдин чиқиш (б.м.и. 1513-жил)

  9.  Мәрийәм (Мусаниң һәдиси)

  10.  Раһаб

  11.  Рут

  12.  Дебора

  13.  Яел

  14.  Диләйла

  15.  Һанна

  16. Исраил хәлқиниң тунҗа падишаси (б.м.и. 1117-жил)

  17.  Абигайил

  18.  Шуламлиқ қиз

  19.  Изәбәл

  20.  Әстәр

  21.  Мәрийәм (Әйсаниң аниси)

  22. Әйсаниң чөмдүрүлүши (б.м. 29-жил)

  23.  Марта

  24.  Мәрийәм (Лазар вә Мартаниң қериндиши)

  25.  Мәҗдәллик Мәрийәм

  26. Әйсаниң өлүши (б.м. 33-жил)