Мәзмунға өтүш

Муқәддәс роһ дегән немә?

Муқәддәс роһ дегән немә?

Муқәддәс китаптики җавап

 Муқәддәс роһ — бу Худаниң қоллинидиған күч-қудрити яки һәрикәт күчи (Мика 3:8; Луқа 1:35). Худа Өз ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн бу роһни һәрқандақ йәргә әвәтиду (Зәбур 104:30; 139:7 [103:30, 138:7]).

 Муқәддәс китапта ибраний сөзи руах вә грек сөзи пневма «роһ» дәп тәрҗимә қилинған. Көпинчә бу сөзләр Худаниң һәрикәт күчи яки муқәддәс роһини көрситиду (Яритилиш 1:2). Амма, Муқәддәс китапта бу сөзләр башқа мәнадиму ишлитилиду:

  •   Нәпәс (Һабаккук 2:19; Вәһий 13:15).

  •   Шамал (Яритилиш 8:1; Йоһан 3:8).

  •   Тирик мәвҗудатларниң һаятий күчи (Аюп 34:14, 15).

  •   Инсанниң ой-пикир қилиш тәрзи яки көзқариши (Санлар 14:24).

  •   Роһий шәхс, шу җүмлидин Худа вә пәриштиләр (Падишалар 1-язма 22:21; Йоһан 4:24).

 Бу чүшәнчиләрниң һәммисини инсан көз билән көрүнмәйду, лекин уларниң көзгә көринидиған тәсирини көрәләйду. Худди шуниңға охшаш, Худаниң роһи «шамал кәби көзгә көрүнмәйду, тени йоқ вә у қудрәтлик» («An Expository Dictionary of New Testament Words, by W. E. Vine»).

 Буниңдин ташқири, Муқәддәс китапта Худаниң муқәддәс роһини Униң қоллири яки бармақлири сүпитидә тилға елинған (Зәбур 8:3; 19:1; Луқа 11:20; Мәтта 12:28ни селиштуруң). Һүнәрвән бир ишни қилиш үчүн қоллири вә бармақлирини ишләткәндәк, Худаму төвәндики ишларни әмәлгә ашуруш үчүн муқәддәс роһни ишләткән:

  •   Каинатни яратқанда (Зәбур 33:6 [32:6]; Йәшая 66:1, 2).

  •   Муқәддәс китапни яздурғанда (Петрусниң 2-хети 1:20, 21).

  •   Қедимий хизмәтчилири мөҗүзә көрсәткәндә вә қизғинлиқ билән вәз қилғанда (Луқа 4:18; Әлчиләр 1:8; Коринтлиқларға 1-хәт 12:4—11).

  •   Худаға бойсунидиған кишиләр есил пәзиләтләрни көрсәткәндә (Галатилиқларға 5:22, 23).

Муқәддәс роһ шәхс әмәс

 Муқәддәс китапта Худаниң муқәддәс роһи Униң «қоллири», «бармақлири» яки «нәпәси» сүпитидә тилға елинғанлиғи, шу роһниң шәхс екәнлигини билдүрмәйду (Чиқиш 15:8, 10). Һүнәрвәнниң қоллири униң әқли вә тенидин мустәқил һалда һәрикәт қилалмайду. Шуниңға охшаш, муқәддәс роһму пәқәт Худаниң йетәклиши бойичә һәрикәт қилиду (Луқа 11:13). Шуниңдәк йәнә, Муқәддәс китапта Худаниң роһи су билән селиштурулған вә иман-етиқат һәмдә билимгә охшаш чүшәнчиләр билән бағлиниши болған. Буларниң һәммиси Муқәддәс роһниң шәхс әмәслигини көрситиду (Йәшая 44:3; Әлчиләр 6:5; Коринтлиқларға 2-хәт 6:6).

 Муқәддәс китап Худаниң исми Йәһва вә Оғлиниң исми Әйса екәнлигини ейтип бериду. Бирақ Муқәддәс китапниң һеч йеридә муқәддәс роһқа исим берилгәнлиги йезилмиған (Йәшая 42:8; Луқа 1:31). Мәсиһ әгәшкүчиси Истипан чалма кесәк қилинип, азап чәккәндә, мөҗүзәвий вәһийлик көрүнүш көз алдиға келип, асманда үч шәхсни әмәс, бәлки пәқәт икки шәхснила көргән. Муқәддәс китапта шу тоғрилиқ мундақ дәп йезилған: «Муқәддәс роһқа чөмгән Истипан болса, көзлирини көккә тикип, Худаниң парлақ нурини вә Униң оң йенида турған һәзрити Әйсани көрди» (Әлчиләр 7:55, ҺЗ). Муқәддәс роһ, йәни Худаниң һәрикәт күчи Истипанға бу вәһийни көрүшкә ярдәм қилған.

Муқәддәс роһ һәққидики натоғра пикирләр

 Натоғра пикир: Муқәддәс китапниң бәзи бир тәрҗимисидики Йоһанниң 1-хети 5:7, 8-айәтләргә асасланғанда, муқәддәс роһ шәхс вә Үчбирликниң бир қисми.

 Һәқиқәт: Муқәддәс китапниң бәзи бир тәрҗимисидә Йоһанниң 1-хети 5:7-аят мундақ дәп тәрҗимә қилинған: «... асманда Ата, Сөз вә Муқәддәс роһ бар вә улар үчи бирликтур». Бирақ тәтқиқатчилар әлчи Йоһанниң бу сөзләрни язмиғанлиғини ениқлиған. Шуңа, улар Муқәддәс китапқа тәвә әмәс. Профессор Брюс Мецгер мундақ дәп язған: «Бу сөзләр ойдуруп чиқилған ялғанчилиқ вә чоқум Йеңи Әһдидә болмаслиғи керәк» («A Textual Commentary on the Greek New Testament»).

 Натоғра пикир: Муқәддәс китап муқәддәс роһни җанландуруп көрситиду, шуңа бу униң шәхс екәнлигини испатлайду.

 Һәқиқәт: Муқәддәс китапта бәзидә муқәддәс роһ җанландуруп көрситилгән. Мәсилән, Әйса муқәддәс роһниң ярдәмчи сүпитидә гувалиқ беридиғанлиғи, йетәкләйдиғанлиғи, сөзләйдиғанлиғи, аңлайдиғанлиғи, җазалайдиғанлиғи, улуқлайдиғанлиғини ейтқан (Йоһан 16:7—15). Лекин бу униң шәхс екәнлигини испатлимайду. Муқәддәс китапта шуниңға охшаш даналиқ, өлүм вә гуна җанландуруп көрситилгән (Мәтта 11:19; Луқа 7:35; Римлиқларға 7:8, 11). Мәсилән, даналиқниң «ишлири» барлиғи вә гуна аздуридиғанлиғи, өлүмгә дучар қилидиғанлиғи вә һәртүрлүк яман һәвәсләрни қозғайдиғанлиғи һәққидә ейтилған.

 Натоғра пикир: Муқәддәс роһ нами билән чөмдүрүш униң шәхс екәнлигини испатлайду.

 Һәқиқәт: Муқәддәс китапта бәзидә кимду-бирсиниң күч яки һоқуққа егә болғанлиғини көрситиш үчүн нам яки исим сөзи қоллиниду (Қанун шәрһи 18:5, 19—22; Әстәр 8:10). Бу бәзидә тилда ипадиләнгән «қанун нами билән» яки «қанун намидин» сөз-ибарилиригә охшаш. Бирақ бу сөзләр қанунниң шәхс екәнлигини билдүрмәйду (Мәтта 28:19).

 Натоғра пикир: Әйсаниң әлчилири вә башқа әгәшкүчилири муқәддәс роһниң шәхс екәнлигигә ишәнгән.

 Һәқиқәт: Нә Муқәддәс китап, нә тарих буни тәстиқлимәйду. Британика қамусида мундақ дәп чүшәндүрүлгән: «Муқәддәс роһ алаһидә илаһий шәхс екәнлиги һәққидики чүшәнчә милади 381-жили Константинополь кеңишидә оттурға қоюлуп, қобул қилинған» (Encyclopædia Britannica). Бу ахирқи әлчи өлүп, 250 жилдин көпирәк вақит өткәндин кейин йүз бәргән.