Пандемиялар һәққидә Муқәддәс китап немә дәйду?
Муқәддәс китаптики җавап
Муқәддәс китапта ахир заманда ваба кесәллири яки жуқумлуқ кесәлликләрниң йүз беридиғанлиғи бәшарәт қилинған (Луқа 21:11). Бирақ бундақ кесәлликләр Алланиң ғәзиви яки җазаси әмәс. Дәрһәқиқәт, пат йеқинда Худа Өз Падишалиғи арқилиқ барлиқ қийинчилиқларни, шу җүмлидин пандемияларни йоқ қилиду.
Муқәддәс китапта пандемиялар бәшарәт қилинғанму?
Муқәддәс китапта таҗсиман вирус (COVID-19), әйдиз (СПИД) яки испан зукими қатарлиқ жуқумлуқ кесәлликләр һәққидә ейтилмиған (Луқа 21:11; Вәһий 6:8). Бундақ қорқунучлуқ кесәлликләр «ахир заман», һәм шундақла «заман ахириниң» келиватқанлиғиниң бир бәлгүсидур (Тимотийға 2-хәт 3:1; Мәтта 24:3, ҺЗ).
Алла тәала инсанларни кесәлликләр билән җазалиғанму?
Муқәддәс китапта Тәңри инсанларни кесәллик билән җазалиғанлиғи һәққидә бирнәччә вақиә тилға елинған. Мәсилән, У бәзиләрни махав кесилигә гириптар қилған, чүнки улар Униң башқурушиға қарши чиққан (Санлар 12:1—16; Падишалар 2-язма 5:20—27; Тарихнамә 2-язма 26:16—21). Бирақ бу пәқәтла бирнәччә вақиә еди. Тарқилишчан кесәлликләр болса, кәң тарқилиду вә улардин бегуна, әйипсиз инсанлар азап тартиду.
Бүгүнки пандемиялар Алланиң җазасиму?
Яқ. Бәзиләр Худа пандемиялар вә башқа жуқумлуқ кесәлликләр арқилиқ инсанларни җазалайду дәп ойлап кәлмәктә. Бирақ бу натоғра вә Муқәддәс китапниң йезилғанлиғиға мас кәлмәйду. Немә үчүн шундақ дейишкә болиду?
Биринчидин, Худаниң бәзи хизмәтчилири һәм өтмүштә кесәлгә гириптар болған һәм бүгүнки күндиму кесәлгә гириптар болуп кәлмәктә. Мәсилән, Худаниң садиқ хизмәтчиси Тимотийниң ашқазини пат-пат ағриғачқа, у өзини яман һис қилған (Тимотийға 1-хәт 5:23). Лекин Муқәддәс китапта Тимотий Тәңриниң ғәзивини қозғиғанлиғи түпәйлидин кесәлгә гириптар болған дәп йезилмиған. Бүгүнки күндиму, Худаниң бәзи хизмәтчилири кесәлләргә гириптар болиду яки еғир кесәлликләр билән жуқумлиниши мүмкин. Амма буниң сәвәви Алла тәала әмәс, бәлки «пәйт вә тәсадипийлиқ» (Вәз 9:11).
Иккинчидин, Муқәддәс китапта Алла яман адәмләрни җазалайдиған вақит техи кәлмиди дәп ейтилиду. Әксинчә, биз «қутқузулуш күнидә», йәни Худа барчә инсанларни Униңға йеқинлишип, аман қелишқа меһрибанларчә тәклип қилидиған вақитта яшаватимиз (Коринтлиқларға 2-хәт 6:2). Мәсилән, У «Падишалиқ һәққидики мошу хуш хәвәр пүткүл йәр йүзи бойичә» вәз қилиш паалийитини кәңәйтиду (Мәтта 24:14).
Пандемияларниң ахири боламду?
Һә-ә. Муқәддәс китапта һечбир инсан кесәл болмайдиған вақит интайин йеқин екәнлиги бәшарәт қилиниду. Өзиниң Падишалиғи арқилиқ Алла тәала барчә кесәлликләрни йоқ қилиду (Йәшая 33:24; 35:5, 6). У азап-оқубәтләр, ағриқлар вә өлүмни йоққа чиқириду (Вәһий 21:4). Тәңри һәтта өлгәнләрни тирилдүриду. Шундақ екән, уларниң һәммиси мукәммәл сағлам болуп, йәр йүзидики җәннәттә шат-хорам яшайду (Зәбур 37:29; Әлчиләр 24:15).
Кесәлликләр һәққидики Муқәддәс китаптики айәтләр
Мәтта 4:23, ҺЗ: «Һәзрити Әйса Җәлилийәниң һәммә йерини айлинип чиқип, ибадәтханиларда тәлим берип, Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ Хуш Хәвәр тарқатти, һәр хил ағриқ-силақларни сақайтти».
Мәнаси. Һәзрити Әйса йәр йүзидә қилған мөҗүзиләр пат йеқинда Худа Падишалиғи кәң көләмдә немә қилидиғанлиғини көрсәткән.
Луқа 21:11, ҺЗ: «Жуқумлуқ кесәлләр тарқилиду».
Мәнаси. Кәң тарқалған жуқумлуқ кесәлликләр ахир заманда яшаватқанлиғимизниң бир бәлгүсидур.
Вәһий 6:8: «Андин татираң атни көрдүм. Униңда олтарған чавандазниң исми — Өлүм вә униң арқисидин қәбир әгәшкән еди. Уларға зиминниң төртинчи қисмини қилич, ачарчилиқ, һалакәтлик ваба... билән өлтүрүшкә һоқуқ берилди».
Мәнаси. Төрт чавандаз тоғрисидики пәйғәмбәрлик сөздин ваба кесәллири бизниң заманимизда йүз беридиғанлиғини биләләймиз.