Созулма кесәл билән қийнилип яшаватқанларға Муқәддәс китап ярдәм берәләмду?
Муқәддәс китаптики җавап
Һә-ә, Худа кесәлгә гириптар болған хизмәтчилиригә ғәмхорлуқ қилиду. Худаниң садақәтмән хизмәтчиси тоғрисида Муқәддәс китапта мундақ дейилгән: «Кесәл болуп, орун тутуп йетип қалғинида, Пәрвәрдигар йөләк болуп, қувәт берәр униңға, шипалиқ берәр кесәл болған чағлирида» (Зәбур 41:3 [40:4, ҺЗ]). Созулма характерлик кесәлгә гириптар болған болсиңиз, төвәндики үч мәслиһәткә әмәл қилип, тәсәлли тапалайсиз:
Бәрдашлиқ бериш үчүн күч сорап, дуа қилиң. «Худаниң кишиләрниң ойлиғинидинму ешип чүшидиған тиничлиғи» қәлбиңиздә орун алиду. Бу тинчлиқ ғәм-тәшвишлириңизни азайтип, сизни қоллап-қувәтләйду (Филипиликләргә 4:6, 7, ҺЗ).
Иҗабий көзқарашни сақлаң. Муқәддәс китапта: «Шат көңүл шипадәк бәхитлик қилар, роһи сунуқлуқ иликни қурутар» (Пәнд-нәсиһәтләр 17:22, ҺЗ). Күлкә чақ-чақни унтумаң. Бу пәқәт көңлиңизни көтүрүпла қалмай, бәлки тән-саламәтлигиңизгиму яхши тәсир қилиду.
Келәчәккә үмүт бағлаң. Күчлүк үмүт сизгә созулма кесәлгә қаримастин, хошаллиқни сақлашқа ярдәм бериду (Римлиқларға 12:12). Муқәддәс китапта: «Һечким әнди өзини «Мән кесәл» демәйду»,— дәп йезилған (Йәшая 33:24, ҺЗ). Шу вақитта заманавий илим-пән давалашни тапалмайватқан созулма кесәлләрни Худа сақайтиду. Мәсилән Муқәддәс китапта яшанғанлар йәнә яш вә сағлам болидиғанлиғи һәққидә мундақ йезилған: «У чағда, униң әт-терилири худди балиларниңкидәк жумранлишип, яшлиқ һаятий күчи әслигә келиду» (Аюп 33:25, ҺЗ)
Изаһ: гәрчә Йәһва гувачилири Худаниң ярдимигә таянсиму, шуниң билән бир вақитта, созулма кесәлни давалитиш үчүн шу саһада ишләйдиған мутәхәссисләрдин ярдәм сорайду (Марк 2:17). Бирақ биз һечқачан қандақту бир давалаш усулида чиң турмаймиз. Әксинчә тән-саламәтлиги һәққидә һәрбир адәм өзи шәхсән қарар чиқириши керәк дәп қараймиз.