Худа мениңдин немә тәләп қилиду?
Муқәддәс китапта немә ейтилиду?
Худа сизниң Уни йеқинирақ тонуп-билип, йеқин мунасивәттә болушиңизни, Уни яхши көрүшиңизни вә пүтүн қәлбиңиз билән Униңға хизмәт қилишиңизни халайду (Мәтта 22:37, 38; Яқуп 4:8). Худаниң ирадисини яки тәливини Әйса пәйғәмбәрниң һаятидин вә униң тәлимлиридин билишкә болиду (Йоһан 7:16, 17). Әйса пәйғәмбәр Худаниң ирадиси һәққидә ейтипла қоймай, өзи уни орунлиған. У һәтта һаятидики мәхсити һәққидә: «Мән өз ирадәмни әмәс, мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн асмандин чүштүм»,— дәп ейтқан (Йоһан 6:38).
Худа мениңдин немини күтиватқанлиғини билиш үчүн маңа алаһидә бир бәлгү, вәһий яки мөҗүзә бериду дәп күтүшүм керәкму?
Яқ, сәвәви Худа һәммә адәмләрдин немини тәләп қилидиғанлиғини Муқәддәс китапта йезип қойған. Бу хәвәр «һәрқандақ яхши ишқа толуғи билән тәйяр болушқа» ярдәм бериду (Тимотийға 2-хәт 3:16, 17). Шуңа Худа сизниң Муқәддәс китапни оқушиңизни вә әқлиңизни қоллинип, Униң ирадисини чүшинишиңизни халайду (Римлиқларға 12:1, 2; Әфәсликләргә 5:17).
Мән Худаниң ирадисини һәқиқәтән орунлалаймәнму?
Һә, әлвәттә! Чүнки Муқәддәс китапта: «Униң әмирлири еғир әмәс»,— дәп йезилған (Йоһанниң 1-хети 5:3). Бу Худаниң әмирлирини орунлаш һәрқачан асан болиду дегәнни билдүрмәйду. Бирақ буниң пайдиси чиқарған күчиңиздин ешип чүшиду. Әйсаниң өзи мундақ дәп ейтти: «Тәңриниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилидиғанлар бәхитликтур!» (Луқа 11:28).