Худа һәммила йәрдиму?
Муқәддәс китаптики җавап
Һәммигә Қадир Худа һәммә нәрсини көрүп туриду вә Өз ирадисини һәр җайда әмәлгә ашуралайду (Пәнд-нәсиһәтләр 15:3; Ибранийларға 4:13). Бирақ Муқәддәс Язмиларда Худа һәммила йәрдә вә һәр нәрсидә мәвҗут дейилмигән. Әксинчә, У бир Шәхс вә Униң Өз макани барлиғи тилға елинған.
Худаниң қияпәт шәкли. У роһий Шәхстур (Йоһан 4:24). Инсан балиси Уни көзи билән көрәлмәйду (Йоһан 1:18). Муқәддәс Язмилардики вәһийләрдә Худаниң Өзигә хас муқим макани бар Шәхс сүпитидә тәсвирләнгән (Йәшая 6:1, 2; Вәһий 4:2, 3, 8).
Худаниң макани. Худаниң макани җисманий мәвҗутлуқлардин жирақ болған роһий дуния. Шу роһлар дунияси, йәни асманларда Худаниң яшайдиған макани бар (Падишалар 1-язма 8:30). Қизиқарлиқ йери шуки, Муқәддәс китапта бир күни роһий мәвҗудатлар «[Йәһва] a Пәрвәрдигарниң һозуриға жиғилди» дейилгән. Бу мәлум мәнадин ейтқанда, Худаниң муқим бир макани барлиғини көрситиду (Аюп 1:6).
Әгәр Худа һәммила йәрдә әмәс болса, ундақта У маңа шәхсән ғәмхорлуқ қилаламду?
Һә-ә. Алла һәрбиримизгә сәмимий ғәмхорлуқ қилиду. Яратқучи Худа асманда яшисиму, йәр йүзидики чин қәлбидин Уни хурсән қилишни халайдиғанларға көңүл бөлүп, ярдәм қилиду (Падишалар 1-язма 8:39; Тарихнамә 2-язма 16:9). Йәһва сәмимий ибадәт қилғучиларға қандақ ғәмхорлуқ қиливатқанлиғини көрүп чиқайли:
Дуа қилғиниңизда. Йәһва дуалиримизни тиңшайду (Тарихнамә 2-язма 18:31).
Роһиңиз чүшкәндә. «Пәрвәрдигар көңли сунуқларға йеқиндур, роһи езилгәнләрни қутқузиду» (Зәбур 34:18 [33:19]).
Йол-йоруққа муһтаҗ болғиниңизда. Йәһва Өз Сөзи Муқәддәс китап арқилиқ «әқил-идрәк берип саңа көрситимән йолуңни» дәйду (Зәбур 32:8 [31:8, ҺЗ]).
Худаниң һәммила йәрдә мәвҗутлиғи тоғрисидики натоғра пикирләр
Натоғра пикир: Худа һәммила йәрдә мәвҗут.
Һәқиқәт: Худа йәр шарида яки җисманий аләм яки каинатта яшимайду (Падишалар 1-язма 8:27). Раст, юлтузлар вә башқа яратмилар «Тәңриниң улуқлуғини җакалайду» (Зәбур 19:1 [18:1]). Худди рәссам өзи сизған рәсимниң ичидә яшимиғандәк, Яратқучи Худаму Өзи яратқан нәрсидә яшимайду. Қандақла болмисун, рәсимни көргәндә, у бизгә сәнъәткар һәққидә бәзи нәрсини етип бериду. Худди шуниңға охшаш, биз көрүп турған дуния Яратқучиниң күч-қудрити, даналиғи вә меһир-муһәббити қатарлиқ «көзгә көрүнмәйдиған хисләтлирини» әкс әттүриду (Римлиқларға 1:20).
Натоғра пикир: Худа һәммила йәрдә мәвҗут болғачқа, һәммә нәрсидин хәвәрдар вә қудрәтлик.
Һәқиқәт: Худа муқәддәс роһқа яки һәрикәт күчигә егә. Худа Өзи шәхсән бармай туруп муқәддәс роһи арқилиқ халиған вақитта вә җайда барчә нәрсидин хәвәрдар болалайду вә һеч нәрсә Униң нәзәридин чәттә қалмайду (Зәбур 139:7[138:7]).
Натоғра пикир: Зәбур 139:8 [138:8]-айәттә Худаниң һәммила йәрдә барлиғи тоғрисида мундақ дәп йезилған «Асманларға чиқсам, мана Сән әшу йәрдә. Тәһтисарада орун салсамму, мана Сән шу йәрдә».
Һәқиқәт: Мәзкүр айәттә Худа һәммила йәрдә яшайдиғанлиғи ейтилмиған. Шеир шәкилдә йезилған бу сөзләр бизгә ярдәм бериш үчүн һәрқандақ җайниң Яратқучиниң нәзиридин жирақ әмәслигини көрситиду.
a Муқәддәс Язмиларда Худаниң исми Йәһва дәп тилға елинған