Әвлия-әнбияларға дуа қилишим керәкму?
Муқәддәс китаптики җавап
Яқ. Муқәддәс китапта бизниң һәзрити Әйсаниң исми билән пәқәт Худаға дуа қилишимиз керәклиги йезилған. Әйса әләйһиссалам өз әгәшкүчилиригә: «Шуниң үчүн мундақ дуа қилиңлар: «Әй асмандики Атимиз, Сениң намиң улуқланғай» (Мәтта 6:9, «Һазирқи заман уйғурчә тәрҗимиси»). У шагиртлириға Алладин башқа биригә, мәсилән әвлия-әнбияларға яки пәриштиләргә дуа қилиш керәклигини үгәтмигән.
Униңдин башқа, һәзрити Әйса: «Мән — йол, һәқиқәт вә һаятлиқтур. Һечким мениңсиз Атамға келәлмәйду»,— дәп ейтқан (Йоһан 14:6). Дәрһәқиқәт, Худа пәқәт һәзрити Әйсаға биз үчүн васитичи болуш һоқуқини тапшурған.
Әгәр Худадин башқа әвлия-әнбияларға дуа қилсамчу?
Худа он әмир-пәрманниң биридә мундақ дәп ейтқан: «Пәрвәрдигариң Худа болған Мән қизғинидиған Худадурмән» (Чиқиш 20:5, ҺЗ). Худаниң қизғинидиғанлиғи немини билдүриду? Бир китапта «қизғинидиған Худа» ибариси «У мутләқ садақәтмәнликни тәләп қилиду» дегәнни билдүриду дәп йезилған. Худа садақәтмәнлик билән Униңғила ибадәт қилишни вә дуа қилишни тәләп қилиду (Йәшая 48:11).
Әгәр биз Худадин башқа биригә, мәсилән, әвлия-әнбияларға яки пәриштиләргә дуа қилсақ, Худани қаттиқ рәнҗитимиз. Әлчи Йоһан пәриштигә сәҗдә қилишқа урунғанда, пәриштә уни тохтитип, униңға: «Һәргиз ундақ қилма! Мәнму Худаниң сән вә Әйсаға гувалиқ бәргән қериндашлириңға охшаш хизмәткаримән. Худағила ибадәт қил!»—дәп ейтқан (Вәһий 19:10, ҺЗ).