УЛАРНИҢ ЕТИҚАДИДИН ҮЛГӘ ЕЛИҢЛАР | ИЛИЯС
У ахирғичә бәрдашлиқ бәрди
Илияс пәйғәмбәр Ахаб падишаниң өлүп қалғанлиғини аңлиди. Сақилини силап олтарған яшанған пәйғәмбәр әшу зулум падишаниң һөкүмранлиғи астида онлиған жиллар давамида болған вақиәләрниң һәммисини есигә елип, ойға чөкти. У көп нәрсини баштин кәчүргән. Ахаб падиша вә униң аяли, зулум мәликә Изәбәл, Илиясни қорқутти, тәқиплиди, һәтта уни көзидин қуртмақчи болди. Униңдин ташқири, Изәбәл мәликә Йәһваниң көплигән пәйғәмбәрлирини өлтүрүшни буйриғанда, падиша униңға һеч тосалғулуқ қилмиди. Ачкөзлүк түпәйлидин бу явуз әр-аял тил бириктүрүп, һеч әйиви йоқ һәққаний адәм Наботни вә униң оғуллирини қәстән өлтүрди. Шу чағда Илияс пәйғәмбәр уларға Йәһваниң Ахаб вә униң барлиқ әвладиға һөкүм хәвирини йәткүзди. Дәл шу вақитта, Худаниң сөзлири әмәлгә ашти. Ахаб падиша дәл Йәһва ейтқандәк өлди (Падишалар 1-язма 18:4; 21:1—26; 22:37, 38; Падишалар 2-язма 9:26).
Шундақ болсиму, Илияс давамлиқ бәрдашлиқ бериши керәк еди. Изәбәл мәликә техи һаят еди һәм у аилисигә вә хәлиққә яман тәсир қилишни тохтатмиди. Илиясни көп қийинчилиқлар күткән, шундақла у шериги һәм избасари болған Елишаға йәнә нурғун нәрсиләрни үгитиши керәк еди. Һазир Илиясниң ахирқи үч тапшуруғини көрүп чиқайли. Етиқади униңға бәрдашлиқ беришкә қандақ ярдәмләшкәнлигини көрүп, биз яшаватқан қийин вақитларда етиқадимизни қандақларчә мустәһкәмлишимиз керәклигини биләләймиз.
Ахазяға чиқирилған һөкүм
Ахаб вә Изәбәлниң оғли, Ахазя, Исраилниң падишаси болди. Әқилсиз ата-анисидин савақ алмастин, у уларниң яман йолиға чүшти (Падишалар 1-язма 22:52). Уларға охшаш, Ахазяму Баалға ибадәт қилди. Баалға сәҗдә қилиш ибадәтханидики паһишивазлиқ, һәтта балиларни қурбанлиққа әкелишкә охшаш вәһший нәрсиләргә дәвәт қилидиған дин еди. Қандақту бир нәрсә Ахазяни явуз йолидин қайтишқа дәвәт қиламду? У хәлиққә интайин явуз ишлирини қалдуруп Йәһва Худаға қайтамду?
Тәкәббур яш падиша туюқсиз паҗиәгә дуч кәлди. У үстүнки қәвәттики бөлминиң пәнҗирисидин жиқилип чүшүп, еғир яриланди. Һәтта һаяти хәвпкә дучар болсиму, у Йәһвадин ярдәм издимиди. Буниң орниға, у филистийәликләрниң илаһи Баал-Зебубтин өзиниң сақийишиға үмүти бар-йоқлиғини сораш үчүн адәмләрни Әқрон шәһиригә әвәтти. Йәһваға бу һәргиз яқмиди! У пәриштиси арқилиқ Илиясқа һелиқи хәвәрчиләрниң алдиға чиқишни ейтти. Пәйғәмбәр уларни падишаға һөкүм хәвири билән қайтидин әвәтти. Ахазя худди Худа йоқтәк һәрикәт қилип, еғир гуна өткүзгән еди. Шуниң үчүн Йәһва Ахазяға тутуп ятқан орнуңдин һечқачан турмайсән дәп һөкүм чиқарған (Падишалар 2-язма 1:2—4).
Гунасиға зади товва қилмай, Ахазя хәвәрчиләрдин: «Силәргә учрап бу сөзләрни ейтқан адәм қандақ көрүнди?»— дәп сорапту. Улар пәйғәмбәрниң аддий кийим-кичигини тәсвирләп, падиша дәрһал: «У болса тишбәлик Елия [Илияс] екән»,— дәп ейтипту (Падишалар 2-язма 1:7, 8). Қизиқарлиқ йери шуки, пәйғәмбәрниң турмуши шунчилик аддий болғанки, һәтта униң кийим-кичигигә қарап, Худаниң хизмәтчиси болғанлиғини ениқлашқа болатти. Илияс пәйғәмбәр өз пайдисинила ойлайдиған Ахазя вә униң ата-анисидин пәриқләнгән. У Худаға болған хизмитини биринчи орунға қойған адәм еди. Илиясниң үлгиси роһий нәрсиләргә көз тикип, аддий һаят кәчүрүш керәклигини ейтқан Әйсаниң нәсиһитигә қулақ селишниң муһимлиғини есимизгә салиду (Мәтта 6:22—24).
Ахазя падиша Илиястин интиқам алмақчи болуп, пәйғәмбәрни тутувелиш үчүн «бир әллик беши билән униң тегидики әллик адәмни» әвәтипту. Улар кәлгәндә, Илияс «тағниң чоққисида» * олтарған еди. Әшу әллик беши падишаниң намидин униңға: «Әй Худаниң адими, падиша сени чүшүп кәлсун дәйду»,— дәп буйрупту. Шундақ ейтип, у уни өлүм җазасиға һөкүм қилған еди. Ойлап көрүң, Илиясниң һәқиқий Худаниң хизмәтчиси екәнлигини билсиму, улар уни қорқутуп, попуза қилған. Немә дегән ахмақлиқ, һә! Лекин Илияс әллик бешиға: «Мән Худаниң адими болсам, асмандин от чүшүп сән билән әллик адимиңни көйдүрсун»,— дәп җавап берипту. Шу чағда бу ишқа Худаниң Өзи арилашти. «Асмандин от чүшүп, униң өзи [әллик беши] билән әллик адимини көйдүрүвәтти» (Падишалар 2-язма 1:9, 10). Бу паҗиәлик вақиәдин көргинимиздәк, Йәһва Худа хизмәтчилирини камситидиған вә һөрмәтлимәйдиған кишиләрни әйипләйду (Тарихнамә 1-язма 16:21, 22).
Ахазя падиша йәнә «бир әллик беши билән униң тегидики әллик адәмни» әвәтипту. Бу әллик беши биринчисигә қариғанда техиму чоң ахмақлиқ қилған. Бәлким, дәсләпки 51 әскәр өлүп, күли техи тағда ятқан еди. Шундақ болсиму, иккинчи әллик беши йүз бәргән вақиәдин зади савақ алмиған. У алдинқи әллик бешиниң буйруғини қайтилапла қоймай, йәнә «тез» (ЙД),— дәп буйриди. Немә дегән әқилсиз адәм! Шу әскәрләр дәсләпки топқа охшаш паҗиәлик әһвалға чүшкән еди. Лекин падишаниң кейинки һәрикити униңдинму ахмақ болған. Ахазя йәнә бир әскәр топини әвәткән. Бәхиткә яриша, үчинчи әллик беши башқилардин пәриқлинип, дана адәм болған еди. У Илияс пәйғәмбәргә кәмтәрлик билән мураҗиәт қилип, өзиниң вә қол астидики адәмлириниң аман қелишини сориған. Худа Өз рәһмини Илиясниң җавави арқилиқ көрсәткән. Бу қетим Худаниң пәриштиси пәйғәмбәргә әшу әскәрләр билән биллә падишаға беришни буйриған. Илияс бойсунуп, кейин тәкәббур падишаға Йәһваниң һөкүмини тәкрарлиди. Худаниң сөзи әмәлгә ешип, Ахазя падиша вапат болди. Униң һөкүмранлиғи икки жилғила созулған еди (Падишалар 2-язма 1:11—17).
Шу тәкәббур кишиләрниң арисида Илиясқа сәвир-тақәтлик болуп қелишқа немә ярдәм бәргән? Бу соалниң җавави биз үчүн бәк муһим. Бәлким, йеқиниңиз мәслиһитиңизгә қулақ салмай, өз дегини бойичә яман йолға чүшкәнду. Көңүлни қалдуридиған шу әһвалда қандақ қилип сәвир-тақәтлик болуп қалсақ болиду? Есиңиздә болса, әскәрләр кәлгәндә, Илияс «тағниң чоққисида» олтарған еди. Униң шу йәргә барғанлиғиниң сәвәвини ениқ билмәймиз. Бәлким, у дуа қилиш мүмкинчилигини жуқури қәдирләп, җим-җит җайда Худа билән сөзләшкүси кәлгәнду (Яқуп 5:16—18). Бизму Илияс пәйғәмбәргә охшаш, дуалиримизда Худаниң исмини чақирип, Униң билән сөзлишиш үчүн дайим вақит тепип, Униңға қийинчилиқлиримизни тапшуруп, ич-бағримизни төкәләймиз. Шундақ қилип, бу бизгә яман йол билән маңидиған тәкәббур вә әқилсиз кишиләрниң арисида сәвир-тақәтлик болуп қелишимизға ярдәм бериду.
Вәзипини Елишаға тапшуруш
Әнди Илиясниң өз вәзиписини тохтитиш вақти кәлди. Гилгалдин тәхминән 11 километр жирақлиқта турған Бәйтәлгә қарап маңғанда, Илияс пәйғәмбәр Елишани уни қалдурушни сорапту. Лекин Елиша: «Тирик Худавәндә билән ант [қәсәм] ичип, өз җениңниң үстидә қәсәм қилимәнки, сени қоймаймән»,— дәп ишәнч билән җавап берипту. Иккилиси Бәйтәлгә кәлгәндә, Илияс әнди 22 километр жирақлиқта җайлашқан Йерихо шәһиригә бармақчи болған еди. Шу йәрдә Илияс Елишани йәнә бир қетим уни қалдурушни сорапту. Бирақ Елиша зади унимай, қалдурмаймән дәп җавап қайтурупту. Ериха шәһиригә кәлгәндә, Илияс Елишаға 8 километрдәк жирақлиқтики Иордан дәриясиға бармақчи болғанлиғини ейтқан. Бу уларниң үчинчи сөһбити болған еди. Әшу шәһәрдә Елиша Илиясни қалдурмаймән дәп йәнә қәтъий җавап қайтурупту (Падишалар 2-язма 2:1—6).
Елиша сөзлири вә иш-һәрикәтлири билән бир муһим пәзиләтни, йәни садиқ меһир-муһәббәтни, көрсәткән еди. Нәқ шундақ муһәббәтни Рут Наомиға нисбәтән көрсәткән еди. Садиқ меһир муһәббәт — бирсигә давамлиқ көрситилидиған вә һечқачан түгимәйдиған пәзиләттур (Рут 1:15, 16). Худаниң һәммә хизмәтчилири бу хисләтни, болупму бизниң заманимизда, көрситиши керәк. Биз Елишаға охшаш бу хисләтниң муһимлиғини ениқ чүшинимизму?
Әлвәттә, яш достиниң садиқ меһир-муһәббити Илиясқа күчлүк тәсир қилди. Нәқ шу пәзиләтни көрсәткәнлиги түпәйлидин, Елиша Илиясниң ахирқи мөҗүзисини көрәлиди. Иордан дәриясиниң қирғиғида туруп, «Елия [Илияс] өз йепинчисини елип қатлап суни урса, су у тәрәпкә бу тәрәпкә иккигә бөлүнүп туруп» қапту. Бу мөҗүзигә «пәйғәмбәр шагиртлиридин әллик кишиму» гувачи болған еди. Улар хәлиққә Йәһваға болған садиқлиқни көрситишкә ярдәм бериш үчүн мәхсус мәктәптә оқуған болуши мүмкин. Оқуғучиларниң сани күндин күнгә көпәйгән еди (Падишалар 2-язма 2:7, 8). Бу мәктәпкә Илиясниң өзи йетәкчилик қилған охшайду. Бир вақитларда Илияс пәйғәмбәр униңдин башқа һечким Йәһваға ибадәт қилмайватиду дәп ойлиған еди. Йәһва Илиясни сәвирчанлиғи үчүн мукапатлап, Өз хизмәтчилириниң сани көпәйгәнлигини көрүшкә мүмкинчилик бәргән (Падишалар 1-язма 19:10).
Иордан дәриясини кесип өткәндә, Илияс Елишаға: «Мән сәндин елинмаста саңа қилидиғинимни тәләп қилғин»,— дәп ейтипту. Илияс хошлишиш вақти кәлгәнлигини чүшәнгән. У яш достини абройлуқ вәзипиниң күтүп турғанлиғини яхши билип, көрәлмәслик қилмиған. Әксинчә, Илияс Елишаға ярдәм беришкә тәйяр болған еди. Елиша Илиястин пәқәт: «Сениң роһуңниң икки һәссиси маңа тәгсун»,— дәп сорапту (Падишалар 2-язма 2:9). У Илиясниңкигә қариғанда икки һәссә артуқ муқәддәс роһ соримақчи болмиған. Елиша Исраилда тунҗа оғулға тегишлик мирас тоғрилиқ ейтқан болуши мүмкин. Қанун бойичә дадиси өлгәндин кейин тунҗа оғул аилә бешиниң вәзипилирини атқуралиши үчүн икки һәссә көпирәк мирас алатти (Қанун шәрһи 21:17). Елиша роһий мәнада Илиясниң мирасхори болған еди. Шуңа, у өз бойниға алидиған йеңи вәзипиләрни атқуруш үчүн устазиниң җасарәт һәм батурлуқ роһиға муһтаҗ екәнлигини чүшәнгән охшайду.
Илияс пәйғәмбәр кәмтәрлик көрситип, Елишаниң өтүнүшигә Йәһваниң җавап беришини күткән . Әгәр Йәһва Худа Елишаниң яшанған пәйғәмбәрниң асманға көтирилишини өз көзи билән көрүшигә йол қойса, демәк Худа униң өтүнүшини орунлиған. Илияс билән Елиша бир-бири билән йолда сөзлишип маңғанда, бир әҗайип вақиә йүз бәрди (Падишалар 2-язма 2:10, 11).
Илияс билән Елишаниң достлуғи уларға еғир күн чүшкәндә ярдәм бәргән
Күтүлмигән вақитта асманда пақираған бир нәрсә пәйда болуп, аста-аста йеқинлашти. Шу пәйттә қаттиқ шамал чиқип, гүркиригән аваз аңланди. Қандақту бир һәйран қаларлиқ нур асманни йорутуветип, йеқинлашқансири, парлашқа башлиди. Бу нур Илияс билән Елишани айривәтти. Бәлким, улар «от ялқун һарвусини» көрүп, бәк тәсирләнгәнликтин, кәйнигә чекингән. Илияс өзиниң елип кетилидиған вақти кәлгәнлигини чүшәнгән. Биз Илиясниң бу һарвуға олтаған-олтармиғанлиғини билмәймиз. Бирақ пәйғәмбәр өзиниң қуюнниң ичидә асманға көтириливатқанлиғини сәзгән.
Елиша буни көргәндә, һаң-таң болуп туруп қалди. Әлвәттә, шу әҗайип мөҗүзини көргәндә, Елиша Илиясниң батурлуқ роһиниң «икки һәссә» мирасини Йәһва Худа чоқум беридиғанлиғини чүшәнгән еди. Бирақ көңли чүшкән Елиша бу тоғрилиқ зади ойлимиған. У йеқин достиниң нәгә кетип барғанлиғини билмигән. Уни көримән дәп үмүтләнмигәнду. Елиша Илиясқа җараңлиқ авазда: «Әй атам, Исраилға һәм һарву һәм атлиқлар болдуң»,— дәп вақирапту. Елиша Илияс пәйғәмбәр көзидин ғайип болмиғичә қарап турған. У қаттиқ қайғурғанлиқтин кийимини иккигә житивәтти (Падишалар 2-язма 2:12).
Илияс әршкә көтириливатқанда, достиниң жиғлиғанлиғини аңлиғанму? Өзиму көз яш қилғанму? Мәйли қандақ болсун, Илияс еғир күн чүшкән вақтида Елишаниң уни қоллап-қувәтлигәнлиги үчүн миннәтдар болған еди. Бизму Илиястин үлгә елип, Худани яхши көридиғанлар һәм Униң ирадисини орунлашни халайдиғанлар билән дост болушқа интилайли!
Ахирқи тапшурма
Шу һарву Илиясни қәйәргә елип кәтти? Бәзи динларда Худа Илиясни Өзиниң қешиға елип кәтти дәп үгитиду. Әсирләр өтүп, йәргә кәлгән Әйса Мәсиһ униңдин башқа һечбир инсан асманға көтирилмигән дәп ейтқан (Йоһан 3:13). Шундақ болса, Муқәддәс китаптин «Елия [Илияс] бир қуюнда асманға чиқип кәтти» дегәнни оқуғанда, «асманға» дегән сөзниң тоғра мәнасини чүшинишимиз керәк (Падишалар 2-язма 2:11). Муқәддәс китаптики «асман» дегән сөз пәқәт Йәһва маканлашқан җайнила әмәс, бәлки қушлар учидиған, удул мәнадики булутлуқ асманниму билдүрүши мүмкин (Зәбур 147:8). Демәк, Илияс нәқ шу асманға көтирилгән еди. Лекин кейин униң билән немә болған?
Йәһва Худа Өз садиқ пәйғәмбирини хошна Йәһуда падишалиғиға елип кетип, униңға йеңи тапшурма бәргән. Муқәддәс китаптин билгинимиздәк, йәттә жилдин ошуқ вақит өткәндин кейин Илияс техичә Худаниң пәйғәмбири болуп хизмәт қилған еди. Шу заманда Йәһудада зулум падиша Йәһорам һөкүмранлиқ қилған. У Исраилниң падишаси Ахаб билән Изабәл мәликиниң қизиға өйләнгән еди. Шуңа, улар давамлиқ Худаниң хәлқигә яман тәсир қилған. Йәһва Худа Илияс пәйғәмбәргә Униң һөкүм қарарини йезип қоюп, падишаға хәт әвәтишни буйриған еди. Пәйғәмбәр бәшарәт қилғандәк, Йәһорам падиша «тола дәрт тартип өлүп кәтти». Буниң үстигә, «униң иззити үчүн һеч хушбуй исриқ яндурмиди» (Тарихнамә 2-язма 21:12—20, УМҚҖ).
Бу зулум падиша билән Илиясниң арисидики пәриқ йәр билән асмандәк еди! Биз Илиясниң қачан вә қандақ өлүп кәткәнлигини билмәймиз. Бирақ униң өлүми Йәһорам падишаниңкидәк шәрмәндә болмиған. Елиша дости Илиясни сеғинған. Башқа садиқ пәйғәмбәрләрму уни сеғинған. Йәһва Худаму тәхминән 1000 жил өткәндин кейин Илиясни һеч унтумиғанлиғини көрсәткән. Әйса мөҗүзәвий һалда өзгәргәндә, йенида Илияс турғандәк болуп көрүнгән. Сиз Илиястин үлгә елип, һәрхил қийинчилиқларни баштин кәчүрүшкә ярдәм беридиған ишәнчни риваҗландурушни халамсиз? Ундақта, Худани яхши көридиғанлар билән дост болуң, роһий нәрсиләрни һаятиңизда биринчи орунға қоюң һәм Худаға чин қәлбиңиздин дуа қилиң. Биз сизниң Йәһва Худаниң муһәббәткә толған жүригидә мәңгүгә орун егилишиңизни тиләймиз!
^ 9-абзац Бәзи алимларниң ейтишичә, бу йәрдә Кармил теғи тилға елинған. Худа бирнәччә жил бурун шу тағда Илиясқа Баалниң пәйғәмбәрлирини өлтүрүшкә күч бәргән. Амма Муқәддәс китапта бу қайси тағ болғанлиғи йезилмиған.