Мәзмунға өтүш

УЛАРНИҢ ЕТИҚАДИДИН ҮЛГӘ ЕЛИҢЛАР | МӘҖДӘЛЛИК МӘРИЙӘМ

«Һәзритимни көрдүм!»

«Һәзритимни көрдүм!»

Мәҗдәллик Мәрийәм көз йешини сүртүп, асманға қариди. Униң сөйүмлүк һәзрити түврүккә миқланди. Бу баһар пәсли, күндүзи саат 12 болсиму, «пүтүн зиминни қараңғулуқ басти» (Луқа 23:44, 45). Мәрийәм яғлиғиға оринип, йенидики аялларға йеқинирақ турди. Бу үч саатлиқ қараңғулуқ қуяш тутулушиниң сәвәвидин әмәс еди, чүнки қуяшниң тутулуши бар-йоқи бирнәччә минут давамлишиду. Мәрийәм вә Әйсаниң қешида турған башқиму адәмләр түндә һувлайдиған һайванларниң авазини күндүзи аңлиғанлиғи еһтимал. Йүз бәргән һәммә ишни көргән адәмләр «интайин қорқушқан һалда: “У һәқиқәтән Худа Оғли екән!”— дейишти» (Мәтта 27:54). Әйсаниң әгәшкүчилириму, башқиларму Худаниң Оғлиға көрситилгән рәһимсиз муамилә сәвәвидин Йәһва Өзи қайғусини вә наразилиғини билдүрүватиду дәп ойлиған болуши мүмкин.

Мәҗдәллик Мәрийәмгә Әйсаниң азаплиниватқанлиғини көрүш интайин қийин болсиму, Мәрийәмниң уни ташлиғуси кәлмиди (Йоһан 19:25, 26). Әйсаниң тәсәввур қилғусиз азап чекиватқанлиғи ениқ еди. Буни көргән Әйсаниң анисиму тәсәллигә вә қоллашқа муһтаҗ болди.

Мәҗдәллик Мәрийәм Әйсаниң униңға қилған һәммә яхшилиғи үчүн бәк миннәтдар еди. Шуңа уму һәзрити үчүн қолидин келидиғанниң һәммисини қилишқа тәйяр еди. Илгири у ечинишлиқ әһвалда болған һөрмәтсиз аял еди, амма Әйса буниң һәммисини өзгәртти. У Мәрийәмниң һаятини иззәт-һөрмәткә толтуруп, мәналиқ қилди. Мәрийәм етиқади бәк күчлүк бир аял болди. Қандақларчә? Һәм бүгүнки күндә биз униң етиқадидин қандақ үлгә алалаймиз?

«Бар мал-мүлки билән бөлүшүп, уларға хизмәт қилатти»

Мәҗдәллик Мәрийәм тилға елинған Муқәддәс китаптики дәсләпки вақиә Әйсаниң униң үчүн қилған мөҗүзиси билән башлиниду. Әйса Мәсиһ Мәрийәмни қорқунучлуқ бир әһвалдин азат қилди. Шу заманда адәмләр җинларниң тәсири түпәйлидин көп қийналған. Бу рәзил җинлар адәмләрниң ичигә кирип, уларни башқуратти. Биз җинларниң бечарә мәҗдәллик Мәрийәмгә қандақ тәсир қилғанлиғини ениқ билмәймиз, амма униңға 7 рәзил һәм рәһимсиз җин чаплашқанлиғини билимиз. Бирақ Әйса Мәрийәмни уларниң һәммисидин азат қилди! (Луқа 8:2).

Әркинликкә егә болған Мәрийәмдә йеңи бир һаят башланди. У өз миннәтдарлиғини қандақ көрситәләтти? Мәрийәм Әйсаниң садиқ әгәшкүчиси болди. Шундақла у һәрқандақ ишни қилишқа тәйяр еди. Әйса вә униң әлчилиригә тамақ, кийим вә башпана керәк еди. Улар бай болмай, җан беқиш үчүн пул тепип, ишлимигән. Бар диққитини вәз ейтиш вә тәлим бериш ишиға бөлүш үчүн улар маддий ярдәмгә муһтаҗ еди.

Мәрийәм вә башқиму аяллар шу еһтияҗларни қанаәтләндүрүшкә ярдәм берәтти. Бу аяллар «бар мал-мүлки билән бөлүшүп, уларға хизмәт қилатти» (Луқа 8:1, 3). Бәлким, шу аялларниң бәзилири бай болған. Муқәддәс китапта уларниң тамақ әткәнлиги, кир жуйғанлиғи яки Әйса вә униң шагиртлири барған һәрбир йезида түнәйдиған җай издәп тапқанлиғи һәққидә ениқ йезилмиған. Лекин биз бу аялларниң тәхминән 20 кишидин ибарәт болған вәз ейтқучилар топиға җан-дили билән ғәмхорлуқ қилғанлиғини билимиз. Шуниң арқисида Әйса вә униң шагиртлири бар диққитини вәз ишиға бөләлиди. Мәрийәм Әйсаниң униңға қилған яхшилиғини һечқачан қайтуралмайдиғанлиғини билгән болсиму, у Әйса үчүн қолидин кәлгән һәммә нәрсини қиливатқанлиғиға хошал болди!

Бүгүнки күндә көплигән адәмләр төвән дәп һесаплинидиған ишларни қилидиғанларға етивар бәрмәй, уларға сәл қарайду. Амма Худа һечқачан ундақ қилмайду. Мәрийәмниң Әйсани вә униң шагиртлирини қоллаш үчүн һәммисини қиливатқанлиғини көргәндә Худа қанчилик хурсән болған! Һазирму көплигән садақәтмән мәсиһийләр башқиларға пайда әкелидиған көрүнмәйдиған ишларни кәмтәрлик билән орунлаватиду. Гайида меһрибан сөзниң яки әмәлий ярдәмниң әһмийити көп. Йәһва бундақ ишларни интайин қәдирләйду (Пәнд-нәсиһәтләр 19:17; Ибранийларға 13:16).

«Әйсаниң азап түврүгиниң алдида»

Мәҗдәллик Мәрийәм милади 33-жили Өтүп кетиш һейтида Әйса билән биллә Йерусалимға барған нурғун аялларниң арисида болди (Мәтта 27:55, 56). Әйсани түн кечидә тутуп, сотлиғанлиғини аңлиғанда у бәк қорқуп кәткән болуши мүмкин. Амма вәзийәт техиму кәскинлишип кәтти. Валий Понтиус Пилатус йәһудий диний йетәкчилириниң бесимиға вә уларниң тәсири астидики хәлиқниң бесимиға берилип, Әйсани азаплиқ өлүм җазасиға кәсти. Мәрийәм қанға боялған, һалсиз, узун түврүкни коча бойлап аранла сөрәп келиватқан һәзритини өз көзи билән көргән болуши мүмкин (Йоһан 19:6, 12, 15—17).

Өлүм җазаси иҗра қилинған чағда, чүштә қараңғулуқ басқанда, мәҗдәллик Мәрийәм вә башқиму аяллар «Әйсаниң азап түврүгиниң алдида» турди (Йоһан 19:25). Ахириғичә шу йәрдә болған Мәрийәм Әйсаниң өз анисини сөйүмлүк шагирти Йоһанға тапшурғанлиғини көрүп, аңлиди. Мәрийәм Әйсаниң өз Атисиға нида қиливатқанлиғиниму аңлиған. Шундақла у Әйсаниң җан үзүшидин авал: «Тамам болди!»— дәп ейтқан ахирқи сөзлириниму аңлиған. Буниң һәммисини көргән Мәрийәм қаттиқ азап чәкти. Шундақ болсиму, у шу йәрдин пәқәт Әйсаниң өлүмидин кейин кетип қалған охшайду. Кейин у бай киши болған араматиялиқ Йүсүп Әйсаниң җәситини қойған йеңи хатирә қәбриниң алдида қалған еди (Йоһан 19:30, ҺЗ; Мәтта 27:45, 46, 57—61).

Мәрийәмниң үлгиси бизгә етиқатдашлиримиз еғир синақларға дуч кәлгәндә, немә қилалайдиғанлиғимизни көрситиду. Бәлким, биз қандақту бир паҗиәлик әһвалниң алдини алалмаймиз яки зиянкәшликкә учриғанларниң азавини йоқ қилалмаймиз. Амма биз һисдашлиқ вә җасарәт көрситәләймиз. Қийин вақитларда қоллап-қувәтләйдиған достниң йениңда болуши өзи илһам бериду. Еғир әһвалға чүшкән достлиримизни ташлимисақ, бу бизниң етиқадимизниң мустәһкәм екәнлигини көрситиду. Достлиримизғиму бу чоң тәсәлли бериду (Пәнд-нәсиһәтләр 17:17).

Мәҗдәллик Мәрийәмниң йенида болғанлиғи Әйсаниң анисиға тәсәлли бәргәнлиги шүбһисиздур

«Мән уни елип кетәй»

Әйсаниң җәсити қәбиргә қоюлғандин кейин, Мәрийәм һәм башқиму аяллар «Әйсаниң җәситигә сүркәш үчүн хушпурақлиқ кокатларни сетивелишти» (Марк 16:1, 2; Луқа 23:54—56). Шәнбә күни өтүп кәткәндә, Мәрийәм таң сәһәрдә турди. Униң башқа аяллар билән биллә қараңғу кочини бойлап Әйсаниң қәбригә кетип барғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Йолда кетиветип улар қәбирниң ағзидики еғир ташни қандақ қилип домулиталайдиғанлиғи һәққидә сөзләшкән (Мәтта 28:1; Марк 16:1—3). Бирақ улар өйигә қайтмиди. Уларниң етиқади қолидин кәлгәнниң һәммисини қилишқа вә қалғинини Йәһваға тапшурушқа дәвәт қилди.

Мәрийәм қәбирниң йениға биринчи болуп кәлгәнлиги еһтимал. Қәбирниң ағзидики ташниң домулитилғанлиғини вә қәбирниң ичи бош екәнлигини көргәндә у һәйран болуп, туруп қалди. Мәрийәм иккиләнмәйла һәрикәт қилидиған аял болғанлиқтин, көргинини ейтип бериш үчүн Петрус билән Йоһанға жүгрәп кәтти. Униң йолдин нәпәс алалмай: «Улар [һәзритини] қәбирдин йөткиветипту, уни қәйәргә қойғинини билмидуқ!»— дәп ейтиватқанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Петрус вә Йоһан қәбиргә жүгрәп кәтти. Униң бош екәнлигигә көз йәткүзгәндә, өйлиригә қайтти * (Йоһан 20:1—10, МК).

Мәрийәм қәбиргә қайтип кәлгәндә, у йәрдин һәммиси кетип қалди. Таң сәһәрдә һөкүм сүргән җим-җитлиқ, қәбирниң бош турғанлиғи Мәрийәмниң жүригини моҗуп, у чидалмай жиғлап кәтти. Һәзритиниң йоқ болғанлиғиға техичә ишәнмигән Мәрийәм қәбирниң ичигә қәдәм басқанда, униң ағзи очуқ қалди. Қәбирниң ичидә ақ кийим кийгән икки пәриштә болди! Улар Мәрийәмдин: «Немишкә жиғлайсиз?»—дәп сориди (Йоһан 20:11—13). У һодуқуп, әлчиләргә ейтқанлирини пәриштиләргиму қайтилиди: «Һәзритимни елип кетипту, уни нәгә қойғанлиғини билмәймән» (Йоһан 20:11—13, ЙД).

У кәйнигә бурулуп, бир әр кишини көрди. Мәрийәм уни тонумиди, шуңа уни шу йәргә қарайдиған бағвән дәп ойлиди. Бу әр киши Мәрийәмдин меһрибанлиқ билән: «Немишкә жиғлайсиз? Кимни издәватисиз?»— дәп сориди (Йоһан 20:14, 15). Мәрийәм униңға җававән мундақ деди: «Тәхсир, әгәр сиз уни елип кәткән болсиңиз, қәйәргә қойғиниңизни маңа ейтиң, мән уни елип кетәй» (Йоһан 20:14, 15). Униң немә дегәнлиги һәққидә ойлап беқиң. Күчлүк вә қувәтлик болған Әйса Мәсиһниң җәситини бу аял ялғуз қандақ қилип көтирип, елип кәтмәкчи? Мәрийәмниң мундақ нәрсиләр тоғрисида ойлайдиған вақти болмиди. Қолидин кәлгәнниң һәммисини қилиш керәк, бар билгини шу еди.

«Мән уни елип кетәй»

Чидашқа болмайдиғандәк көрүнгән қайғулар вә қийинчилиқларға дучар болғинимизда, биз мәҗдәллик Мәрийәмдин қандақ қилип үлгә алсақ болиду? Әгәр пәқәт өзүмизниң аҗизлиқлиримизға вә чәклимилиримизгә диққәт қилидиған болсақ, биз қорқунучқа вә ениқсизлиққа берилип, һечнемә қилалмайдиған болуп қалимиз. Амма қолумиздин келидиған һәрқандақ ишни қилишқа тәйяр болуп, қалғинини Худаға тапшурсақ, биз тәсәввур қилғинимиздинму көп ишларни қилалаймиз (Коринтлиқларға 2-хәт 12:10; Филипиликләргә 4:13). Һәммидин муһими, биз Йәһвани хурсән қилимиз. Мәрийәм нәқ шундақ қилди һәм Худа уни әҗайип түрдә мукапатлиди.

«Һәзритимни көрдүм!»

Мәрийәмниң алдида турған киши бағвән әмәс еди. Бурун у яғашчи еди, кейин устаз болди, андин Мәрийәмниң сөйүмлүк һәзрити болди. Лекин Мәрийәм уни тонумай, кәйнигә бурулди. Әйсаниң тирилдүрүлүп, қудрәтлик роһ болғанлиғи Мәрийәмниң ойиға кирип чиқматти! Әйса Мәрийәмгә адәм сүпитидә көрүнди, амма тени өлүминиң алдидики тенидәк әмәс еди. Әйсаниң тирилгәнлигидин кейин һәтта Әйсани яхши билгән адәмләрму уни тонумай жүрди (Луқа 24:13—16; Йоһан 21:4).

Әйса өзиниң ким екәнлигини Мәрийәмгә қандақ қилип билдүрди? «Мәрийәм!» дегән бир еғиз сөзни қандақ ейтқанлиғи биләнла билдүрди. Мәрийәм кәйнигә бурулуп: «Раббуни!»— дәп ейтти. Мошу ибраний сөзни у Әйсаға нурғун қетим ейтқанлиғи шүбһисиз. Бу униң сөйүмлүк Устази еди! Мәрийәм хошаллиғидин қин-қиниға патмай кәтти. У Әйсани тутуп, қоюветишни халимиди (Йоһан 20:16).

Әйса униң немә ойлаватқанлиғини билди. «Маңа есилмиғин!»— деди у. Әйсаниң бу сөзләрни меһрибанлиқ билән, бәлким, күлүмсирәп ейтиватқанлиғини вә қолини аста елип: «Мән техи Атамниң йениға чиқмидим»,— дегәнлигини тәсәввур қилип көрүң. Бу униң асманға кетидиған вақти әмәс еди. Униң йәрдә атқуридиған ишлири техи бар еди һәм у Мәрийәмгә ярдәм беришни халиди. Әлвәттә, Мәрийәм уни бар диққити билән тиңшиди. Әйса униңға мундақ деди: «Берип қериндашлиримға: Мени «Силәрниңму Атаңларниң, йәни мениң Атамниң, силәрниң Худайиңларниң, йәни мениң Худайимниң йениға чиқимән!» дәйду, — дәп йәткүзгин» (Йоһан 20:17, МК).

Һәзрити Әйса Мәрийәмгә немә дегән тапшуруқ бәрди-һә! Мәрийәм тирилгән Әйсани биринчи болуп көргән шагиртларниң арисида болуш шан-шәрипигә егә болған. Һазир болса, униңға бу хуш хәвәрни башқиларға ейтиш вәзиписи тапшурулди. Униң шагиртларға қанчилик хошал болуп жүгригәнлигини тәсәввур қилип көрүң. Нәпәс алалмай, һаяҗанлинип, униң өзиму, шагиртларму өмүр бойи есидә сақлап қалған: «Һәзритимни көрдүм!»— дегән сөзләрни ейтиватқанлиғини көз алдиңизға кәлтүрүң. У шагиртларға Әйсаниң һәммә сөзлирини ағзи-ағзиға тәгмәй сөзләп йәткүзди (Йоһан 20:18, ЙД). Мәрийәмниң сөзлири Әйсаниң бош қәбридин қайтип кәлгән башқа аялларниң сөзлирини тәкитлиди (Луқа 24:1—3, 10).

«Һәзритимни көрдүм!»

«Улар аялларниң сөзлиригә ишәнмиди»

Әр кишиләр бу хәвәрни қандақ қобул қилди? Бешида анчә яхши қобул қилмиди. Биз мундақ оқуймиз: «Уларға аялларниң сөзлири әқилгә сиғмайдиғандәк көрүнди вә улар ишәнмиди» (Луқа 24:11). Бу әрләр аялларниң сөзлирини инавәткә алмайдиған җәмийәттә чоң болди. Йәһудий устазларниң урп-адитигә бенаән, аял киши сотта гувалиқ берәлмәтти. Бәлким, әлчиләр мәдәнийәтниң тәсиригә қанчилик берилгәнлигини өзлириму чүшәнмигән. Лекин Әйсаға һәм униң Атисиға мундақ нәрсиләр тәсир қилмайду. Улар бу аялға немә дегән чоң шан-шәрәп көрсәтти!

Мәрийәм әр кишиләрниң инкасиға хапа болмиди. Мәрийәм Устази униңға ишинидиғанлиғини билди һәм буниң өзи униң үчүн йетәрлик болди. Әйсани әгәшкән һәммә адәмләргиму муһим бир хәвәрни йәткүзүш вәзиписи тапшурулған. Муқәддәс китапта бу хәвәр «Худаниң Падишалиғи һәққидики хуш хәвәр» дәп атилиду (Луқа 8:1). Әйса әгәшкүчилиригә һәммә адәмләр уларниң сөзлиригә ишинип, ишини қәдирләйду дәп вәдә бәрмиди. Әксичә, тамамән башқичә болидиғанлиғини ейтқан (Йоһан 15:20, 21). Шуңа мәсиһийләр мәҗдәллик Мәрийәмни есидә тутуши лазим. Һәтта шагиртларниң бәзилири униң сөзлиригә бирдин ишәнмисиму, бу Мәрийәмни хошаллиғидин мәһрум қилмиди вә Әйсаниң тирилгәнлиги һәққидики хуш хәвәрни тарқитишиға тосалғу болмиди.

Вақит өтүп, Әйса өз шагиртлириға, кейинирәк башқиму әгәшкүчилиригә көрүнди. Бир қетим у бирдинла 500-дин артуқ адәмгә көрүнди! (Коринтлиқларға 1-хәт 15:3—8). Әйса һәр қетим көрүнгәндә, мәйли Мәрийәм буни өз көзи билән көрсун, башқилардин аңлиған болсун, униң етиқадиниң техиму күчәйгәнлиги бәк ениқ. Бәлким, Йерусалимда Әллигинчи күн мәйримидә Әйсаниң әгәшкүчилиригә муқәддәс роһ чүшкәндә, шуларниң арисидики аялларниң ичидә мәҗдәллик Мәрийәмму болғанду (Әлчиләр 1:14, 15; 2:1—4).

Қандақ болсиму, мәҗдәллик Мәрийәм өз етиқадини һаятиниң ахириғичә мустәһкәм сақлап қалғанлиғиға ишәнчимиз камил. Һәрбиримизму шундақ қилишқа қәтъий бәл бағлайли! Әйсаниң бизгә қилған һәммә яхшилиқлири үчүн миннәтдарлиғимизни көрсәтсәк, шундақла Худаниң ярдимигә тайинип, башқиларға кәмтәрлик билән хизмәт қилсақ, мәҗдәллик Мәрийәмниң етиқадидин үлгә алимиз.

^ 12-абзац Пәриштә аялларға Әйса Мәсиһниң тирилгәнлигини ейтқанда, Мәрийәм у йәрдин кетип қалған охшайду. Болмиса, Мәрийәм Петрус вә Йоһанға Әйсаниң җәсити немишкә йоқ екәнлигини чүшәндүргән пәриштини көргәнлигини чоқум ейтип берәтти (Мәтта 28:2—4; Марк 16:1—8).