ЯШЛАРНИҢ СОАЛЛИРИ
Вижданимни қандақ чиниқтуруп тәрбийилисәм болиду?
Сиз вижданни немә билән селиштураттиңиз?
компас
әйнәк
дост
сотчи
Бу җавапларниң һәммиси тоғра. Мошу мақалидә буниң сәвәви чүшәндүрүлиду.
Виждан дегән немә?
Виждан — яхши билән яманни аҗритишни билидиған ички туйғу. Муқәддәс китапта у адәмниң қәлбигә йезилған қанунға охшитилған (Римлиқларға 2:15). Яхши тәрбийиләнгән виждан сизгә қилмақчи болған яки қилған иш-һәрикәтлириңизгә баһа беришкә ярдәм бериду.
Компас кәби виждан. У сизгә тоғра йолни көрситиду. Шуниң арқисида сиз ховуп-хәтәрләрдин жирақ болисиз.
Әйнәк кәби виждан. У сизниң һәқиқәтән қандақ адәм екәнлигиңизни ашкарә қилип, әхлақий әһвалиңизни әкс әттүриду.
Яхши дост кәби виждан. У сизгә яхши мәслиһәт бериду. Униңға қулақ салсиңиз, мувәппәқийәт қазиналайсиз.
Сотчи кәби виждан. Натоғра иш қилған болсиңиз, у сизни әйипләйду.
Хуласә: Вижданиңиз һаятиңизда чоң әһмийәткә егә, сәвәви у 1) дана қарарларни қилишиңизға һәм 2) хаталиқлириңизни етирап қилип, өзгиришиңизгә ярдәм бериду.
Немишкә вижданиңизни тәрбийилишиңиз керәк?
Муқәддәс китапта: «Вижданиңларни пак сақлаңлар»,— дәп йезилған (Петрусниң 1-хети 3:16). Амма вижданиңиз тәрбийиләнмигән болса, уни пак сақлаш қийин.
«Мән ата-анамға қәйәрдә болғанлиғимни йошуруп, ялған ейтаттим. Бешида вижданим мени әйипләтти, бирақ вақитниң өтүши билән қилғанлирим унчилик яман әмәс дәп ойлашқа башлидим» (Дженнифер).
Ахирида Дженнифер вижданиниң авазиға қулақ селип, ата-анисиға растини ейтип, ялған ейтмайдиған болди.
Ойлинип көрүң: Немишкә Дженнифер вижданиниң авазиға әтигәнирәк қулақ селиши керәк еди?
«Иккийүзлүк һаят кәчүрүш бәк қийин һәм стрессқа чүшириду. Виждан авазиға бирла қетим диққәт қоймай, натоғра қарар қобул қилсиңиз, кейин бундақ қилиш адәткә айлинип кетиду» (Мэтью).
Бәзи адәмләр вижданиға тамамән қулақ салмайдиған болди. Муқәддәс китапниң ейтишичә, «улар һар-номусни жүтирип» қойди (Әфәсликләргә 4:19).
Ойлинип көрүң: Қилған натоғра ишлири үчүн виждан азавини тартмайдиған адәмләр һәқиқәтән бәхитлик һаят кәчүрәмду? Улар бүгүн йә әтә қандақ қийинчилиқларға дуч келиду?
Хуласә: Вижданиңизни пак сақлаш үчүн сиз «уқуми[ңиз]ни яхши билән яманни пәриқләндүрүшкә» үгитишиңиз лазим (Ибранийларға 5:14).
Вижданиңизни қандақ чиниқтуруп тәрбийиләләйсиз?
Вижданиңизни тәрбийиләш үчүн, иш-һәрикәтлириңизгә баһа беридиған принциплар керәк. Бәзилириниң принциплирини төвәндикиләр шәкилләндүриду:
аилә һәм мәдәнийәт
тәңдашлар
даңлиқ шәхсләр вә сәһнә юлтузлири
Амма әң яхшиси — вижданиңизни Муқәддәс китаптики принципларға мас тәрбийиләш. Бу һеч һәҗәплинәрлик иш әмәс, сәвәви Муқәддәс китап «Худа тәрипидин роһландурулған» (Тимотийға 2-хәт 3:16). Худа бизни яратқанлиқтин, У биз үчүн немә яхши болидиғанлиғини билиду.
Бирнәччә мисални көрүп чиқайли.
ПРИНЦИП: «Һәммә нәрсидә өзүмизни диянәт тутимиз» (Ибранийларға 13:18).
Емтиһанда алдашқа, ата-аниңизға ялған ейтишқа яки оғрилиқ қилишқа аздурулғанда, бу принцип сизниң вижданиңизға қандақ тәсир қилалайду?
Әгәр вижданиңиз сизни һәммә ишта растчил болушқа дәвәт қилса, бу сизгә һазир һәм кәлгүсидә қандақ пайда әкелиду дәп ойлайсиз?
ПРИНЦИП: «Җинсий әхлақсизлиқтин жирақ болуңлар» (Коринтлиқларға 1-хәт 6:18, ҺЗ)
Порнографияни көрүшкә яки нека қурмай туруп җинсий алақидә болушқа аздурулғанда, бу принцип сизниң вижданиңизға қандақ тәсир қилалайду?
Вижданиңиз сизни җинсий әхлақсизлиқтин қечишқа дәвәт қилса, бу сизгә һазир һәм кәлгүсидә қандақ пайда әкелиду?
ПРИНЦИП: «Бир-бириңларға меһрибан, чоңқур һәмдәртмән болуңлар. Бир-бириңларни һиммәтлик кәчүрүңлар» (Әфәсликләргә 4:32).
Қериндишиңиз яки достиңиз билән келишәлмәй қалсиңиз, бу принцип сизгә қандақ тәсир қилалайду?
Вижданиңиз сизни кәчүрүшкә һәм рәһимдил болушқа дәвәт қилса, бу сизгә һазир һәм кәлгүсидә қандақ пайда әкелиду?
ПРИНЦИП: «Пәрвәрдигар рәзилләргә вә зораванлиққа хуштарларға ич-ичидин нәпрәтлиниду» (Зәбур 10:5 [11:5, ЙД]).
Фильмлар, видео оюнлар вә телевизия программилирини таллиғанда, бу принцип сизгә қандақ тәсир қилиши лазим?
Вижданиңиз сизни зораван оюн-тамашиларни рәт қилишқа дәвәт қилса, бу сизгә һазир һәм кәлгүсидә қандақ пайда әкелиду?
ҺАЯТТА ЙҮЗ БӘРГӘН ВАҚИӘ. «Достлирим зораван видео оюнларни ойнатти, мәнму ойнаттим. Кейин дадам бундақ оюнларни һәргизму ойнимаслиғим керәклигини ейтти. Амма мән шу оюнларни ойнашни достлиримниң өйидә давамлаштурдум. Өйүмдә бу һәққидә һечкимгә гәп қилматтим. Лекин дадам бирәр иш йүз бериватқанлиғини һис қилатти һәм мениңдин сориғанда, мән һәммиси яхши дәп қояттим. Бир күни Зәбур 11:5тики сөзләр көзүмгә чүшти. У айәтни оқуғанда, қиливатқан ишлирим үчүн көңлүм бәк йерим болди. Мән шу оюнларни ойнашни тамамән қоюшум керәклигини чүшәндим. Һәм нәқ шундақ қилдим. Буни көргән бир достумму рәзил оюнларни ойнашни тохтатти» (Джереми).
Ойлинип көрүң: Джеремини виждани қайси вақитта азаплашқа башлиди һәм у вижданиға қайси вақитта қулақ салди? Джереминиң вақиәсидин сиз қандақ савақ алдиңиз?
Хуласә: Вижданиңиз һәқиқәтән ким екәнлигиңизни һәм немини қоллайдиғанлиғиңизни көрситиду. Вижданиңиз сиз һәққидә немә дәйду?